Язғучи әхтәм өмәрниң тутқунда икәнлики вә “қарчуға балиси” намлиқ китабиниң көйдүргәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.04.21
язғучи әхтәм өмәрниң тутқунда икәнлики вә “қарчуға балиси” намлиқ китабиниң көйдүргәнлики ашкариланди “әхтәм өмәр повестлиридин талланма” намлиқ китабниң муқависидин кәсип елинған.
Oqurmen teminligen

Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бири 4 йилдин буян из-дерики болмайватқан язғучи әхтәм өмәрниң тутқунда икәнлики вә өткән йили “қарчуға балиси” қатарлиқ һекайә топламлириниң көйдүрүлгәнликини мәлум қилди. Мухбиримизниң әхтәм өмәрниң үрүмчидики иш орни вә мәкиттики юртиға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, юқириқи учурниң тоғрилиқи дәлилләнди.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиләрдин бириниң ашкарилишичә, язғучи әхтәм өмәр, мәкиттики җийәни мисирда оқуғанлиқи вә униңға пул әвәткәнлики үчүн тутуп тәкшүрүлгән. Тәкшүрүшниң ахири, униң әдәбий иҗадийитигә берип тақилип, у бөлгүнчилик билән әйибләнгән вә 2018-йилиниң ахириға кәлгәндә, үрүмчидә ечилған бир мәхпий сот билән кесиветилгән. Униң үрүмчидики хизмәт орни болған тәңритағ кино студийәси вә серк өмики әхтәм өмәр һәққидә мәлумат беришни рәт қилди.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң баян қилишичә, әхтәм өмәр тутулушниң алдида, йәни 2017-йили 2-айда униң мәкит түмәнталдики акиси әнвәр өмәр вә җийәни искәндәр әнвәр тутқун қилинған. Аридин бир ай өткәндә, йәни шу йил 3 ‏-айда әхтәм өмәр тутуп кетилгән.

Түмәнталдики бир кәнт кадири әхтәм өмәрниң кимлики вә ақивитидин хәвәрсизликини баян қилиш билән бирликтә, әнә шу йезида олтурушлуқ, униң акиси вә җийәниниң ақивитидинму хәвәрсизликини ейтти.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң баян қилишичә, әхтәм өмәр тутқун қилинип үч йилдин кейин, йәни 2020-йил язда униң бир қисим китаблири көйдүрүлгән. Көйдүрүлгәнләр арисида униң “қарчуға балиси” намлиқ һекайиләр топлимиму бар болуп, бу китабниң җәмийәттики тәсири һәққидә вәзийәттин хәвәрдар киши мунунларни баян қилди.

Дейилишичә, униң мәзкур һекайиси язғучи нурмәмәт ясинниң “ява кәптәр” намлиқ әсири билән охшаш темида йезилған болуп, уйғурлардики әркинлик арзуси вә күрәшчанлиқ роһи тәсвирләнгән. Бу һекайә “җуңго милләтләр әдәбияти” журнилида елан қилинғанлиқи үчүнла, әйни чағда даириләрниң тәнқидидин узақ қалған. 2017-Йили уйғур илида нәшриятчилиқ саһәсидә “арқиға қараш” долқуни қозғалғанда, бу китаб, бөлгүнчилик мәзмундики китаблар қатарида йиғивелинған, аптори җавабкарлиққа тартилған.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң баян қилишичә, әхтәм өмәрниң “қарчуға балиси” намлиқ һекайиләр топлими көйдүрүлгән җайлардин бири пәйзиаватниң миша йезиси болуп, шу күндики китаб көйдүрүш йезилиқ партком сиясий қанун ишханиси билән йезилиқ сақчиханиниң назарити астида елип берилған. Телефонимизни қобул қилған миша сақчихана хадими, шу күнки китаб көйдүрүшкә мәсул болған икки сақчи хадиминиң кимликлирини ашкарилиди. Әмма у мәзкур китабниң немә үчүн көйдүрүлгәнлики вә қайси органниң буйруқи билән көйдүргәнлики һәққидә мәлумат бәрмиди. Әмма мишада әхтәм өмәрниң китаби көйдүрүлгәнликидин хәвири барлиқини ашкарилиди. У ахирида йәнә әхтәм өмәрниң тутқунда икәнликидинму дәлиллиди.

Юқирида, язғучи әхтәм өмәрниң тутқунда икәнлики вә “қарчуға балиси” қатарлиқ китаблириниң көйдүрүлгәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.