Әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 29-йили мунасивити билән хатириләш йиғини өткүзүлди
2024.12.16
15-Декабир дуня уйғур қурултийи (д у қ) вәхпи вә әйса йүсүп алиптекин вәхпиниң ортақ саһибханилиқида мәрһум әйса йүсүп алиптекин вапатиниң 29-йили мунасивити билән истанбулда “әйса йүсүп алиптекин вә үч әпәндини хатириләш вә чүшиниш” темисида муһакимә йиғини өткүзүлди.
Йиғинға зәйтинбурнуниң наһийә һакими адәм услу, зәйтинбурну наһийәсиниң муавин шәһәр башлиқи сәффат өз әпәнди, милләтчи һәрикәт партийәси истанбул шөбисиниң муавин рәиси исмаил акгөз әпәнди, әйса йүсүп алиптекин вәхпиниң рәиси җаһит дак вә идарә һәйәт әзалири, д у қ вәхпи рәиси абдурешит абдулһәмид вә идарә һәйәт әзалири, шуниңдәк истанбулдики уйғур, қазақ, түрк қатарлиқ бир қисим иҗтимаий тәшкилатларниң рәһбәрлири вә уйғур, түрк җамаитидин көп санда киши қатнашти.
Муһакимә йиғиниға истанбул университети оқутқучиси, пирофессор муәлла уйду йүҗәл ханим риясәтчилик қилди. У мәрһум әйса йүсүп алиптекин тоғрисида тохтилип, өзиниң истанбул университетида оқуватқан мәзгилдә мәрһум әйса йүсүп алиптекин билән тонушқанлиқини, мәрһумниң “асарәттики шәрқий түркистан” намлиқ китабини оқуғандин башлап “шәрқий түркистан мәсилиси” гә көңүл бөлүп келиватқанлиқини, пирофессор доктор өмәр қул билән бирликтә түркийәдә “шәрқий түркистан мәсилисини қоллаш вә түркийә җамаәтчилики арисида бу мәсилигә җиддий қарайдиған бир җамаәт пикир пәйда қилиш” үчүн 35 йилдин буян тиришчанлиқ көрситип келиватқанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “мән мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң ‛асарәттики шәрқий түркистан‚ намлиқ әсирини оқуғандин кейин әслидә шәрқий түркистанниң биз үчүн қанчилик муһим икәнликини чүшинип йәттим. Бирақ мушундақ муһим бир мәсилигә инсанийәтниң йүрикиниң ечишмайдиғанлиқини, көзиниң көрмәйватқанлиқини, қулақлириниң аңлимайдиғанлиқини көрүп көңлүм йерим болиду”.
Йиғинда мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң оғли илғар алиптекин әпәнди “оғлиниң қарши билән әйса йүсүп алиптекин” дегән темида сөз қилип, мәрһум дадисини әсләп өтти. Шу қатарда уларниң уйғур дияридин түркийәгә қандақ җапа-мушәққәтләрни йеңип кәлгәнликини, түркийәгә кәлгәндин кейин “шәрқий түркистан дәваси” йолида қилған хизмәт вә паалийәтлирини тонуштуруп өтти. Униң пикричә, уйғур дәвасиға атланған кишиләр һәрқачан бәдәл төләйду, шуниңдәк кечә-күндүз демәстин һәрикәт қилиду. Шу сәвәбтинму мәрһум дадиси дәва йолидики алдирашлиқ түпәйлидин аилисигә вә пәрзәнтлиригә вақит чиқиралмиған, пәрзәнтлириниң оқу-оқутуш ишлириғиму көңүл бөләлмәй өткән. У мушу әһвалларни тилға алғач “шәрқий түркистан дәваси йолида мәрһум дадам билән тәң алиптекин аилисиму охшаш бәдәл төлиди” деди.
Йиғинда ечилиш сөзи қилған д у қ ниң муавин рәиси вә истанбулдики д у қ вәхпиниң рәиси абдурешит абдулһәмид әпәнди уйғур дава йолидики мәрһум әйса йүсүп алиптекин, муһәммәд имин буғра, мәсуд сабири байқузи қатарлиқ үч әпәндини хатириләш, шуниңдәк уларниң иш-излирини өгиниш үчүн бу йиғинниң уюштурулғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: “бу үч әпәнди шәрқий түркистан тарихида бәк муһим орунға игә, улар шәрқий түркистанниң миллий мәдәнийәт кимликини қоғдаш, мустәқиллиқ йолида күрәш қилиш вә дөләт қуруш әнәниси қатарлиқ қиммәтлик мирасларни бизләргә қалдуруп кәтти”.
Йиғинда сөз қилған зәйтинбурну һакими адәм услу әпәнди һәр вақит уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “шәрқий түркистанда йүз бериватқан һадисиләрдин, адриятиктин сәддичин сепилиғичә тутишидиған җуғрапийәдики 250 милйон нопусқа игә түрк дунясида яшайдиған һәр бир шәхс қәлбидә җараһәт һес қилиду, шәрқий түркистан мәсилиси пәқәт шәрқий түркистан хәлқиниңла мәсилиси болмастин, пүткүл түрк дунясиниң мәсилисидур. Түркийә җумһурийитиму шәрқий түркистан мәсилисини һәр қандақ шараитта қоғдайду вә қоллайду. Түркийә җумһурийитидә яшайдиған 85 милйон кишиниң қәлби шәрқий түркистан үчүн соқиду һәм һәр вақит шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз билән биргә болиду”.
Мурасимда сөз қилған зәйтинбурну наһийәсиниң муавин шәһәр башлиқи сәффат өз әпәнди, мәрһум әйса йүсүп алиптекин қәбрисиниң зәйтинбурнуға җайлашқанлиқидин өзлирини шәрәплик һес қилидиғанлиқини тәкитлиди. Шундақла уйғур хәлқи чекиватқан зулумдин көңлиниң йерим боливатқанлиқини вә уйғур хәлқини һәр заман қоллап қуввәтләйдиғанлиқини тәкитлиди.
Йиғинда сөз қилған әйса йүсүп алиптекин вәхпиниң рәиси җаһит дак әпәнди мундақ деди: “түрк дөлити вә миллити мәрһум әйса йүсүп алиптекинни һәрқачан шәрқий түркистан дәвасиниң җанлиқ намайәндиси дәп қарайду, шуниң билән биллә мәрһум түрк дуняси үчүн ахирқи 100 йилда елип барған күрәшлири арқилиқ күнимиздә байрақдар шәхсләрдин бири дәп қарилиду. Вапатиниң 29-йили мунасивити билән мәрһум лидеримиз әйса йүсүп алиптекинни һөрмәт билән әсләймиз вә алий еһтирам билдүримиз”.
Йиғинда йәнә истанбул университети оқутқучиси пирофессор доктор өмәр қул әпәнди “үч әпәндиниң акиси доктор мәсуд сабри байқузи” дегән темида, әйса йүсүп алиптекин вәхпиниң баш катипи, доктурант абдуллаһ оғуз әпәнди “алим, шаир, язғучи вә тарихшунас сиясәтчи муһәммәд имин буғра һәзрәтлири” дегән темида сөз қилди.
Игилинишичә, мәрһум әйса йүсүп алиптекин 1901-йили қәшқәрниң йеңисар наһийәсидә дуняға кәлгән. У бир өмүр “шәрқий түркистан дәваси” үчүн күрәш қилған. У өзиниң сөзи бойичә ейтқанда 1949-йили “вәтән үчүн вәтәндин айрилған” вә 1954-йили түркийәгә келип олтурақлашқандин буян түрк дуняси, әрәб дуняси вә ғәрб әллиридә айлинип йүрүп “шәрқий түркистан мәсилиси” ни аңлатқан. Шуниң билән биргә муһаҗирәттики “шәрқий түркистан дәваси” ға асас салған вә төһпә қошқан йолбашчилардин бири, дәп қарилиду. Мәрһум 1995-йили 17-декабир күни 94 йешида истанбулда кесәллик сәвәбидин вапат болған иди.