Әйса йүсүф алиптекин вапатиниң 25 йиллиқи хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.12.18
Әйса йүсүф алиптекин вапатиниң 25 йиллиқи хатириләнди Әйса йүсүп алптекин (оттуридики бадам доппа вә тон кийгән киши) уюштурған шәрқий түркистанлиқларниң коммунизмға қарши намайиши. 1966-Йили, истанбул.
RFA/Qutlan

Д у қ ниң уюштуриши билән мәшһур “3 әпәндиләр” ниң бири болған әйса йүсүф алиптекин вапатиниң 25 йиллиқини хатириләш тор муһакимә йиғини өткүзүлди.

17-Декабир д у қ ниң уюштуриши билән тор муһакимә йиғини өткүзүлүп, мәрһум әйса йүсүф алиптекин вапатиниң 25 йиллиқи хатириләнди вә униң һаят паалийәтлири әсләп өтүлди. Йиғинға әнқәрә университитиниң дотсенти, доктур әркин әмәт әпәнди риясәтчилик қилди.

Бу тор муһакимә йиғиниға мәрһум әйса йүсүф алиптекин әпәнди 1995-йили истанбулда вапат болуштин илгири униң билән көрүшкән, сәпдаш болуп хизмәт қилған һәмдә мәхсус әйса йүсүф алиптекин тәтқиқати билән шуғуллиниватқан кишиләр вә алиптекин җәмәтиниң әзалири қатнашқан иди.

Йиғинда алди билән ечилиш нутуқи сөзлигән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди “20-әсирдики шәрқий түркистан миллий азадлиқ һәрикити тарихида ‛3 әпәндиләр‚ дәп һөрмәт билән тәриплинидиған вә ай юлтузлуқ көк байрақниң бүгүнгә қәдәр йетип келишигә бүйүк төһпиләрни қошқан” әйса йүсүф алиптекин әпәндиниң көрәш тарихиға йүксәк баһаларни бәрди. У сөзидә 1949-йили коммунист хитай шәрқий түркистанға бесип кириштин илгири әйса йүсүф алиптекин билән бирликтә һиндистанға һиҗрәт қилған муһәммәдимин буғраниң өз вақтида хатирисигә мунуларни йезип қалдурғанлиқини әскәртип өтти: “шәрқий түркистанниң коммунист мустәмликисигә айлиниши билән һиндистанға һиҗрәт қилғандин кейин 1950-йили әйсабәг билән музакирә қилип, вәтән дәваси үчүн елип баридиған қәтий һәрикитимизни төвәндикидәк қарарлаштурдуқ: бири, шәрқий түркистанниң толуқ мустәқиллиқини мәқсәт қилиш, иккинчиси, вәтән сиртида яшаватқан шәрқий түркистанлиқларниң идийәсигә мустәқиллиқ пикрини сиңдүрүш, үчинчиси, бу ғайини мәқсәт қилған һалда тәшвиқатқа әһмийәт бериш, төтинчиси, дуня җамаәтчиликигә шәрқий түркистанни тонутуш, ана вәтәндики хитай зулумини аңлитиш вә уларниң ярдимини қолға кәлтүрүш.”

Йиғинға әйса йүсүф алиптекин әпәндиниң үчүнчи оғли илғар алиптекин әпәндиму қатнашқан иди. У сөзидә дадиси әйса йүсүф алиптекинниң 1901-йили қәшқәрниң йеңисар наһийәсидә туғулғанлиқи вә мәдрис, мәктәпләрдә оқуш тарихи, кейинки һаят муҗадилилири тоғрисида мәлумат берип өтти. Әйса йүсүф алиптекинниң вапатиға қәдәр униң билән биргә хизмәт қилған түркийәдики уйғур мойсипитлиридин һамутхан көктүрк әпәндиму әслимилирини изһар қилди.

Әйса йүсүф алиптекин билән истанбулда 7 йилдин артуқ бирликтә хизмәт қилған бүгүнки д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди әслимисидә, әйса йүсүф алиптекинниң сөз, һәрикәт, депломатик алақиларда дөләт әрбаби кәби салапәткә игә бир зат болғанлиқини, униң һаятида нурғунлиған дөләтләрниң юқури дәриҗилик әрбаблири билән көрүшкәнликини, түркийә дөләт рәһбәрлири вә хәлқи арисида бүйүк нопуз яратқан һөрмәткә сазавәр бир шәхс болғанлиқини мисаллири билән сөзләп өтти. Әйса йүсүф алиптекин билән илгири бирликтә хизмәт қилған, һазир д у қ ниң муавин рәиси болған пәрһат муһәммиди әпәнди болса, әйса йүсүф алиптекинниң кишилик пәзилитидики растчиллиқ, кәмтәрлик, пидакарлиқ, милләтсөйәр алаһидиликлиригә наһайити йүксәк баһа бәрди. Йиғинға әйса йүсүф алиптекин тәтқиқати билән шуғуллинидиған, түркийәдики “әйса йүсүф алиптекин вәқпи” ниң рәиси доктур өмәрқулму қатнашқан болуп, уму өз қарашлирини ипадә қилип өтти.

2 Саәттин артуқ давам қилған бу тор муһакимә йиғиниң хатимисидә мәрһум әйса йүсүф алиптекин әпәндиниң һәрхил тилларда йезип қалдурған әсәрлири бирму-бир тилға елинди вә кишиләрниң әйса йүсүф алиптекингә баһа бериштин илгири, бу әсәрләрни көрүп чиқишлири тәвсийә қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.