Вапатиниң 26 йиллиқ хатирә күнидә мәрһум әйса йүсүп алптекин яд етилмәктә
2021.12.17
17-Декабир күни 20-әсир уйғур тарихидики мәшһур “3 әпәндиләр” дин бири болған мәрһум әйса йүсүп алптекин вапатиниң 26 йиллиқ хатирә күнидур.
2021-Йили муһәммәд әмин буғра, мәсут сабири байқузи, әйса йүсүп алптекиндин ибарәт уйғур бүгүнки заман тарихидики мәшһур “3 әпәндиләр” дин бири болған мәрһум әйса йүсүп алптекин тәвәллутиниң 120 йиллиқи, шундақла 2021-йили 17-декабир күни мәрһумниң вапатиниң 26 йиллиқ хатирә күнидур. Бу мунасивәт билән бир қисим уйғур тәшкилатлири бүгүн баянатлар елан қилип, мәрһумниң бир өмүрлүк күрәш тарихини әсләшмәктә вә уни һөрмәт билән яд әтмәктә.
Мәрһум әйса йүсүп алптекинниң германийәдә яшайдиған оғли әркин алптекин әпәнди бүгүн атиси әйса йүсүп алптекин вапатиниң 26 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән зияритимизни қобул қилғанда, атисиниң өзидә чуңқур из қалдурған бәзи гүзәл пәзиләтлирини қисқичә баян қилип өтти.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди 1994-йили вәтәнни тәрк етип түркийәгә һиҗрәт қилған мәзгиллиридә, мәрһум әйса йүсүп алптекин билән дидарлашқан вә униң билән һәмсөһбәттә болған шәхсләрдин биридур. У бүгүн мәрһумниң вапатиниң 26 йиллиқ хатириси һәққидә тохталғанда, униң әйни заманда өзигә тәсир қилған иш-излири тоғрисидики қарашлирини ипадә қилди. У сөзидә шәрқий түркистанда йүз бәргән нурғунлиған тарихий вәқәләрни мәрһумниң өз ағзидин аңлаш пурситигә еришкәнликини тәкитлиди.
Түркийәдә 1993-йилидин 1995-йилиғичә мәрһум әйса йүсүп алптекинниң хизмитидә болған д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу хусуста пикир баян қилғанда, әйни йиллири хитай һакимийити тәрипидин “пантүркистләрниң чәт әлдики каттибеши” дәп һуҗум нишани қилинған әйса йүсүп алптекинниң толиму милләтпәрвәр, аддий-садда вә гүзәл хисләтлик бир зат икәнликини тилға алди. У сөзидә шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқиниң бүгүнгә қәдәр йетип келишидә әйса йүсүп алптекинниң қошқан төһписиниң алаһидә зорлиқини әскәртти.
Мәлум болғинидәк, мәрһум әйса йүсүп алптекин 1901-йили қәшқәр вилайитиниң йеңисар наһийәсидә дуняға кәлгән. У яшлиқ дәвридин башлап, 1995-йили 17-декабир күни бу дуня билән видалашқичә болған узун бир заманда, шәрқий түркистан тәвәсидә хитайға қарши түрлүк көрәшләр билән шуғуллинипла қалмай, 1949-йили “вәтән үчүн вәтәндин айрилған” дин башлап, болупму 1954-йили түркийәгә келип йәрләшкәндин етибарән түрк дуняси, әрәб дуняси вә ғәрб дунясида пүтүн имканлири билән уйғурлар мәсилисини аңлитип, муһаҗирәттики уйғур дәвасиға асас салған вә өчмәс из қалдурған вәтәнпәрвәр затлардин бири иди. Униң 94 йиллиқ өмриниң төттин үч қисмини шәрқий түркистанниң азадлиқ күришигә беғишлиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.