“әйса йүсүп алиптекинниң шәхсий архиплири каталоги” нәшр қилинди
2024.06.12
Истанбул университети тарих пәнлири дотсенти доктор өмәр қул тәйярлиған “әйса йүсүп алиптекинниң шәхсий архиплири каталоги” намлиқ китаб нәшр қилинди.
Истанбулдики “доғу кутупханиси” нәшриятидин чиққан бу китаб, 20-әсир уйғур тарихидики муһим шәхсләрдин бири болған әйса йүсүп алиптекинниң архипини рәқәмләштүрүш (digitization) шәклидә нәшр қилинған. Мәзкур китабниң баш тәһрири өмәр қул әпәндиниң билдүрүшичә, китаб-20әсирдики вәтән ичи вә сиртидики мустәқиллиқ күриши тәтқиқати үчүн зор илмий қиммәткә игә икән.
Зияритимизни қобул қилған өмәр қул әпәнди, бу китабни тәйярлаш пикриниң қандақ оттуриға чиққанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: “әйса йүсүп алиптекинниң шәхсий архиплирини рәқәмләштүрүш, һәм китаб һалитидә нәшр қилдуруш тоғрисида узун замандин буян әркин алиптекин әпәнди билән сөзлишип келивататтуқ. Чүнки мән докторлуқта оқуватқан вақтимда бу архиплардин бираз пайдиланған идим. Мән бу җәрянда, мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң һәммә нәрсини архиплаштуруп маңған бир киши икәнлики көрдүм. У уйғурлар тоғрисида гезитләрдә чиққан хәвәрләрдин тартип бир йәрдин кәлгән хәтниң конвертлириғичә архиплаштуруп маңған икән. Биз бу материялларни рәқәмләштүрдуқ һәм китаб қилипму нәшр қилдурдуқ”.
Доктор өмәр қул әпәнди мәзкур каталогниң мәзмуни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу катологниң ичидә 13 миң 192 бәтлик архип бар. Бу архиплар ичидә гезит, шәрқий түркистан тоғрисида йезилған обзорлар, баянатлар, зия сәмәди һәққидики архиплар, полат турпани һәққидики архиплар, әйса йүсүп алиптекингә кәлгән хәт-чәкләр, һәр қайси дөләтләрниң парламентлириға йолланған хәтләр, сабиқ совет иттипақида уйғурлар тоғрисида чиққан хәвәрләр бар. Булардин сирт, шәрқий түркистандин пакистан вә һиндистанға қечип чиққан қазақлар түркийәгә келиш үчүн әйса йүсүп алиптекингә язған нурғун хәтму бар. 1964-Йилида қәйсәригә әкилип җайлаштурулған уйғурлар, 1970-йилларда памирдин түркийәниң ван вилайитигә әкилип йәрләштүрүлгән қирғизлар тоғрисидики материялларму бар”.
“әйса йүсүп алиптекин шәхсий архиплири каталоги” намлиқ китабниң баш тәһрири дотсент доктор өмәр қул әпәнди бу әсәрниң илмий қиммити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “әйса йүсүп алиптекин шәрқий түркистан дәвасиниң лидәрлиридин бири һесаблиниду. Өмриниң ахириғичә шәрқий түркистан дәвасини елип барған, барлиқ паалийәтләрни архиплаштуруп маңған шәхстур. Вәтән ичи вә сиртидики дәва тоғрисидики 13 миң парчидин артуқ архиптин пайдилинип, шәрқий түркистан мустәқиллиқ күришидә айдиңлашмиған нурғун нәрсиләрни айдиңлаштурғили болиду. Бу җәһәттин елип ейтқанда, биз тәйярлиған бу архип мундәриҗиси наһайити муһим дәп ойлаймән. ”
Һазир 87 яшқа киргән, германийәниң вүрзбург шәһиридә яшайдиған әркин алиптекин әпәнди дадиси әйса йүсүп алиптекинниң архипи тоғрисида тәйярланған китабниң нәшрдин чиқиши мунасивити билән телефон зияритимизни қобул қилғанда, мәзкур әсәрниң дотсент өмәрқул әпәнди вә кәсипдашлириниң әҗри билән вуҗудқа чиққанлиқини тилға алди вә рәһмәт ейтти. Бу архипларниң истанбулдики әйса йүсүп алиптекин вәхписидә сақлиниватқанлиқини, халиған кишиләр пайдиланса болидиғанлиқини ейтти.
Бу каталогни тәйярлаш хизмитигә қатнашқан истанбул университети тарих пәнлири докторанти рәһимә бу әсәрни тәйярлаш җәрянидики тәсиратини баян қилип, бу архипларни көргәндин кейин хитайниң уйғурларға селиватқан зулминиң 100 йилдин буян өзгәрмигәнликини һес қилғанлиқини, өз вақтида чәт әлгә қечип чиққан уйғурлар билән 2014-2015-йилларда түркийәгә кәлгән уйғурларниң дәрдиниң охшап кетидиғанлиқини билдүрди.
Әйса йүсүп алиптекин 1901-йили қәшқәрниң йеңисар наһийәсидә дуняға кәлгән. Хитай коммунистлири уйғур дияриға бесип киргән 1949-йилиниң ахирида, у муһәммәд имин буғра билән бирликтә вәтәнни тәрк етип, чәтәлгә чиқип кәткән; 1954-йили түркийәгә келип олтурақлашқан. Әйса әпәнди 1960-йили истанбулда шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитини, 1985-йили шәрқий түркистан вәхписини қурған. Әйса әпәнди 1995-йили 12-айниң 17-күни вапат болғучә шәрқий түркистан дәваси йолида тинимсиз күрәш қилған. У, түркийәдә давамлаштурған йерим әсирлик мустәқиллиқ дәваси җәрянида көп қетим хәлқара йиғинларға қатнашқан; дуняниң һәр қайси дөләтлирини айлинип, уйғурларниң қийин вәзийитини аңлитишқа тиришқан.