Хитай җаза лагерлирини аңлатқан 17 яшлиқ ферузә әзизниң тик-ток һесабати тақиветилгән

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.11.27
Feroza-Aziz-tiktok.jpg 17 яшлиқ ферузә әзизниң тик-токта уйғур вәзийитини өзиниң әгәшкүчилиригә тонуштуруватқан көрүнүши. 2019-Йили 25-ноябир.
Social Media

17 яшлиқ бир мусулман қизниң тик-ток һесабати арқилиқ 40 секунтлуқ бир видейолуқ көрүнүш тарқитип, уйғурлар дуч келиватқан еғир паҗиәләрни аңлитиши күчлүк инкас қозғиди.

Ферузә әзиз исимлик бу қиз “қандақ қилип кирпикимизни техиму узун көрситәләймиз” дәп сөз башлап, гүзәлликкә қизиқидиған қиз-аялларға қандақ қилип кирпик қайриш усулини өгинивелишни тәвсийә қилған. У арқидин кирпик қайриғучниң бир яққа қоюп: “телефонуңлардин пайдилинип һазир хитайда немиләр болуватқанлиқиға диққәт қилиңлар,” дегән. У кейинки 40 секунтлуқ видейода хитайниң милийонлиған уйғурларни лагерларға солиғанлиқи, лагерларда қиз-аялларға басқунчилиқ қилинғанлиқи, тутқунларға йәнә мәҗбурий чошқа гөши йегүзүш, һарақ ичкүзүш, тән җазаси қоллиниш қатарлиқ вәһшийликләрниң елип бериливатқанлиқини қисқа вә меғизлиқ һалда чүшәндүргән.

17 яшлиқ мусулман қиз ферузә әзизниң өзгичә усулда торға тарқатқан бу қисқа видейосиниң көрүлүш қетим сани бир йерим милйондин, бәһрлигүчиләр 500 миңдин, инкас қалдурғучилар 600 миңдин ешип кәткән.

У тик-ток һесабати арқилиқ охшаш усулда 3 қисқа ведийо тарқатқан болуп, иккинчи уланма видейосида кирпик қайриш усулидин сөз башлап арқидин хитайда немә ишларниң болуватқанлиқи, милйонлиған уйғурларниң җаза лагерлириға қамиливатқанлиқи һәққидә кишиләрни издинишкә чақириду. У йәнә дуняни уйғурларниң җаза лагерлириға қамилишиға қарап турмаслиққа, уларға ярдәм беришкә дәвәт қилиду. У йәнә көрүрмәнләрниң мәйли қанчә яш болушидин қәтийнәзәр, буни дуняға аңлитишқа күч қаталайдиғанлиқи һәққидә сөзләйду.

Үчинчи видейода ферузә: “милйонлиған бигунаһ уйғурларниң хитайниң лагерлириға қамалғанлиқи вә улар учраватқан зулумлардин хәвәр тапқан болсақ, әмди немә қилишимиз керәк ? қандақ қилғанда уларға ярдәм берәләймиз?” дәйду. У йәнә америкада сайлам болуш алдида хитайдики мәсилиләрни, йәни уйғурларниң лагерларға қамилишини өз ичигә алған барлиқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә сөз қилишқа, һәрқайси дөләт вә һөкүмәтләрни бу зулумларни тохтитишқа күч чиқиришқа чақириқ қилиду.

Бу видейолар милйонлиған кишиләр тәрипидин чекиливатқан бир мәзгилдә, йәни 25-ноябир ферузә өзиниң бир айдин буян қоллинип келиватқан тик-ток һесабатиниң тақалғанлиқи һәққидә учур қалдурған. Тик-ток әслидә хитайдики “довйин” намлиқ әпниң хәлқаралиқ нусхиси һесаблинидикән.

Фезузәниң уйғурлар һәққидә гәп қилған бу видейоси қоюлған тик-ток һесабатиниң тақиветилиши иҗтимаий таратқуларда мушу бир-икки күн ичидә күчлүк инкас пәйда қилған.

Ферузаниң BBC, әл-җәзирә қатарлиқ нопузлуқ ахбаратларға билдүрүшичә, униң тик-токтики һесабати тақалғандин кейинму униң уйғурлар учраватқан зулумларни аңлатқан видейосиниң түрлүк иҗтимаий таратқуларда 27-июнға қәдәр көрүлүш қетим сани 6 милйон 500 миңдин ешип кәткән.

Униң җаза лагерлирини дуняға аңлитиш йолидики бу хил өзгичә вә иҗадий усули уйғур яшлириғаму зор илһам болған.

Тик-токниң баянатчиси америкадики “базфед” хәвәр тори мухбириниң ферузәниң һесабатиниң тақилип қелиши һәққидә сориған соалиға җаваб бәргән. У тик-токниң ферузәниң һесабатини тақап қойғанлиқини инкар қилмиған болсиму, әмма униң һесабатини тақап қоюшқа илгири униң осама бин ладинни юмурлаштурған бир видейони көчүрүп тарқатқанлиқиниң муһим сәвәб болғанлиқини илгири сүргән.

Ферузә өзиниң хитайниң башқурушидики тик-токтин ачқан шәхсий һесабатиниң “оттура мәктәп оқуғучилири арисида кәң тарқалған бир музикилиқ юмур сәвәбидин тақалғанлиқини күлкилик иш,” дегән. Әмма у өзиниң җаза лагерлири һәққидики видейосиниң нурғун адәмләрниң диққитини тартқанлиқидин мәмнун икәнликини билдүргән.

Ферузәниң “буз фед” мухбириға билдүрүшичә, у уйғурлар учраватқан киризисларни 2018-йилдин башлап билгән болуп, шундин буян у әтраптики кишиләргә аңлитишқа башлиған икән. Әмма у кишиләрниң бу мәсилигә анчә көңүл бөлмәйватқанлиқини байқап, техиму тарқилишчан васитиләрдин пайдилиниш үстидә ойланған икән.

У ахбаратларға қилған сөзидә наһайити сәмимий вә кичик пеиллиқ билән: “мән пәқәтла бу арқилиқ өз күчүмгә тайинип, уйғурларға қанчилик ярдәм қилалисам, шуни қилип көрәй дедим,” дегән.

Өзи уйғур болмисиму, әмма уйғурларниң дәрдини дадиллиқ билән йеңи услуб яритип аңлатқан вә пәвқуладдә юқири инкас қозғиған бу қизниң һәрикити уйғурларни қаттиқ тәсирләндүргән. Муһаҗирәттики уйғур яшлири нөвәттики уйғурларниң еғир паҗиәлирини дуняға аңлитишта техиму өзгичә вә үнүмлүк усуллириниң барлиқини һес қилишқа башлиған.

Ферузәниң тик-ток һесабати һазирму тақақлиқ болуп, у башқа хил таратқулардин пайдилинип кишиләрни уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшкә давамлиқ чақирмақтикән.

Ферузә бүгүн өзиниң тиветтер һесабида мундақ дәп язған: “тик-ток мениң уйғурларниң қирғинчилиққа учраватқанлиқи вә дуняниң буниңға көңүл бөлүш лазимлиқи һәққидә чақириқ қилған видейолиримни чәклиди. Бу хитайниң һәқиқәтниң ашкарилинип кетишини тосуватқанлиқиниң испати. Демәк, хитай қорқуватиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.