Фирансийә парламенти вә кеңәш палатасида уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида сөһбәт елип берилған

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.01.25
dolqun-eysa-roshen-ablikim-idris-firansiye.jpg Д у қ рәиси долқун әйса, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәһбири рошән аббас, уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрислар фирансийә кеңәш палата әзалири билән сөһбәттә. 2024-Йили 24-январ, париж.
RFA/Ekrem

 23-январ б д т өткүзүлгән хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини қәрәллик көздин көчүрүш йиғиниға вә б д т алдида өткүзүлгән хитайға қарши намайишқа қатнишип җәнвәдики паалийәтлирини ахирлаштурған д у қ рәиси долқун әйса, д у қ баянатчиси зумрәтай әркин, уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәһбири рошән аббас, уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрислар 24-январ фирансийә пайтәхти парижға йетип кәлгән. Улар фирансийә парламенти вә кеңәш палатасида бир қисим учришишларда болуп, уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисида сөһбәтләр елип барған.

Бүгүн, йәни 25-январ париждин зияритимизни қобул қилған д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, 24-январ фирансийә кеңәш палата әзалири билән елип берилған сөһбәттә уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси асаслиқ тема болған. Учришиш җәрянида 2023-йили 6-айда фирансийә кеңәш палатасида қобул қилинған уйғур мәҗбурий әмгикигә мунасивәтлик қарарниң иҗра қилиниш әһвали һәққидә музакириләр елип берилған.

Д у қ рәиси долқун әйса, д у қ баянатчиси зумрәтай әркин, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәһбири рошән аббас, уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрислар фирансийә кеңәш палата әзалири билән хатирә сүрәттә. 2024-Йили 24-январ, париж.
Д у қ рәиси долқун әйса, д у қ баянатчиси зумрәтай әркин, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәһбири рошән аббас, уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрислар фирансийә кеңәш палата әзалири билән хатирә сүрәттә. 2024-Йили 24-январ, париж.
RFA/Ekrem

Фирансийә кеңәш палата әзалири билән елип берилған бу сөһбәткә уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрис әпәндиму һәмраһ болған. Униң баян қилишичә, сөһбәттә б д т да өткүзүлгән хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини көздин көчүрүш йиғини тоғрисидиму музакириләр болған. Абдулһаким идрис әпәндиниң илгири сүрүшичә, фирансийә кеңәш палата әзалириниң уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини хәлқара күнтәртиптә тутуп туруш вә хитайниң хәлқарада қанат яйдуруватқан тәтүр тәшвиқатлирини тизгинләш ирадиси алаһидә күчлүк икән.

Уйғур паалийәтчилириниң фирансийәдики бу қетимқи зиярити, йеқинда фирансуз тилида нәшрдин чиққан долқун әйсаниң “хитайниң әркинлик тузиқи” намлиқ китабиниң тарқитилиш мурасими өткүзүшни асаслиқ мәқсәт қилған болуп, бу мунасивәт билән улар фирансийә парламенти вә кеңәш палатасида бир йүрүш паалийәтләрни елип барған. Долқун әйсаниң тилға елишичә, фирансийә парламентидики учришиш бундин икки йил илгири, йәни 2022-йил 1-айниң 20-күни фирансийә парламенти қобул қилған уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисидики қарарниң иҗра қилиниш әһваллирини көздин көчүрүшни асаслиқ тема қилған.

Д у қ рәиси долқун әйса, д у қ баянатчиси зумрәтай әркин, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәһбири рошән аббас, уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрислар фирансийә кеңәш палатасида хатирә сүрәттә. 2024-Йили 24-январ, париж.
Д у қ рәиси долқун әйса, д у қ баянатчиси зумрәтай әркин, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәһбири рошән аббас, уйғур тәтқиқат мәркизиниң директори абдулһаким идрислар фирансийә кеңәш палатасида хатирә сүрәттә. 2024-Йили 24-январ, париж.
RFA/Ekrem

Абдулһаким идрис әпәнди фирансийә парламентидики бу сөһбәт һәққидә тохталғанда, өзлириниң фирансийә парламенти қобул қилған уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисидики қарарниң йетәрлик дәриҗидә күчлүк әмәсликини, униң фирансийә һөкүмитигә вә хитайға көрситиватқан тәсириниң зәипликини тилға елип, бу җәһәттә тегишлик чариләрни ойлишишниң зөрүрлүкини оттуриға қойғанлиқини тәкитлиди.

24-январ күни д у қ рәиси долқун әйса әпәнди “фирансийә24” телевизийә қанилиниң нәқ мәйдан зияритини вә “екиспрәс” (Express) гезитиниң зиярәтлирини қобул қилип, уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини аңлатқан. Улар 25-январ күни фирансийәдики университетларда нутуқ сөзләшни өз ичигә алған йәнә бир йүрүш паалийәтләрдә болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.