Фирансийә йешиллар партийәси уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси һәққидә юмилақ үстәл йиғини орунлаштурған

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2022.08.30
Фирансийә йешиллар партийәси уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси һәққидә юмилақ үстәл йиғини орунлаштурған Фирансийә йешиллар партийисиниң уйғур ирқи қирғинчилиқи темисидики мәхсус юмилақ үстәл йиғинидин көрүнүш. 2022-Йили 25-авғуст.
RFA/Azigh

25-Авғуст күни башланған фирансийә йешиллар партийәсиниң үч күнлүк язлиқ қурултийида йешиллар партийәсиниң сабиқ президент кандидати вә явропа парламенти әзаси яник жадо(Yannick Jadot) уйғур ирқи қирғинчилиқи темисида мәхсус юмилақ үстәл йиғини орунлаштурған. Йиғинға явропа уйғур институтиға вакалитән мағин мазәл ханим(Marine Mazel) қатнашқан.

Йешиллар партийәси тәрипидин орунлаштурулған мәзкур юмилақ үстәл йиғининиң асаслиқ муназирә темиси уйғур елидики мәҗбурий әмгәк мәсилиси болған.

Мағин мазәл ханимниң ейтишичә, лондон уйғур сот мәһкимисиниң қарари, иҗтимаий пән вә қануни тәтқиқатларниң илми нәтиҗилири йүз бериватқан ирқи қирғинчилиқниң гуманлинидиған һечқандақ бир тәрипиниң қалмиғанлиқини толуқ дәлилләйдикән.

Мағин мазәл ханим йиғинниң мәзмуни һәққидә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “йиғинда хитайниң аста характерлик ирқий қирғинчилиқи, кәң көләмдә туғмаслиқни йолға қоюш сиясәтлири вә уйғурларниң нопус қурулмисини өзгәртишни мәқсәт қилған мустәмликә җәряниниң маһийити изаһланди.

Фирансийә йешиллар партийисиниң уйғур ирқи қирғинчилиқи темисидики мәхсус юмилақ үстәл йиғинидин көрүнүш. 2022-Йили 25-авғуст.

Униңдин башқа қуллуққа мунасивәтлик әң йеңи мәлумат вә байқашлар билән бирликтә, уйғур елидики қуллуқ түзүмниң хитай һөкүмитиниң уйғур елини қошувелиши вә ишғалийити җәрянидики тәдриҗий тәрәққияти чүшәндүрүлди. Җаза лагерлири вә мәҗбурий әмгәк системисиниң күчлүк ирқчилиқ маһийити, райондики қуллуқ түзүмниң давамлишиватқан мәзкур ирқи қирғинчилиқниң қорали сүпитидә ишлитиливатқанлиқини испатлайду.”

Йиғинда йәнә, фирансийә сотида һазир төт чоң дөләт һалқиған ширкәт һәққидә сунулған әрзниң давамлишиватқанлиқи әскәртилгән. Униңдин башқа лагерларға йеқин җайларда вә пүтүн хитайда мәҗбурий әмгәктин пайдилиниватқан завутларниң сани, мәҗбурий әмгәк хәвпигә дуч кәлгән уйғурларниң сани оттуриға қоюлған. Йиғинда йәнә, “районни кәң көләмдә назарәт қилиш”, “намратлиқтин қутулдуруш” вә “мәҗбурий ишқа орунлаштуруш программисини йолға қоюш” қатарлиқ сиясәтләр арқилиқ хитайниң мәҗбурий әмгәкни түзүмләштүрүшкә қарап йүзләнгәнлики, уйғур елидики омумий сиясий вәзийәтниң интайин җиддийлики әскәртилгән.

Мағин мазәл ханим зияритимиз давамида, явропа уйғур институтиға вакалитән өзиниң йешиллар партийәсигә төвәндикидәк тәклипләрни сунғанлиқини ейтти:

“алди билән, йешиллар партийәсидин явропа иттипақиниң барлиқ мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәклиши вә ширкәтләрниң мәҗбурийитини, һәқ тәләп вә җинайи җавабкарлиқини сүрүштүрүш билән мунасивәтлик қанунларниң мақуллиниши үчүн техиму көп тиришчанлиқ көрситишни тәләп қилдим.

Иккинчидин хитайниң дөләт контроллуқидики сиясий тәшвиқат қаналлири, хуавейға охшаш техника ширкәтлири, куңзи институтиға охшаш дөләт мәбләғ салған “юмшақ күч” тәшкилатлири һәққидә агаһландурушта болдум.”

У йәнә мундақ деди: “фирансийә вә явропа иттипақи тәдбир қоллинип, русийәниң сиясий тәшвиқат қаналлирини чәклигәнгә охшаш, хитайниңму ирқий қирғинчилиқни рәт қилидиған, сахта хәвәр вә тәшвиқатни илгири сүридиған сиясий тәшвиқат қаналлирини чәклиши керәк. Биз давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқниң реаллиқини етирап қилиш үчүн ирқий қирғинчилиқни инкар қилишқа қарши туруш күришини күчәйтиш керәкликигә қәтий ишинимиз.”

Мағин мазәл ирқи қирғинчилиқни инкар қилишниң җинайи қилмиш һесаблиниши керәкликини, пән-техникини ирқчилиқни вә кәмситишни қолайлаштуруш үчүн ишлитиватқан хуавейға охшаш ширкәтләргә қарши турушта күчлүк орунға игә болушниң зөрүрийитини тәкитлиди.

Мағин мазәлниң ейтишичә, йешиллар партийәси явропа уйғур институти вә фирансийәдики башқа сиясий партийәләр билән бирликтә сиясий тәшвиқат вә ирқий қирғинчилиқ инкарчилиқиға қарши туруш үчүн бир истратегйә түзүшни халайдикән.

Биз йешиллар партийәсидин яник жадони зиярәт қилиш үчүн ахбарат бөлүми билән алақиләштуқ. Ахбарат бөлүми яник жадониң бу қетимлиқ зиярәт үчүн вақит аҗирталмиғанлиқини ейтти. Ахбарат бөлүминиң бизгә йоллиған учури төвәндикидәк:

“бу қетимлиқ зиярәткә вақит аҗриталмиғанлиқи үчүн кәчүрүм сораймиз. явропа парламенти йешиллар гурупписи бу мәсилини давамлиқ ишләйду. Йил ахирида музакирә қилинидиған мәҗбурий әмгәккә аит қанунлар тоғрисида гуруппимиз кәң көләмдә тәшвиқат елип бариду. Биз йәнә башқа явропа дөләтлиридики хизмәтдашлиримиз билән сәпәрвәрлик паалийәтлирини давамлаштуримиз.”

Явропа уйғур институтиниң мудири дилнур рәйһан ханим зияритимизни қобул қилип, йешиллар партийәсиниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийәси һәққидә тохталди.

Мағин мазәл зияритимиз давамида, фирансийә йешиллар партийәсиниң уйғур мәсилисигә давамлиқ көңүл бөлүп келиватқанлиқини, йешиллар партийәсиниң явропа уйғур институтиниң сиясий хизмәтләргә қатнишишни давамлиқ қоллап келиватқанлиқини ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.