Франсийәдә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилиш бойичә испат аңлаш йиғини өткүзүлгән

Ихтиярий мухбиримиз уйғурай
2021.12.17
firansiyede-uyghur-mesilisi-1.jpg

Фирансийә парламентиниң йиғин залида өткүзүлгән “уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш қарар лайиһәси” тоғрисида испат аңлаш йиғинида д у қ рәиси долқун әйса, “фирансийә уйғур бирлики” вә “уйғур академийәси” вәкиллири шундақла лагер шаһитлиридин гүлбаһар җелилива, гүлбаһар хативаҗи. 2021-Йили 15-декабир.

firansiyede-uyghur-mesilisi-2.jpg

Фирансийә парламентиниң йиғин залида өткүзүлгән “уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш қарар лайиһәси” тоғрисида испат аңлаш йиғинидин көрүнүш. 2021-Йили 15-декабир.

firansiyede-uyghur-mesilisi-3.jpg

firansiyede-uyghur-mesilisi-4.jpg

“уйғур ирқий қирғинчилиқи” мәсилиси явропадики бир қанчә дөләтләрниң парламентлири тәрипидин етирап қилинғандин кейин, мәзкур қирғинчилиқини фрасийәдиму етирап қилғузуш ишлириниң җиддий қанат йейиватқанлиқи мәлум. Шу мунасивәт билән 15-декабир франсийә парламентиниң йиғин залида “уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш қарар лайиһәси” тоғрисида испат аңлаш йиғини өткүзүлгән.

Бу йиғинға “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилишта күч чиқарған явропадики бир қисим парламент әзалири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, “франсийә уйғур бирлики” вә уйғур академийәси вәкиллири, франсийәдә турушлуқ лагер шаһидлиридин гүлбаһар җелилива, гүлбаһар һейтиваҗи, шундақла бир қисим журналистлар қатнашқан.

Гуваһлиқ аңлаш йиғини наһайити қизғин шәкилдә давамлашқан болуп, лагер шаһитлири өзлириниң хитай җаза лагерлирида көргән-билгәнлирини аңлитип, уйғур қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ бәргән.

Бу йиғинға йәнә явропа парламентиниң әзаси рафаел глүксиман, литва парламенитиниң әзаси дувели ханим, канадалиқ профессор җон паркер қатарлиқлар тор арқилиқ қатнашқан вә сөз қилған.

Франсийә сотсиял партийәсиниң баш вәкили оливийи фоғ әпәнди, уйғур ирқий қирғинчилиқини фирансийәдә етирап қилғузуш һәрикити үчүн күч чиқирип келиватқан парламент әзалириниң биридур.

Радийомиз зияритини қобул қилған явропа уйғур институтиниң башлиқи дилнур ханим, франсийә парламентида “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилдурушта кәлгүсидики икки һәптидә франсийә хәлқи вә франсийә яшлириниң қоллишини қолға кәлтүрүшниң наһайити муһимлиқини тәкитлиди.

Америка һөкүмити вә дөләт мәҗилисидин башқа, канада, әнглийә, голландийә, белгийә, лтва, австрийә парламентлири илгири-кейин болуп, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан бастуруш һәрикитини “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қилған иди.

Дуняниң һәрқайси җайлирида йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйибләштә алдинқи қатарда туруп келиватқан франсийәниң һазирғичә “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни етирап қилиш мәсилисидә бирәр қарар чиқармаслиқи, һәр саһәниң диққитини қозғимақта.

Франсийәдики лагер шаһити гүлбаһар һейтиваҗи бу қетимлиқ франсийә парламенитидики испат аңлаш йиғинида өз бешидин үткән вәқәләрни сөзләп, гуваһлиқ бәргән. У радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң фирансийә һөкүмитигә үч түрлүк тәләпни оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Игилишимизчә, “уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш қарар лайиһәси” 20-январ франсийә парламентида авазға қуюлидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.