Фирансийәдә хитайға қарши зор көләмлик намайиш өткүзүлди
2021.10.04
2-Өктәбир фирансийә пайтәхти парижда хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан қирғинчилиқ сияситигә қарши туруш, җүмлидин фирансийә қатарлиқ әлләрни уйғур қирғинчилиқини етирап қилиш вә буни тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүшкә чақириш қатарлиқ мәқсәтләр билән зор көләмлик намайиш өткүзүлди.
Наразилиқ намайишни 1-өктәбир хитайниң дөләт байрими мунасивити билән явропа уйғур институти тәшкиллигән болуп, бу қетимқи намайишқа уйғурларни қоллиғучи явропа вә фирансийә парламент әзалири, көп сандики йәрлик фирансузлар, голландийә вә белгийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғур тәшкилатлири тәрипидин тәшкиллинип елип келингән уйғур җамаити вә сиясий паалийәтчиләр қатнишип париж кочилирини зилзилигә салди.
Явропа уйғур институтиниң рәиси дилнур ханим бу қетимқи чоң намайишни тәшкиллигән вә алаһидә орунлаштурған шәхстур. У, радийомиз зияритини қобул қилип, уйғур мәсилисигә көңүл бөлүватқан фирансийә вә явропа парламенти әзалириниң бу намайишқа күч чиқарғанлиқи вә йеқиндин ярдәмдә болғанлиқини билдүрди.
Голландийә явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиму бу намайишқа аваз қошқан вә бир қисим намайишчиларни голландийәдин елип келип намайишқа қатнашқан тәшкилатларниң бири.
Мәзкур җәмийәтниң рәиси абдурахман абдулла әпәндимниң ейтишичә, намайишқа миңдин артуқ адәм қатнашқан болуп, намайишта уйғурлардин башқа йәнә явропа вә фирансийә парламент әзалириму сөз қилип хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлирини әйиблигән вә уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрүшкән.
Уйғур дияри бундин 72 йил бурун йәни 1949-йили хитай коммунист армийәси тәрипидин бесивелинған. Бу мунасивәт билән 2-өктәбир фирансийә пайтәхти парижға топланған намайишчилар хитайға қарши җараңлиқ шоарлирини товлап, ай-юлтузлуқ көк вә фирансийә байрақлирини ләпилдитип фирансийә хәлқиниң диққитини тартқан.
Белгийә уйғур җәмийитиниң әзаси әкбәр турсун әпәндим бу намайишқа аваз қошуш үчүн билгәндин фирансийәгә кәлгән. У, бу қетимқи намайишниң әһмийәтлик болғанлиқини һәмдә зулум астида езиливатқан уйғур қериндашлириниң үмидини ақлаш үчүн һәр вақит күч чиқиридиғанлиқини ейтти.
Бу қетим парижда өткүзүлгән уйғур қирғинчилиқиға қарши чоң намайиш фирансийәдики нопузлуқ телевизийә қаналлири вә фирансийә “кирист гезити” қатарлиқ мәтбуатларда хәвәр қилинған.