Франсийәдә өткүзүлгән рәсим мусабиқисидә “уйғур қирғинчилиқи” паш қилинди
Уйғурларни қоллаш паалийитини фирансийә яшлири арисида юқири долқунға көтүргән явропа уйғур институти фирансийәдә йәнә бир қетимлиқ йеңи долқун пәйда қилди.
-
Мухбиримиз нуриман
2021-04-06 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Уйғурларни қоллаш паалийитини фирансийә яшлири арисида юқири долқунға көтүргән явропа уйғур институти фирансийәдә йәнә бир қетимлиқ йеңи долқун пәйда қилди.
Явропа уйғур институти оғуз оқуғучилар уюшмиси намида һәр йили чоң типтики норуз паалийити өткүзүп кәлгән икән. Әмма өткән йилидин башлап коруна вируси сәвәблик чоң типтики йиғилишларни орунлаштуралмиған. Шуниң билән улар норуз паалийитиниң орниға “уйғур қирғинчилиқини паш қилайли” дегән темида рәсим мусабиқиси орунлаштурған.
Явропа уйғур институтиниң мәсули дилнур рәйһан ханим бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур мусабиқә һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди: “франсийәдә уйғур мәсилисиниң кәң тарқилиши үчүн күч чиқирип келиватқан рәссамларниң ярдимидә хәлқаралиқ бир рәсим көргәзмси өткүзүшни пиланлидуқ. Франсийә яшлириниң қизғинлиқи наһайити юқири болди. Мусабиқиниң темиси ‛уйғур қирғинчилиқини паш қилайли‚ болди.”
Франсийә вә башқа дөләтләрдин әвәтилгән әсәрләр франсийәдики даңлиқ рәссамлар һәмдә муһаҗирәттики бир қанчә тонулған уйғур рәссамниң баһалишиға сунулған. Дилнур ханимниң ейтишичә, әсәр баһалаш рәссамларниң баһалиши вә тор йүзидә тор әһлиниң баһалишидин ибарәт икки хил шәкилдә елип берилған.
Иҗтимаий таратқулардики инкасларға қариғанда, бу әсәрләр “уйғур қирғинчилиқи” ниң һәр түрлүк шәкиллирини наһайити җанлиқ тәсвирләп бәргән.
Кәскин вә әстайидил баһалашлардин кейин “қанға боялған пахта” намлиқ әсәр биринчиликкә, “сеғиниш” намлиқ әсәр иккинчиликкә, “хүнүк” намлиқ әсәр үчинчиликкә еришкән.
Биринчиликкә еришкән әсәрниң аптори фәнни велла билән иккинчиликкә еришкән әсәрниң аптори мәкисме җирмәйин зияритимизни қобул қилди. Улар мукапатқа еришиштинму бәкрәк өз әсәрлири арқилиқ “уйғур қирғинчилиқи” ни “паш қилған” лиқидин хушал икәнликини билдүрүшти.
Фәнни велла мундақ деди: “рәсим кәспи билән шуғулллиниватқинимға 4 йил болди. Рәссамлиқни башлиған вақтимда әсәрлиримгә мәна беришкә әһмийәт бәрдим. Муһим вәқәләрни ипадиләшкә тириштим. Мениң бу қетим сизған рәсимимниң илһами әтрапимда болуватқан ишлардин кәлгән. Мән ечимдикиләрни рәсим арқилиқ сизип чиқишни қарар қилдим. Рәсим арқилиқ худди өзүмни йәр шари характерлик бир һәрикәтниң бир парчиси болалайдиғандәк һес қилдим. Рәсим тилсиз бир сәнәт, сиз бир рәсимгә нурғун мәниләрни киргүзәләйсиз. Мән шундақ қилишқа тириштим.”
Мәкисме җирмәйин бу һәқтә өзиниң пикирини оттуриға қоюп мундақ деди: “уйғурларға йүгүзүлүватқан бастурушқа болған сәзгүрлүкимдин дилнур орунлаштурған бу мусабиқигә қатнаштим. Рәсим болса мениң пикир йүргүзүшүмдики бир қорал. Мениң әсиримдә ата-анисиниң сизилған рәсимлири арисида йолда ялғуз ятқан бир балиниң тәсвири бар. Рәсимдики бала һәр күни ата-анисини сеғиниду, һәтта у бала ашу пети азаб ичидә өлүп кетиши мумкин. Униң ахириқи арзуси өз өйидә аилиси билән җәм болуш.”
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йеқинда “сәкпарә болған йүрәк, вәйран болған һаят: зулум айривәткән уйғур аилилириниң қабаһәтлик кәчүрмишлири” сәрләвһилик бир доклат елан қилғаниди. Доклатта хитай даирилириниң наһайити кәң көләмдә қаттиқ қоллуқ билән елип бериватқан тутқун қилиш һәрикити вә системилиқ зулумлири қатарлиқ сәвәбләр чәт әлләрдики уйғур ата-анилирини хитайға қайтип, балилирини беқиш имканийәтлиридин мәһрум қилған болса, йәнә бир яқтин бу балиларни ата-анилири туруватқан дөләтләргә берип улар билән җәм болуш имканийәтлиридинму мәһрум қилинғанлиқи көрситилгән иди.”
Мәкисме җирмәйин йәнә мундақ деди: “қорқунчлиқ бастурушлар, җаза лагерлиридики вәһшийликләр маңа бәк тәсир қилди. Дөләтләр вә һөкүмәтләрниң буниңға қарши бир һәрикәткә өтмәслики мени үмдсизләрндүрди. Мән рәсимлирим арқилиқ инсанийлиқ тәбиитигә йошурунған рәзилликләрни әкс әттүрүшкә тириштим.”
Дилнур рәйһан ханимниң ейтишичә, бу қетимқи мусабиқиниң мусабиқә характеридинму бәкрәк инсанлиқни ойғитидиған мәниви тәрипи күчлүк болуп, мукапат боюмлириму уйғурларниң мәдәнийитини тонуштуридиған символлуқ түси күчлүк болған боюмлар икән.
Мукапатқа еришкән маһирлар ахирида яшларни хитайниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқ мәсилисигә нисбәтән әстайидил муамилә қилишқа чақирди.
Мәкисме җирмәйин бу пикирни толуқлап деди: “мениң бу ‛ирқий қирғинчилиқ‚ һәққидә яшларға дәйдиғиним, телевизорда бериливатқан қамлашмиған программиларни көрүшни тохтитайли. Әтрапимизда, дуняда немә ишлар йүз бериватқанлиқиға диққәт қилайли. Бәзи дөләтләрдә йүз бериватқан адаләтсизликләр вә бу адаләтсизликләрниң қурбанлири ярдәмгә муһтаҗ.”