Герман яшлири өзлүкидин тәшкиллинип хитайға қарши намайиш елип барди
Герман яшлири “уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш бирләшмиси” қуруп, хитайға қарши намайиш елип барди.
-
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021-04-05 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Герман яшлири “уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш бирләшмиси” қуруп, хитайға қарши намайиш елип барди.
3-Апрел германийәниң инголшитат шәһиридики герман яшлири өзлүкидин қозғилип “уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш бирләшмиси” ни қуруп, “уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан һакимийәт билән болған һәмкарлиқни тохтитиңлар!” дегән шоар астида намайиш елип барған. Бу намайишни мәркизий мюнхен шәһиридә болған д у қ му қоллиған вә намайиштин илгири д у қ рәиси долқун әйса әпәнди нутуқ сөзләп, германийәдики уйғурларни бу қетимқи намайишқа германлар билән бирликтә иштирак қилишқа сәпәрвәр қилған.
Намайишта хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқи қаттиқ әйиблиниш билән биргә, инголшитат шәһиридики “куңзи институти” ни тақашму тәләп қилинған. “уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш бирләшмиси” ниң мә´уллири намайиш мәйданида нутуқлар сөзләп, хитайниң инсанийәтсиз җинайәтлиригә болған ғәзәплирини вә уйғурларға болған һесдашлиқлирини намаян қилишқан.
Намайишқа герман яшлиридин сирт, германийәниң инголшитат шәһиридики бәзи һөкүмәт әрбаблири, түрк тәшкилатлириниң әзалири вә германийәниң һәрқайси шәһәрлиридин кәлгән уйғурлар болуп 200 гә йеқин киши қатнашқан. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди намайиш мәйданида сөзлигән нутқида һәрсаһә намайиш иштиракчилириға рәһмәтлирини билдүрүш билән биргә, өзлүкидин қозғилип бу намайишни тәшкиллигән “уйғурларниң һәқ-һоқуқини қоғдаш бирләшмиси” дики герман яшлириға алаһидә тәшәккүрлирини билдүргән.
Бу қетимқи намайишқа иштирак қилған мәркизи мюнхен шәһиридики “германийә уйғур мәдәнийәт-маарип бирлики” ниң рәиси һәлимә ханим бу хусуста зияритимизни қобул қилғанда, бу намайиш арқилиқ өзлириниң хитайға болған ғәзәп-нәпрәтлирини йәнә бир қетим намаян қилиш пурситигә еришкәнликини тилға алди.
Намайиш мәйданини хитайниң түрмилиригә яки җаза лагерлириға қамалған йүзлигән уйғурларниң сүрәтлири бесилған чоң лозункилар, ай юлтузлуқ көк байрақлар қаплиған. “ирқий қирғинчилиқ тохтиталисун”, “уйғурларға әркинлик”, “хитайлар вәтинимиздин чиқип кәтсун” дегәндәк шоарлар товланған. Намайишқа иштирак қилған д у қ фондиниң рәиси абдуҗелил әмәт әпәндиму бу қетимқи намайишниң тәсирлик өткәнликини баян қилди.