Германийә баш министири олаф шолиз хитай зияритидә уйғур ирқий қирғинчилиқини тилға аламду?
2024.04.12

Германийә баш министири олаф шолиз 13-април 3 күнлүк хитай зияритини башлаштин илгирила, германийәдики һәрқайси партийә-гуруһлар вә кишилик һоқуқ органлириниң охшаш болмиған дәриҗидики һәр түрлүк бесимлириға дуч кәлди. Уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш садалириму буниң тәркибидин орун алди.
Олаф шолиз 2021-йили һакимийәт бешиға чиқип, 2022-йили биринчи қетим хитайни зиярәт қилған вақтидиму түрлүк бесимларға дуч кәлгән иди. Бирақ, бу қетим у учраватқан бесимларниң даириси техиму кеңәйгән. 12-Апрелдики “N-TV” телевизийә қанилиниң “шолиз һәммила тәрәптин бесимға учримақта” намлиқ хәвиригә асасланғанда, германийә баш министири олаф шолиз хитай зияритини техи башлимай турупла төвәндикидәк бесимлар униң йәлкисини бесишқа башлиған:
Буниң бири, хитай рәиси ши җинпиң билән болған сөһбәттә шолиз хитайларниң германийә ширкәтлири билән болған тәңсиз сода риқабәтлирини аяғлаштуруш, хитайниң германийә ширкәтлиригә вә явропа иттипақиға қаратқан тор һуҗумлири, җасуслуқ қилмишлириға хатимә бериш һәққидә сөзлишиш. Иккинчиси, хитайниң һинди-тинч окян районлиридики хәлқара қанунларға хилап болған қилмишлириға хатимә бериш, тәйвән вә филиппинләргә шәкилләндүрүватқан бесимлирини тохтитиш тоғрисида сөзлишиш. Үчинчиси, хитайни русийәгә қаратқан ярдәм вә қоллаштин ваз кечишкә үндәш. Төтинчиси, кишилик һоқуқ мәсилисини алаһидә тилға елиш, уйғурлар учраватқан еғир дәриҗидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә хитайни кәскин тәнқидләш вә бу мәсилини әстайидил һәл қилиш.
Германийә баш министири олаф шолизниң юқирида тилға елинған мәсилиләргә қанчилик етибар билән қарайдиғанлиқи һазирчә мәлум әмәскән. Болупму уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисини ши җинпиң билән болған сөһбәттә оттуриға қоямду-йоқ, буниңға һазирчә бир немә демәк қейинкән. Әмма олаф шолиз 2022-йили 11-айда тунҗи қетим хитайни зиярәт қилғанда, кишилик һоқуқ органлириниң күчлүк бесимлири билән ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар мәсилисини тилға елип, хитайни уйғур елидики кишилик һоқуққа капаләтлик қилишқа чақирған вә “кишилик һоқуқ мәсилиси дөләтләрниң ички мәсилиси әмәс” дейишкә мәҗбур болған иди.
Шолиз шу чағда хитайниң сабиқ баш министири ли кечяң билән биргә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинда мундақ дегән: “мениң кишилик һоқуқниң инсанийәтниң универсал һоқуқи икәнлики һәққидики көз қаришим ениқ. Кишилик һоқуқ иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқлирини вә хусусий әркинликни өз ичигә алиду. Аз санлиқлар һоқуқини қоғдаш мәсилисидә униң әһмийити техиму муһим. Бу һәқтики келишимләргә б д т ға әза дөләтләр һәммиси қол қойған. Шинҗаңға охшаш җайларда дөләтләрни мәҗбурийәтлирини ада қилишқа вә уларни бу хитабнамә бойичә иш қилишқа үндәш һәргизму башқа дөләтниң ичкий ишиға арилашқанлиқ болмайду. ”
9-Април д у қ ни өз ичигә алған германийәдики көплигән кишилик һоқуқ органлириму шолизға қарита бирләшмә мәктуп елан қилип, униңдин уйғур, тибәт, хоңкоң, җәнубий моңғулийә хәлқлири учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә зулумларни бу қетимқи хитай зияритиниң муһим бир күнтәртипи қилишни тәләп қилишқан иди. Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди бүгүн бу һәқтә тохталғанда, шолизниң хитай зиярити мунасивити билән д у қ алдинқи күни берлинда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, уйғурларниң шолиздин күтидиған тәләплирини оттуриға қойғанлиқини тилға алди. Униң қаришичә, олаф шолиз хитай рәһбәрлири билән көрүшкәндә уйғурлар мәсилисини тилға алидикән вә бу арқилиқ уйғурлар учраватқан зулумлар тоғрисида хитайға бесим шәкилләндүридикән.
Мәтбуатлардики мәлуматларға асасланғанда, германийә баш министири олаф шолизниң 13-април башлинидиған хитай зияритиниң асаслиқ мәқсити, бир изда тохтап қеливатқан германийәниң иқтисадий тәрәққиятини илгири сүрүш үчүн издиниш һәмдә бәзи хәлқаралиқ мәсилиләрдә ши җинпиң билән пикир алмаштуруштин ибарәт икән. Мәлум болғинидәк, 2023-йилидин башлап хитай билән германийә оттурисидики сода һәмкарлиқи вә тавар алмаштуруш зор дәриҗидә чекинишкә йүз тутқан, бир қисим герман ширкәтлири хитайни тәрк әткән, германийәниң хитай сияситидиму зор бурулушлар йүз бәргән иди.
Германийәдики вәзийәт анализчиси әнвәр әһмәт әпәндиниң қаришичә, дуняда шунчә көп уруш вә тоқунушлар йүз бериватқан бир дәврдиму, хәлқарада күнтәртиптин чүшүп қалмиған уйғур ирқий қирғинчилиқи мәсилисидин олаф шолизниң өзини қачуралиши қейинға тохтайдикән. Униң билдүрүшичә, бу қетимқи хитай зияритидә олаф шолиз әгәр уйғурлар мәсилисини тилға алмиса, униң германийә җәмийитиниң күчлүк наразилиқини қозғаш еһтималлиқи мәвҗут икән.