Германийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” қурулди

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2023.09.05
germaniye-uyghur-dostluq-guruppisi Германийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ниң қурулуш мурасимида германийә федератсийә парламент бинасиниң алдида чүшкән хатирә сүрәт, 2023-йили 5-сентәбир, берлин
RFA/Ekrem

Д у қ вәкиллири һәмдә германийәдики бир бөлүк уйғурлар бүгүн германийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ниң қурулуш мурасимиға қатнашқан. Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң бәргән мәлуматлириға қариғанда, бу горуппиға германийәдики 4 чоң партийәниң парламенттики әзалири иштирак қилған.

“уйғур достлуқ гурупписи” ниң қурулуш мурасимидин кейин ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлгән. Долқун әйса әпәнди бу йиғинда “уйғур достлуқ гурупписи” ниң вәзипилири һәққидә мәлумат бәргән. Униң билдүрүшичә, дуняниң һәрқайси әллиридә “уйғур достлуқ гурупписи” ни қуруп чиқиш д у қ ниң узун йиллиқ пиланлири тәркибидин орун алған бир түр икән.

Д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәндиниң билдүрүшичә, бәзи германийә парламент әзалири бу гуруппиға юқири баһалар бәргән. Униң тилға елишичә, бу гуруппа алдимиздики күнләрдә германийә парламентиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини қобул қилиши вә уйғур мәҗбурий әмгикигә даир бәлгилимиләрни техи күчлүк иҗра қилиши бәлгилик рол ойнайдикән.

Мюнхен шәһиридики “германийә уйғур мәдәнийәт вә маарип бирлики” тәшкилати тәркибидики “уйғурийә мәктипи” ниң оқуғучилири сәнәт номурлири орунлиғандин кейин дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлири билән чүшкән хатирә сүрити,  2023-йили 5-сентәбир, берлин

Бу мурасимға мәркизи мюнхен шәһиридики “германийә уйғур мәдәнийәт вә маарип бирлики” тәшкилати тәркибидики “уйғурийә мәктипи” ниң оқуғучилири сәнәт номурлирини көрситип, қизғин алқишқа еришкән. Тәшкилат рәиси вә мәктәп мудири пәридә ханим бу һәқтә өз тәсиратлирини баян қилип өтти.

Германийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ниң қурулуш мурасимида германийә федератсийә парламент бинасиниң алдида чүшкән хатирә сүрәт, 2023-йили 5-сентәбир, берлин
Германийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ниң қурулуш мурасимида германийә федератсийә парламент бинасиниң алдида чүшкән хатирә сүрәт, 2023-йили 5-сентәбир, берлин
RFA/Ekrem

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.