Уйғур тәшкилати: “хитай уйғур мәсилисидә волкисваген арқилиқ германийәни гөрүгә еливалди”
2023.03.01
Уйғур райониниң мәркизи үрүмчидики аптомобил ишләпчиқириш завутини тақашни изчил рәт қилип келиватқан германийә аптомобил шеркити-волкисвагонниң райондики завутида аптомобил ишләпчиқиришни давамлаштурушта давамлиқ чиң туруши, шундақла завутниң хизмәт шараитини махтиши йәнә муназирә қозғиған.
Шифелд һаллам униветситетиниң кенниди мәркизи қатарлиқ орунлар, волкисвагенни запчас билән тәминләйдиған хитай тәминлигүчиләрниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ икәнликини қәйт қиливатқан бир вақитта, волкисвагенниң үрүмчидики завутиниң юқири өлчәмлик мәшғулат елип баридиғанлиқи, ишчиларниң начар муамилигә учриғанлиқиға аит һечқандақ аламәт байқимиғанлиқини қәйт қилиши, германийәдики уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ органлириниң қаттиқ наразилиқиға учриған.
Мәлум болушичә, волкисваген ширкитиниң мудирийәт әзаси вә ширкәтниң хитай дериктори ралф бранситатер 2-айниң 16-вә 17-күнлири волкисвагенниң үрүмчидики завутини зиярәт қилған. Униң зиярәттин кейин таратқуларға қилған сөзи әслидинла бар болған наразилиқни техиму күчәйткән. “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң билдүрүшичә, ралф бранситатер зиярәттин кейин мухбирларға “үрүмчидики завут хитайдики башқа барлиқ шерик завутларға охшаш.” “бизниң шериклиримиз иҗабий муһит вә мувапиқ хизмәт шараитиға капаләтлик қилишқа наһайити көңүл бөлиду” дәп көрсәткән.
Волкисваген үрүмчидә завут қурған бирдин-бир чәт әл аптомобил ширкити болуп, бу униң тунҗи қетим үрүмчидики завути йәрлик хәлқни “иҗабий муһит вә мувапиқ хизмәт шараити билән тәминлимәктә” дәп ақлиши әмәс. Нупузлуқ тәтқиқатчиларниң қәйт қилишичә, ралф бранситатерниң сөзи завуттики ишчилар билән алақә қурушниң мүшкүл болсиму, мумкинликини көрситиш билән бир вақитта, алдин орунлаштурулған бундақ зиярәтниң бу завуттики мәҗбурий әмгәкни ениқлашта әһмийәтсиз икәнликини ипадиләйдикән.
Әнгилийә шифелд һаллам университети һелина кенниди мәркизиниң дериктори, профессор лавра мурфей 28-феврал зияритимизни қобул қилип мундақ диди: “һәтта волкисваген вәкилиниң сөзи уйғур районидики завутта ишләйдиған ишчилар билән алақә бағлаш мүшкүл болсиму, бирақ мумкинсиз әмәсликини көрситип бәрди. Лекин униң пиланлиқ орунлаштурулған бундақ зиярәттин еришкән һәрқандақ учуриниң бу завуттики мәҗбурий әмгәкни ениқлашта яки тәминлигүчиләрни байқашта һечқандақ әһимийити йоқ.”
Профессор мурфейниң ейтишичә, ралф бранситатер үрүмчидики завутта елип барған зиярити, волкисвагенниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған мунасиветигә даир техиму көп суал пәйда қилған. Лавра мурфей мундақ дәйду: “волкисваген йәнә униң тәминлигүчилириниң хитайниң башқа җайлиридики вә дуняниң баш җайлиридики завутлирини тәминлиши, уларниң уйғур мәҗбурий әмгикигә қандақ бағлинишлиқ икәнликигә даир суалларға җаваб бәрмиди. Шуңа, мениңчә бу зиярәт техиму көп суал вә техиму көп җаваб берилишини оттуриға чиқарди.”
Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бу йәрдики волкисвагенға болған наразилиқиниң асаси түгүни, униң үрүмчидики завутида ишләйдиған хизмәтчилиригә тутқан муамилиси яки униң уйғур мәҗбурий әмгәк күчлирини ишлитиватқанлиқи әмәс, бәлки уларни запчас билән тәминлигүчи хитай ширкәтлириниң уйғурларни “намратлиқтин қутқузуш” намидики дөләтниң мәҗбурий әмгәк программисиға кәң көләмлик қатнишиватқан ширкәтләр икәнлики, шундақла волкисвагенниң “ирқий қирғинчилиқ” болуватқан бир районда нормал ишләпчиқириш билән шуғуллинишидур. Дуня уйғур қурултийи билән германийәдики “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” 28-феврал күни ортақ баянат елан қилип, ралф бранситатерниң зиярити, волкисвагенниң үрүмчидики завути вә униң уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилисидики позитсийәсини қаттиқ тәнқид қилған.
Дуня уйғур қурултийи берлин ишханисиниң дериктори ғәюр қурбанниң ейтишичә, волкисвагенниң үрүмчидики завути хитайниң қаттиқ тәләп қилип турувелиши астида қурулған икән.
У, әйни вақитта хитайниң үрүмчидә завут қурушни қаттиқ тәләп қилип турувелишиниң “ениқ бир сиясий тәләп” икәнликини билдүрди. Ғәюр қурбанниң көрситишичә, хитай волкисвагенни гөрүгә елиш арқилиқ германийәниң уйғурлар мәсилигә қарита қаттиқ позитсийә билдүрүшиниң алдини алған. Ғәюр қурбан бу униң “германийәни уйғур қирғинчилиқиға қарита дадил қәдәмларни алалмайдиған бир орунға чүшүрүп қоюш үчүн ойниған оюни” деди.
Лекин “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” ниң билдүрүшичә, ралф бранситатер таратқуларға қилған сөзидә, завут ашханисиниң бирқанчә тилдики ләвһәси, шундақла ашханида һалал тамақ берилидиғанлиқи, уйғур ишчилириниң икки мәдәнийәт байримида қоюп берилидиғанлиқини билдүрүп: “завут башқурғучилириниң аз санлиқ милләт ишчилирини раһәт һес қилдурушқа тиришидиғанлиқи” ни ейтқан. Лекин һалал тамақ вә бир қанчә хил тилдики ләвһә-тахтайларниң қандақ болуп бу завутта һазирға қәдәр мәвҗут икәнлики мәлум әмәс.
Һалбуки, хитай һөкүмити 2017-йили башланған чоң тутқунда милйонлиған уйғур, қазақ вә башқа мусулман түркий милләтләрни түрмә, лагерларға қамаш, ешинчә әмгәк күчи сүпитидә башқа җайларға йөткәш билән бир вақитта, “һалал” дегән сөзни чәкләп, буниңға аит барлиқ марка, ләвһә, тахтиларни бирдәк елип ташлиған, шундақла уйғурларниң нәвроз байрими, қурбан һейт, рози һейтлирини тәбриклишини чәклигән. “һалал” дегән сөз уйғур районида “диний радикаллиқ” ниң ипадиси, дәп қаралған иди.
Профессор мурфейниң ейтишичә, волкисвагенниң вәкили өзиниң һәркитини ақлиған болсиму, лекин у тунҗи қетим уйғур районида вәзийәтниң 2015-йилдин башлап өзгәргәнликини етирап қилған. Профессор мурфей: “волкисваген вәзийәттики җиддий өзгиришни билип туруп немә үчүн райондики ишләпчиқиришини давамлаштуриду?” дәп суал қойди.
У мундақ дәйду: “волкисвагенниң вәкили уйғур елидики вәзийәтниң 2015-йили җиддий бастурушқа өзгәргәнликини етирап қилған. Бу дәл вакисвагенниң бу районда ишләпчиқишни башлиған вақти болуп, кейинки 4 йил мабәйнидә ишләпчиқириши муқим давамлашти. Бу йәрдики суал волкисваген районда еғир бастуруш боливатқанлиқини билип туруп немә үчүн ишләпчиқиришини йәнә давамлаштуриду?”
Лавра мурфейниң ейтишичә, волкисвагенниң билип туруп районда ишләпчиқиришини давамлаштуриши, җиддиий тәдбир қоллинишни тәләп қилидикән.
У мундақ деди: “бу волкисваген вәкилиниң тунҗи қетим уйғур районида уйғурларға қарита бастуруш болуватқанлиқини етирап қилишини аңлишимиздур. Бу әһвал җиддий тәкшүрүш елип беришни, болупму әмәлий тәдбир қоллинишни тәләп қилиду”. Хитай волкисвагенниң әң чоң аптомобил базири болуп, у 2018-йили хитайда 4 милйон 200 миң аптомобил сатқан. Лекин униң 2022-йилдики аптомобил сетиши төвәнләп, 3 милйон 180 миңға чүшкән.
“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” ниң ейтишичә, нөвәттә волкисвагенниң үрүмчидики завутиниң 240 нәпәр ишчиси бар болуп, униң 17 пирсәнтини уйғурлар тәшкил қилидикән. Хәвәрдә униң ишчиси әң көпәйгән вақтида 670 кә йетип барғалиқини билдүргән.