Германийәниң әң чоң сода гуруһи хитай ширкәтлири билән болған һәмкарлиқни бикар қилди
2023.07.17
Германийәниң “сименс” (Siemens) намлиқ сода-санаәт гуруһиниң хитайниң “трансәмик” (Transemic) ширкити билән болған барлиқ сода алақисини үзгәнлики ашкариланди.
17-Июл германийә мәтбуатлири германийәниң әң чоң сода-санаәт гуруһи болған “сименс” ниң хитайниң “трансәмик” ширкити билән болған барлиқ сода алақисини үзгәнликини ашкарилиди. Бу вәқәниң 13-июл күни германийә ташқий ишлар министерлиқи “хитай истратегийәси” ни елан қилип 4 күндин кейин йүз бериши диққәтни тартти.
Германийәдә нәширдин чиқидиған “сода гезити” ниң 17-июл елан қилған “сименс хитайниң қорал-ярақ ширкәтлири билән болған алақисини үзди” намлиқ хәвәрләрдә илгири сүрүшичә, “сименс” һәмкарлашқан хитайниң қисқичә “трансәмик” дәп аталған “бейҗиң тийәншеңхуа учур техника чәклик ширкити”, хитай һәрбий санаитини техника билән тәминләйдиған бир ширкәт болуп, бу ширкәтни америка һөкүмити бу йил 6-айниң 12-күни қара тизимликкә киргүзгән икән. “сименс” йәнә йеқинқи йиллардин буян “хитайниң дөләт мудапиәсидики 7 университет” дәп аталған бейҗиң авиатсийә университети, бейҗиң санаәт университети, харбен санаәт университети, ғәрбий-шимал санаәт университети, нәнҗиң авиатсийә университети, нәнҗиң санаәт университети қатарлиқлар билән юқири технологийәдә иқтисадий һәмкарлиқ елип барған. Һалбуки, бу университетлар хитайниң дөләт мудапиә тәрәққияти үчүн хизмәт қилидиған органлар болуп чиққан.
Түркийәдики истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, “сименс” ниң хитай ширкәтлири билән болған һәмкарлиқни бикар қилишиға хитайниң чәт әл ширкәтлиригә қаритилған бесимлири вә зораванлиқлири сәвәб болған. У сөзидә йәнә явропа иттипақиниң юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлириниң йеқиндин буянқи хитайни юқири дәриҗилик техника билән тәминлимәслик тоғрисидики тәшәббуслириниңму “сименс” ниң хитайдин чекиниш йолини таллишиға сәвәб болған муһим амиллар қатарида санилидиғанлиқини баян қилди.
Германийәдики вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәндиниң қаришичә, “сименс” ниң хитай ширкәтлири билән болған алақисини үзүши германийәниң йеңи “хитай истратегийәси” вә уйғур ирқий қирғинчилиқи билән мунасивәтсиз әмәскән. Униң илгири сүрүшичә, “сименс” ширкити узун мәзгилләрдин буян уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси сәвәблик германийәдә қаттиқ тәнқидигә учрап кәлгән бир ширкәт икән. Бу ширкәтниң хитайдин чекинишкә йүзлиниши, германийәниң башқа ширкәтлиригиму тәсир көрситидикән.
Мәлум болушичә, германийәниң “сименис” намлиқ сода-санаәт гуруһи 1847-йили қурулған болуп, униң баш штаби берлин вә мюнхенға җайлашқан. “сименс” ниң һазирқи ишчи-хизмәтчилириниң сани 311 миңдин артуқ икән һәмдә 190 дөләттә завут вә ширкәтлири баркән. “сименс” ниң 2022-йиллиқ тапавити 72 милярд явроға йәткән. Бу ширкәтниң хитай билән болған сода мунасивити 1872-йили башланған болуп, әйни вақиттики мәнчиң сулалисиниң пайтәхти бейҗиңда 1899-йили йолға қоюлған тунҗи пойиз қатниши мәзкур ширкәтниң техникиси билән вуҗудқа чиққан икән.