Германийәдики “йипәк йоли” уйғур ресторани немә үчүн хитайларниң һуҗумиға учрайду?

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.11.01
Yipek-Yoli-3-1024 Шаһнура қасим (оңда) “йипәк йоли” уйғур ресторанида. 2024-Йили өктәбир, стутгарт
RFA/Ekrem

Германийәниң стутгарт шәһиридә йеңидин ечилған “йипәк йоли” уйғур ресторани 30-өктәбирдин башлап иҗтимаий таратқулардин X да, хитайларниң һуҗум нишаниға айлинип қалған. Бәзи хитайлар “бу ресторанниң дөлитимизгә қарши арқа көрүнүши бар” дәп язса, бәзилири “бу дуканниң хоҗайини миллий бөлгүнчи” дегән. Йәнә бәзилири “шәрқий түркистанчи унсурларниң ресторани” десә, бәзилири “еһтият қилмисақ, тамақтин зәһәрләп қойиду, улар хәнзуларға интайин өч” дегән. Нәтиҗә етибари билән ейтқанда, хитайлар “йипәк йоли” уйғур ресторанини байқут қилмақчи болушқан.

Биз бүгүн 1-ноябир күни “йипәк йоли” уйғур рестораниниң хоҗайини һәсәнҗан қасим билән алақилишип, хитайларниң немә үчүн уларға иҗтимаий таратқуларда һуҗум қозғайдиғанлиқиниң сәвәбини соридуқ. Һәсәнҗан қасимниң билдүрүшичә, “йипәк йоли” ресторани ечилип узун өтмәй, стутгарт шәһиридики бир йәрлик гезит уларни зиярәт қилған. Һәсәнҗан қасимниң қизлири мухбирларниң зияритини қобул қилғанда “уйғурларниң тил, өрп-адәт, мәдәнийәтни өз ичигә алған миллий кимлик җәһәтләрдә хитайлардин түптин пәрқлинидиған айрим бир милләт икәнликини, уйғурларниң хитайлар билән һеч алақиси йоқлиғини, бу ресторанниң таамлириниңму уйғур мәдәнийитигә мәнсуплуқини” чүшәндүрүп өткән. Бу зиярәт хатириси шу пети елан қилинғандин кейин, хитайлар “йипәк йоли” уйғур рестораниға тәрәп-тәрәптин һуҗум қозғашқа башлиған.

“йипәк йоли” уйғур рестораниниң вивискиси. 2024-Йили өктәбир, стутгарт
“йипәк йоли” уйғур рестораниниң вивискиси. 2024-Йили өктәбир, стутгарт
RFA/Ekrem

Хитайларниң “йипәк йоли” уйғур рестораниға торларда һәр хил сәлбий сөз-ибариләр билән һуҗум қозғишиға сәвәб болған йәнә бир амил, ресторан хоҗайини һәсәнҗан қасимниң қизи шаһнураниң йиллардин буян, тик-ток вә инстаграм қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда хитай зулумиға қарши туруп, уйғур ирқий қирғинчилиқини аңлитип көзгә көрүнгән бир “чолпан” ға айланғанлиқи болған.

Шаһнура қасим иҗтимаий таратқуларда уйғурларни тонутуш, хитай һакимийитиниң әпти-бәширисини ечиш билән тонулупла қалмай, германийәдики даңлиқ гезитләрдин “җәнубий германийә гезити”, “дуня гезити” қатарлиқ гезитләрдә уйғур ирқий қирғинчилиқиға қарши паалийәтлири билән тонуштурулған уйғур яшлиридин иди. “йипәк йоли” уйғур ресторани ечилғандин кейин, у бәзидә дадисиға ярдәмлишип ишлигән. Шаһнураниң “йипәк йоли” уйғур ресторанида ишләватқанлиқини көргән хитайлар униң иҗтимаий таратқулардики паалийәтлирини дәсми қилип туруп, мәзкур ресторанниң “хитай һакимийитигә қарши күчләр тәрипидин қурулған” лиқини илгири сүрүшкән.

Әмма, һәсәнҗан қасимниң билдүрүшичә, у “йипәк йоли” уйғур ресторанини ачқанда, хитай херидарларни нәзәргә елип кәтмигән. Улар ресторанниң вивискисиға болсун яки тамақ тизимликлиригә болсун, бирму хитайчә сөз киргүзмигән. У өзиниң асаслиқ херидарлириниң йәрлик аһалә икәнликини, хитайларниң бу ресторанға кириш-кирмәсликиниң өз тиҗаритигә тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини әскәртти.

Бәзи хитайлар “бу ресторанниң дөлитимизгә қарши арқа көрүнүши бар” дәп язса, бәзилири “бу дуканниң хоҗайини миллий бөлгүнчи” дегән
Бәзи хитайлар “бу ресторанниң дөлитимизгә қарши арқа көрүнүши бар” дәп язса, бәзилири “бу дуканниң хоҗайини миллий бөлгүнчи” дегән
RFA/Ekrem

1990-Йилларниң ахирлиридин башлап германийәгә келип сиясий панаһлиқ тилигән уйғурлар, 2000-йилларниң дәсләпки мәзгиллиридин башлап өзлири туруватқан шәһәрләрдә уйғур таамлирини асас қилған ресторанларни ечишқа башлиғаниди. Германийәниң мюнхен шәһиридә ечилған “тәклимакан уйғур ресторани”, “қәшқәр уйғур ресторани”, “тәңритағ уйғур ресторани” қатарлиқ ресторанлар таки бүгүнгичә қәдәр тиҗарәтлирини яхши давамлаштуруп кәлмәктә.

Һалбуки, бу ресторанлар әйни чағда хитайлар тәрипидин иҗтимаий таратқуларда “д у қ ни маддий җәһәттин қоллайдиған бөлгүнчиләрниң, террористларниң ресторани” дәп әйибләнгән вә байқут қилинғаниди. Германийәдики җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда, шу чағлардики хитайларниң уйғур ресторанлирини байқут қилиш һәрикәтлирини әсләп өтти. У сөзидә, чәт әлләрдә ресторан ечиватқан уйғурларниң уйғур таам мәдәнийитини йәрлик аһалиләргә тонутушни асасий мәқсәт қилса, тиҗаритиниң техиму ронақ тапидиғанлиқини тәкитлиди.

“йипәк йоли” уйғур рестораниниң хоҗайини һәсәнҗан қасим. 2024-Йили өктәбир, стутгарт
“йипәк йоли” уйғур рестораниниң хоҗайини һәсәнҗан қасим. 2024-Йили өктәбир, стутгарт
RFA/Ekrem

Дәрвәқә, “тәклимакан уйғур ресторани”, “қәшқәр уйғур ресторани”, “тәңритағ уйғур ресторани” қатарлиқ ресторанлар узун йиллардин буян уйғур таам мәдәнийитини германларға тонутушта зор төһпә яритипла қалмай, германийәниң мюнхен шәһиридә өткүзүлгән көплигән хәлқаралиқ йиғинларниң асаслиқ саһибханлири болуп хизмәт қилип кәлмәктә. Мюнхен уйғур җамаитиму өзлири яшаватқан шәһәрдә өз миллитигә мәнсуп мушундақ ресторанларниң болғанлиқидин көп мәмнунлуқ һес қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.