Германийәдики хитайпәрәстләрниң увиси чувулуп кәттиму? (2)

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.01.31
lager-saqchi-zongzuyup.jpg Лоп наһийәсидики 4-йиғивелиш лагеридики тутқунлар сиясий өгиништә. 2017-Йили март, хотән.
BITTER WINTER

Германийәдики “телеполис” (Telepolis) журнилида елан қилинған “NATO билән хитай оттурисидики җиддийчилик: күнсери күчийиватқан риқабәтни тәһлил қилиш” намлиқ мақалә билән “берлинлиқлар гезити” да елан қилинған “аз санлиқларға зулум қилишму яки ғәрбниң тәтүр тәшвиқатиму?” намлиқ мақалиләрдә хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайәтлири инкар қилинип, хитайниң уйғурдин ибарәт “мәдәнийәтсиз явайилар” ни өзгәртиш йолида көрсәткән тиришчанлиқи муәййәнләштүрүлгән.

“NATO билән хитай оттурисидики җиддийчилик: күнсери күчийиватқан риқабәтни тәһлил қилиш” намлиқ мақалиниң “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт билән әйибләш” намлиқ бөликидә уйғур ирқий қирғинчилиқини оттуриға қойған бир қисим органлар вә шәхсләрни санап өтиду. Алди билән, мәркизи вашингтондики “хәвәрләр линийәси истратегийә вә сиясәт тәтқиқат институти” ниң 2021-йили 3-айда хитайниң 1949-йилидики “ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси” ға хилаплиқ қилип, уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ җинайити садир қилғанлиқини илгири сүргәнлики тилға елиниду. Андин кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидин венсел михалке (Wenzel Michalke)ниң германийә парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң әйибләшлирини хуласиләп чиққанлиқи, хитайниң рим хәлқара адаләт сотиниң 7-маддисидики инсанийәткә қарши җинайәтләрдин өлтүрүш, қийнаш, назарәт қилиш, мәдәнийәт вә динни йоқитиш, җинсий зораванлиқ, мәҗбурий әмгәк, кәң көләмдә системилиқ һуҗум қилиш қатарлиқ җинайәтләрниң һәммисини садир қилип, тарихта көрүлүп бақмиған дәриҗигә йәткәнликини тәкитлигәнлики баян қилиниду.

Мақалиниң “дәлил-испатлар вә доклатлар: шинҗаңдики делолар” намлиқ бөликидә ши җинпиң 2023-йили туюқсиз уйғур районини зиярәт қилған мәзгилидә, д у қ ниң 28-авғуст ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, ирқий қирғинчилиқниң һелиму давам қиливатқанлиқини вә хитайниң уйғурларниң диний вә мәдәнийәт кимликини, миллий кимликини йоқитиватқанлиқини тәкитлигәнлики әскәртилиду. Арқидин германийәлик қәләмкәш матияс бөлиңер (Mattias Bölinger)ниң “уйғурларни йоқитиш һәрикитиниң узун тарихи” намлиқ әсиридә уйғурлар үстидики қирғинчилиқниң һелиһәм шәписиз һалда давам қиливатқанлиқини илгири сүргәнлики тилға елиниду. Коммунизим қурбанлири фондиниң тәтқиқатчиси адриян зенз (Adrean Zenz), профессор аликсандер гөрлах (Alexander Görlach), “әйнәк журнили” ниң обзорчиси гиорге фариян (George Farian) қатарлиқ бир талай кишиләрниң хитайни дөләт террорлуқи сиясити йүргүзиватқанлиқ билән әйиблигәнлики әскәртилиду.

Хәлқарадики уйғур ирқий қирғинчилиқиниң тәсирини тазилаш үчүн зор енергийә сәрп қиливатқан хитай һакимийитиниң пәқәт 2023-йили бир йил ичидила 400 вәкилләр өмикини, нәччә миңлиған чәт әлликни шәрқий түркистанни зиярәт қилдурғанлиқини тилға алған д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң баян қилишичә, бу вәкилләр өмикиниң тәркибидин германийәдики бир бөлүк хитайпәрәст шәхсләрму орун алған икән. Хитайға маһиллиқи алаһидә күчлүк болған бу шәхсләрниң бәзилири хитайдин еришидиған хусусий мәнпәәтлири сәвәблик уйғур ирқий қирғинчилиқини инкар қилишқа давамлиқ тиришмақта икән.

Мақалиниң “хәлқаралиқ ғәзәп вә инкас” намлиқ бөликидә, американиң уйғур районида ишләпчиқирилған мәһсулатлирини чәклигәнлики вә бир бөлүк хитай әмәлдарлириға җаза йүргүзгәнлики, явропа иттипақиниңму хитайниң бәзи юқири дәриҗилик әмәлдарлириға җаза йүргүзүп, уларниң мал-мүлкини тоңлатқанлиқи вә явропаға киришини чәклигәнлики әскәртилиду. Бундақ бир арқа көрүнүш астида, германийә парламенти кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитетиниң 2020-йили 19-ноябир вә 2021-йили 17-май күнлири 14 мутәхәссисниң қатнишиши билән “уйғурларға йүргүзиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини хәлқара қанун бойичә баһалаш” темисида испат аңлаш йиғини өткүзгәнлики баян қилиниду.

Мәлумки, “NATO билән хитай оттурисидики җиддийчилик: күнсери күчийиватқан риқабәтни тәһлил қилиш” намлиқ мақалиниң мәркизи идийәси бир қисим ғәрб дөләтлири қобул қилған уйғур ирқий қирғинчилиқи қарарлирини ағдуруп ташлаш вә хәлқарадики уйғур ирқий қирғинчилиқи чүшәнчисини йоқитиштин ибарәт болуп, германийә һамбург университетиниң 85 яшлиқ профессори норман печ (Norman Paech) мәзкур мақалиси үчүн хитайни хушал қилғудәк дәриҗидә қалтис бир “тәсир яритиш” қа урунған.

Һалбуки, германийәдики һечбир рәсмий һәм даңлиқ мәтбуатлар униң бу әсири үчүн орун бәрмигән. Өткән йили уйғур ирқий қирғинчилиқини инкар қилишқа урунған икки нәпәр хитайпәрәст профессорниң әсәрлири германийә мәтбуатлиридин орун алалмиған болсиму, һечболмиса шиветсарийәниң “йеңи зүрикликләр гезити” да елан қилинған иди. Әмма профессор норман печниң бу әсири пәқәт “телеполис” намлиқ тор журнилида елан қилинған. Шундақ болушиға қаримай, у уйғурларға йүргүзүватқан зулум сияситидә хитайни һәқлиқ көрситишкә пүтүн күчи билән тиришқан.

Нөвәттә иқтисадий җәһәттә еғир дәриҗидики чөкүш вә давалғушларни баштин көчүрүватқан хитайниң ғәрбниң мәбләғлиригә җиддий еһтияҗи барлиқини тилға алған вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәндиниң илгири сүрүшичә, “уйғур ирқий қирғинчилиқи” дин ибарәт бу қара дағдин хәлқарадики образи хунүкләшкән хитай һакимийити, ғәрбниң мәблиғигә еришиш үчүн дуняға өзини йеқимлиқ көрситишкә мәҗбур қеливатқан болуп, бу йолда түрлүк нәйрәңләрни ишқа салмақта икән.

“NATO билән хитай оттурисидики җиддийчилик: күнсери күчийиватқан риқабәтни тәһлил қилиш” намлиқ мақалиниң “германийә парламентидики тәкшүрүш” намлиқ бөликидә, германийә парламенти гәрчә хитайни “ирқий қирғинчилиқ” билән әйиблимигән болсиму, әмма хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулум сиясәтлириниң юқири пәллигә чиққанлиқини түрлүк дәлилләр асасида етирап қилип, хитайни “инсанийәткә қарши җинайәт” билән әйиблигәнлики тәсвирләнгән. Германийә парламентиниң бу қарарни қобул қилишиға асас болған дәлилләр мақалида тәпсилий баян қилип өтүлгән. Униңдин кейин, мақалиниң әсли мәқсити болған уйғур ирқий қирғинчилиқини инкар қилиш һуҗуми башланған.

“NATO билән хитай оттурисидики җиддийчилик: күнсери күчийиватқан риқабәтни тәһлил қилиш” намлиқ мақалиниң иккинчи қисмиға “уйғурларниң вәзийитини хәлқара қанун нуқтисидин көзитиш” вә “хитайниң талаш-тартишта қалған террорлуққа қарши тәдбирлири, зиддийәтлик қарашлар” дегән баш мавзулар қоюлған болуп, бу қисим уйғур ирқий қирғинчилиқини инкар қилидиған аталмиш “пакитлар” билән толған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.