Германийәлик сәйяһ киристоф реһагниң уйғур дияридики пиядә саяһити (4)
2023.02.02
4. “хитайдики сәпиримдә ғәрбкә маңғансери тәкшүрүшләр чиңип кәтти”
Германийәлик сәйяһ киристоп реһаг әпәнди билән өткүзгән сөһбәт җәрянида, у 2008-йили 8-айдики “бейҗиң олимпик мусабиқиси” мәзгилдики хитай өлкилири вә уйғур дияри вәзийитини селиштуруп, “хитайдики сәпиримдә ғәрбкә маңғансери тәкшүрүшләр чиңип кәтти” деди. У йәнә 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” дин кейин, 2010-йили уйғур дияридики 2-қетимлиқ сәпирини, “һәммә җайни толуқ қоралланған сақчилар қаплиған иди” дәп тәриплиди. У өз кәчмишлирини баян қилип, “чәтәлликләр үчүн мәхсус ятақ тәсис қилинипту, мәйли уйғур болсун, яки хитай болсун, кимликидә “шинҗаңлиқ” болсила, хитай ичкири өлкилиридә ятақ берилмәйдикән. Кишиләр вәзийәт һәққидә сөз ечиштин қорқатти” дәп тәриплиди.
Киристоп реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, у 2007-йили 11-айда бейҗиңдин германийәгә пиядә қайтиш сәпирини башлиғинида, хитайда зиярәттә болған чәтәлликләргә нисбәтән вәзийәт бирқәдәр әркин болсиму, әмма у ғәрбий районға маңғансери, униңға болған тәкшүрүш вә чәклимиләрниң барғанчә чиңип кәткәнликини һес қилған.
Кристоп реһаг әпәнди мундақ деди: “мән 2007-йили пиядә сәпиримни башлидим. У чағлар техи ши җинпиң һөкүмранлиқ қилған йиллар әмәс иди. Шуңа у мәзгилдә пүткүл хитай башқуруш нисбәтән кәңри, бирқәдәр ечиветилгән һаләттә иди. У чағларда мән бейҗиңда, шаңхәйдә, гуаңҗуда болсун вә яки қәйәрдә саяһәттә болай, қайси меһманханида турғум кәлсә шу йәрдә туралайттим. Адәттики меһманханилардин 2-3-дәриҗилик меһманханилар вә алий дәриҗилик меһманханиларниң һәммисидә туралайттим. Улардин‛чәтәлликләр турса боламду?‚ дәп сораш һаҗәтсиз иди. Әмма мән меңип гәнсуға кәлгинимдә, тунҗи қетим ләнҗуда меһманханида турмақчи болғинимда, улар мени‛кәчүрүң әпәндим бу чәтәлликләр үчүн ечилған меһманхана әмәс, сиз чәтәлликләр туридиған меһманханиға бериң‚ дәп рәт қилди. Мән һәйран қелип, ‛чәтәлликләр туридиған меһманхана дегиниңиз қандақ җай? мениң пулум йәтмидиму?‚ дәп соридим. Улар маңа, ‛бизниң бу җайниң чәтәлликләрни күтүвелиш салаһитимиз йоқ‚ дәп җаваб бәрди. Шу чағда мән тунҗи қетим, бу йәр башқа җайларға охшимайдикән, дегән һессиятта болдум. Ғәрбкә маңғансери бу хил әһваллар көпийишкә башлиди. Әлвәттә, бу чағда улар йезиларда техи бу хил башқуруш түзүмини йолға қоюп болалмиғаниди. У чағларда техи пүткүл гәнсу яки шинҗаңдиму қаттиқ башқуруш түзүми йолға қоюлмиған иди. Әмма наһийәләр вә шәһәрләрдә әһвал йәнила охшимайтти. У йәрләрдә қайси меһманханида турушқа болидиғанлиқини сорашқа тоғра келәтти”.
Киристоп реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” дин кейин, у 2010-йили уйғур диярида 2-қетимлиқ пиядә сәпирини башлиғинида вәзийәт интайин җиддий һаләткә йәткән. Бу чағда униң көргини, “һәммә җайни толуқ қуралланған сақчилар қаплиған, кочиларда сақчи аптомобили һәтта танкилар чарлап йүргән” мәнзирә болған.
У әйни чағда өзи көргән үрүмчи кочилирини вә пиядә бесип өткән йолларни мундақ тәриплиди:
“әмма 5-июлдин кейин әһвал өзгәрди. Раһәтсизликни һес қилишқа башлидим. 2-Қетим барған вақтим 2010-йили иди. У чағ 2009-йилидики 5-июл вәқәсидин кейинки мәзгил иди. Үрүмчиниң һәммә йерини қораллиқ сақчилар қаплиғаниди. Һәр бир талла базириға киргиниңиздә сомкиларни ечип тәкшүрәтти. Һәр бир ишиктә қораллиқ сақчилар поста туратти. Йәнә келип улар толуқ қоралланған қораллиқ сақчилар иди. Пүткүл шәһәрни сақчи машинилири қаплиғаниди. Һәтта һәрбийләр ишлитидиған танкиларму кочиларда чарлап йүрәтти, улар қатнаш йоллиридиму учрап туратти. Мән пиядә сәпирим җәрянида, үзлүксиз һалда уларниң йол тосуп паспорт вә башқа һөҗҗәтлиримни тәкшүрүшигә учрап турдум. Әнә шу чағда мән шинҗаңдики башқуруш ичкири өлкиләрдин қаттиқ икән дегән һессиятқа кәлгән идим”.
Киристоп реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, у мәйли 2008-йилдики пиядә сәпиридә болсун, яки “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” дин кейинки уйғур дияри сәпиридә болсун, өзи йолуққан һәр қандақ бир кишиниң районниң сиясий вәзийитигә мунасивәтлик соаллардин өзини қачурғанлиқини һес қилип йәткән.
У сәпиридә тонушуп, дост болған бир хитай кишиниң өзини “шинҗаңлиқ” дәп тәриплигәнликини, униң йәрликтики уйғурлар вә қазақларни махтап бәргән болсиму, әмма районниң сиясий вәзийити һәққидики һәрқандақ темидин өзини қачурғанлиқини мундақ һекайә қилип бәрди: “мениң у йәрдә наһайити яхши дост болған бирқанчә хитай тонушлурумму бар. Мәсилән бир таға йоллуқ достумни ейтсам, у 50-йилларниң ахиридики чоң сәкрәп илгириләштә хенәндә йүз бәргән ачарчилиқ сәвәбидин 15 яшлиқ бир бала мәзгилидә шинҗаңға кәлгәникән. Униң дейишичә, әмәлийәттә у өзиниң шинҗаңлиқ болғинидин пәхирлинидикән. Униң шинҗаңға муһәббити бар икән. Униңда у йәрдики уйғурлар, туңганларға нисбәтән ичкири өлкиләрдики хитайлардәк төвән көрүш туйғуси ипадиләнмәйтти. Мән униң билән параңлашқан чеғимда, у‛уйғурларниң ашпозуллирини яхши көримән, улар пакиз. Уйғурларниң ашханилири хитайлар ачқан ашханилардин пакиз‚ дәп тәрипләйтти. У йәнә өзиниң дост тутушта айримичилиқ қилмайдиғанлиқини билдүргәниди. Әмма униң билән параңлашқинимда, у даим миллий мәсилиләр һәққидики темилардин өзини қачуратти. Мән униңға‛бу йәрдә миллий мәсилиләр барғу?‚ дегинимдә, у‛буларни дейиш әпсиз‚ дәйтти, чүнки у өзиму қорқуп қалғандәк қилатти”.
Киристоп реһаг әпәнди йәнә үрүмчидә йүз бәргән “5-июл қирғинчилиқи” дин кейин бу киши билән учрашқан чағдики вә униңдин кейинки бирқанчә қетимлиқ сөһбәтни әсләп мундақ деди: “кейин у йәнә өзи ичкири өлкиләрдә саяһәттә болғинида, униңғиму шинҗаңдики башқа милләтләргә охшашла меһманханиларда ятақ берилмигәнликини ейтип бәрди. Униң билдүрүшичә, у гәрчә хитай болсиму, әмма кимликидә шинҗаңлиқ дәп йезилғанлиқи үчүн, ‛кәчүрүң әпәндим, бизниң бу йәрдә адәм тошуп кәтти‚ дәп рәт қилинғаникән. Мән 2008-йили, 2010-йили вә 2012-йиллардики сәпиримдә уни үч қетим учраттим. 1-Қетим 2008-йили учратқанидим. 2010-Йили уни көргинимдиму униң шинҗаң һәққидики туйғуси өзгәрмигәникән. Уйғурларға болған қаришиму өзгәрмигәникән. Әмма у һәрқачан бу темилардин өзини қачуратти. Мәсилән 2008-йилидики мәзгилдә, у миллий зиддийәт һәққидә сөзләшни халимайтти, шинҗаң мустәқилчилири һәққидики гәпләрдин, сиясий темилардин өзини қачуратти. 2010-Йилдин кейин йәни ‛5-июл қирғинчилиқи‚ дин кейин, 5-июл қирғинчилиқи һәққидә сөз ечишни халимайтти. У маңа‛лей ке, биз башқа параңларни қилишайли, бу темида сөз ечиш әпсиз‚ дәйтти. Чүнки у қорқатти”.
Киристоп реһаг әпәндиниң билдүрүшичә, у сәпәр җәрянида учратқан кишиләрдин мәйли уйғур болсун, мәйли туңган яки хитайлар болсун, һәтта һөкүмәтниң сақчи хадимлири болсун, уларниң өзидәк бир чәтәлликкә йеқинлиқ қилидиғанлиқи вә көңлидики сөзләрни қилишни арзу қилидиғанлиқини һес қилғаникән.
У мундақ деди: “бәзидә мән уларниң сөзләш истигиниң шундақ күчлүклүкини сезимән.
Уларниң нурғун сөзләрни узун муддәт ичидә сақлиғанлиқини һес қилимән. Һәммисила мени шундақ туйғуға кәлтүриду. Хитайлар болсун, туңганлар болсун, уйғурлар болсун яки қазақлар болсун, қайси милләт кишилири болсун, уларниң һәммиси бир чәтәлликкә йүрәк сөзлирини қилишни халайтти. Улар қаримаққа өз-ара ишәнмәйдиғандәк көрүнәтти. Әмма улар мениң бир германийәлик саяһәтчи икәнликимни җәзимләштүрәлигән чеғида, бу кишидин хатирҗәм болсам болидикән, көңлүмдики гәпләрни қилсам болғудәк дегән һесларға кәлсә керәк дәп ойлаймән”.
У 2010-йилидики уйғур дияри сәпиридә, сақчилар тәрипидин тутқун қилинип, меһманханиға соланғинида, униң йениға орунлаштурулған ваң фамилилик пуқрачә кийингән хитай сақчи билән болған 3 күнлүк сөһбәт һәққидики тәсиратини мундақ баян қилди:
“у, 2010-йили йүз бәргән вәқә иди. Улар мени тутувалди. Мени тутувалғандин кейин меһманханиға солап бирқанчә күн тәкшүрди. Улар мән үчүн ваң фамилилик бир сақчини орунлаштурди. Мән дәсләп наһайити қорқунч ичидә қалдим. Чүнки бир мустәбит түзүмдики дөләттә сақчилар тәрипидин тутқун қилиниш һәқиқәтән қорқунчлуқ иди. Дәсләп мән һәқиқәтән у кишидин интайин қорққанидим. У һәр күни әтигән мениң өйүмгә келип, мән билән чай сөһбити қилатти. Мәндин‛сиз тәйвәнгә барғанму? сиз шизаңға барғанму? сиз уйғурчә биләмсиз? бу йәргә немишқа кәлдиңиз? ата-даниңиз немә иш қилиду? сиз җуңго тарихни чүшинәмсиз? сиз бизниң рәисимиз мавға қандақ қарайсиз?‚ дегәндәк соалларни сорайтти. У чағда мән униңға ялған гәп қилишниму ойлиғанидим, йәни мән мав зедоңни яхши көримән, шизаң( тибәт ) мустәқилчилири бәкла рәзил дәп җаваб беришни ойлиғанидим. Әмма кейин бундақ қилишниң һаҗәтсизликини һес қилдим. Бундақ сөзләргә униң ишинишиму натайин иди. У ундақ дөтму әмәс иди. Шуңа мән униңға раст гепимни қилдим. Мән униңға: ‛кимниң мустәқил болмақчи икәнликини билмәймән. Булар мән қарар беридиған ишларму әмәс. Әмма мән силәрниң башқиларниң мәдәнийитини сақлап қелишиңларни үмид қилимән. Һәммә йәрни сақчилар вә қораллиқ әскәрләр қаплап кетипту. Сән у йәргә сақчи вә әскәрләрни әкирсәң растла мувапиқ әмәс‚, дедим. Бу киши мениң сөзлиримни аңлиғандин кейин, маңа хапа болуп кәтмиди, сөзлиримни қобул қилалмайдиғанлиқиниму ипадилимиди. Әксичә сөһбитимиз түгигәндин кейин, у өзиниң ички сирлирини ейтишқа башлиди. У 9 яшлиқ қизиниң пианино өгиниватқанлиқини, қизиниң йәнә инглизчә өгинишини үмид қилидиғанлиқи һәм кәлгүсидә қизини чәтәлгә чиқиришни ойлаватқанлиқини билдүрди. Әнә шу чағда мән ичимдә, һәтта сәнму шундақ ойлайдикәнсәндә дедим. Мән у чағда ваң фамилилик хитай билән 3 күн сөһбәтләшкәнидим. У яман кишидәк қилмайтти. Мән униңға сәмимийлик билән тәйвән һәққидики, тибәт һәққидики қарашлиримни ейтқанидим. Уму маңа балисини чәтәлгә чиқармақчи болғанлиқини билдүргән иди”.
Киристоп реһагниң билдүрүшичә, у бу кишиләрниң бир-биригә дейәлмәйдиған бәзи ички сирлирини, өзигә охшаш бир чәтәлликкила дейәлигәнликидин, бу дөләттики мустәбит түзүмниң кишиләрни набут қиливатқанлиқини һес қилғаникән.
Бүгүнки сөһбитимиз униң төвәндики сөзлири билән ахирлашти.
“әпсус, һәқиқәтәнму әпсус! әпсуслинарлиқи сениң түзүмиң мушундақ бир түзүм болғанлиқида. Мениңчә әгәр ундақ болмиғанда, бу йәрдики әһвал яхширақ болған болатти. У кишиләр пәқәт өз вәзиписинила ада қилғучилар иди. Улар әмәлийәттә сағлам болмиған бир түзүм астида ишләватқанлар, аилисини беқиватқанлар иди. Әгәр улар башқа бир җәмийәттә яшиған болса, бәлким улар пүтүнләй нормал кишиләрдин болуши мумкин иди”.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.