Германийәлик сәйяһ кристоф реһагниң уйғур дияридики пиядә саяһити (7)
2023.02.09
Германийәлик сәйяһ кристоф реһаг әпәнди или дияриға болған пиядә сәпири һәққидә тохтилип, мәйли тәлкә тағлиридики алмилиқни көргинидә болсун яки сайрам көлини бойлап маңған пиядә сәпиридә болсун вә яки ғулҗа шәһирини кәзгән чағлирида болсун, өзи көрүшни арзу қилған әслидики или диярини әсла көрәлмигәнликини билдүрди.
У өзиниң ғулҗаға кириш сәпирини мундақ баян қилди: “мән сайрам көли тәрәптики алмизарлиққа селинған чоң көврүктин чүшүп, җәнупқа маңдим. Андин биңтуәнгә қарашлиқ 66-пол мәйданиға кәлдим. Андин у йәрдин өтүп ғулҗа шәһиригә йетип бардим. Ғулҗа шәһиридә бир мәзгил турғандин кейин, шималға меңип қорғасқа кәлдим. Бу җәрянда маңа бурунқи әнәниви һалитини сақланған уйғурлар олтурақлашқан мәһәллә-районлар учримиди. Шуни һес қилдимки, зор көп қисим җайлар еғир дәриҗидә хитайлашқан икән. Әлвәттә, йолда бир кичик кәнтни көрдүм, у йәр уйғурларниң әнәнивий мәһәллисидәк туйғу бәрди. Әмма исми есимдә қалмапту. Маңа йәнә уйғурчә услуптики меһиманханиларму учриди. Һазир илини әслигинимдә, у йәрдики кечилик базарлар есимгә келиду. Ғулҗа шәһиридә кечилири таки йерим кечигичә кәчлик базарлар давам қилидикән. Чоң көврүкниң астидики кечилик базарда һәр хил каваплар вә түрлүк ун таамлири сетилидикән. Кәйпият наһайити қизғин болидикән. Мән ғулҗада турған вақтимда даим кечилири чиқип шу базарларда тамақ йейишни бәк яхши көргән идим.”
Униңдин “сиз 2012-йили или дияриға барғанлиқиңизни ейттиңиз. Сиз ғулҗа шәһирини пиядә айлинип көрдиңизму?” дәп сориғинимизда, у җавап бәрди: “шундақ, мән у шәһәрни кесип өттүм. Мән пиядә меңип таки ғулҗа шәһириниң мәркизигичә бардим.”
Биз униңдин йәнә: “ундақта, сиз ғулҗадики уйғур мәһәллилири яки йезиларни, йәни җилийүзи наһийәсидики җайларға бардиңизму?” дәп соридуқ.
У мундақ деди: “ғулҗани дәйсиз, шундаққу? мән ғулҗада кона шәһәрниң қияпитини әкс әттүрүдиған, шундақла уйғурлар олтурақлашқан мәһәллиләрни интайин аз учраттим. Есимдә қелишичә, мән илгири у йәрдә руслар турған бәзи өйләр бар, дәп аңлиған идим. Шуңа мәхсус рус пасонида селинған өйләр вә биналарни издигән идим. Әмма тапалмидим. Мениң көргиним вә һес қилғиним, пүткүл ғулҗа шәһириниң заманивийлашқан һалити, техиму ениқрақи һазирқи хитайлишип кәткән қияпити болди. Тоғра йәнә бир иш бар. Мән ғулҗада чечимни яситиш үчүн уйғурлар ачқан бир сатрачханиға бардим. Улар у йәрдә сақаллиримни елип, чечимни ясап қойди. Мулазимити наһайити яхши иди. Әмма улар билән параңлишип йеқинлишиш пурсити болмиди. Мән бәзидә ғулҗада болған күнлиримдә өзүм көрүшни арзу қилған җайларни тапалмидимму-қандақ, дәпму ойлап қалимән. Әмма немила болмису, ғулҗани интайин яхши көрдүм, дисәм хаталашқан болмаймән.”
Биз униңдин: “сиз ғулҗада йәрликләр билән тонуштиңизму? йәни йәрлик уйғурлар яки қазақлар билән болған мунасивитиңиз қандақ болди?” дәп соридуқ.
У мундақ җаваб бәрди: “һәә, мән у чағда маңа таға демәтлик бир уйғур билән тонуштум. У вақитта мән пүтүнләй сәпәр тәйярлиқлирим билән алдираш идим. Йәни мән хитайдин айрилиш алдида тураттим. Мән сәпәрдә ишләткән қол һарвини чоқум бир йәргә аманәт қоюп қоюшум керәк иди. Һарва билән чеградин өтүшкә болмайти. Мән тонушқан бу уйғур тағамниң бир шәхсий завути бар икән. У кишини ичкий өлкиләрдики бир хитай тонушум маңа тонуштурған иди. Вақтим қис болғачқа, бу уйғур тағам билән көпрәк алақида болуш пурситимму болмиди. Мән униңдин пәқәтла ‛мән қол һарвамни бу йәргә қоюп қойсам боламду?‚ дәп соридим. Уму болидиғанлиқини ейтти. Мән һеч иккиләнмәстин қол һарвамни униңға аманәт қойдум. Көңлүмдә у адәмниң яхши киши икәнликини һес қилған идим.”
Киристоф реһаг әпәнди сөһбитимизниң ахирида, өзиниң ғулҗа һәққидики тәсиратини мундақ ахирлаштурди: “мән илини йәнила наһайит яхши көрдүм, гәрчә бу җайда хитайлишиш әһвали еғир болсиму, әмма мән у йәрни йәнила яхши көрүп қалған идим.”