Ғопур әбәй: хитай икки қериндишимни мән билән өзлири сөзләштүрүп, арқидин “бөлгүнчи билән сөзләшти” дәп тутқун қилди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.10.29
Ғопур әбәй: хитай икки қериндишимни мән билән өзлири сөзләштүрүп, арқидин “бөлгүнчи билән сөзләшти” дәп тутқун қилди Шакир әбәй(солда) голландийәдики акиси ғопур әбәй(оңда) билән телефонда сөзләшкәнлики үчүн тутқун қилинған. 2020-Йили, ғулҗа.
Ghopur Ebey teminligen

Хитай даирилири ғулҗа байтоқайдики тиҗарәтчи шүкүр әбәйниң бир саяһәт гурупписи билән түркийәгә чиқишиға рухсәт қилған, арқидин 4 йил өткәндә, уни шу чәтәл зиярити сәвәблик лагерға солиған; 2019-йилиға кәлгәндә даириләр мәзкур аилидин әхтәм әбәйни голландийәдики акиси ғопур әбәй билән телефонда сөзлишишкә рухсәт бәргән, һәтта өзлири сөзлишишни орунлаштурған, аридин 6 ай өткәндә, уни чәтәлдики аталмиш бөлгүнчи акиси билән көрүшкәнлики сәвәблик тутқун қилған. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.

Ғопур әбәйниң чоң иниси әхтәм әбәй. 2020-Йили, ғулҗа.
Ғопур әбәйниң чоң иниси әхтәм әбәй. 2020-Йили, ғулҗа.

Ғулҗа байтоқайдики тиҗарәтчи шүкүр әбәй, 2013-йили даириләрниң тәстиқи билән бир саяһәт өмики тәркибидә түркийәгә берип кәлгән. 2017-Йилиға кәлгәндә, униң бу саяһити йерим кечидә өйидин бешиға қара халта кийдүрүлүп тутуп кетилишкә сәвәб болған.

Бу әһвални шүкүр әбәйниң голландийәдики иниси ғопур әбәй, 2018-йилиниң бешида бир гуваһлиқ баянати арқилиқ дуняға ашкарилиған. Нәтиҗидә шүкүр әбәй вә униң бир түркүм уруқ-туғқанлири лагердин қоюп берилгән вә уларниң қоюп берилгәнлики, мәхсус бир орунлаштуруш билән голландийәдики ғопур әбәйгә уқтурулған. Һәтта даириләр ғопур әбәйниң чоң иниси әхтәм әбәйни аилә әзалириға вакалитән униң билән алақилишип турушқа бекиткән. Ғопур әбәй иниси әхтәм әбәй билән қәрәллик һалда көрүшүп турған вә тәбиий һалда қилишқан гәп-сөзлиридә, даириләрниң чишиға тегип қоймаслиққа алаһидә диққәт қилған. Шундақ туруқлуқ, ғопур әбәйниң, иниси әхтәм әбәй билән уштумтут алақиси үзүлгән. У ичкири өлкиләрдики алақә тори арқилиқ, иниси әхтәм әбәйниң 2020-йили 12-айда “голландийәдики бөлгүнчи акиси билән көрүшкән” дегән сәвәб билән тутуп кетилгәнлики һәққидә учур алған. Бир мәзгилдин кейин кичик иниси шакир әбәйниңму охшаш сәвәб билән тутуп кетилгәнликидин хәвәр тапқан.

Биз бу һәқтә ғулҗа наһийәсиниң байтоқай йезисидики алақидар хадимлардин әһвал игилидуқ.

Телефонимизни қобул қилған байтоқай йезилиқ учур-алақә қоманданлиқ штаби хадимлири, әхтәм әбәй вә шакир әбәйләрни тонумайдиғанлиқи вә уларниң делосидинму хәвәрсизликини ейтти.

Дейилишичә, даириләр ғопур әбәйниң уруқ-туғқанлирини униң билән байтоқай йезилиқ һөкүмәтниң мәхсус бекитилгән телефони арқилиқ сөзләштүргән. Биз ахири 113 болған бу номурға телефон қилдуқ. Мәзкур телефонни қобул қилған хадимлар, әхтәм әбәй вә шакир әбәйниң әһвали һәққидә мәлумат бәрмигән болсиму, уларниң мушу телефон арқилиқ голландийәдики акиси билән сөзләштүрүлгәнликини инкар қилмиди.

Ғопур әбәй қериндашлириниң аилә вә турмуш койидики аддий пуқралар икәнлики, уларниң миллий кимлики сәвәбликла халиғанчә тутқун қилинип бозәк қилиниватқанлиқини илгири сүрди.

Байтоқай йезилиқ һөкүмәт әдлийә понкитиниң бир хадими, “бу йезида голландийәдики акиси билән сөзләшкәнлики үчүн тутқун қилинған ака-укилар ким?” дегән соалимизға җавабән “әхтәм әбәй вә шакир әбәй” дәп җаваб бәрди. Биз униңдин немә үчүн даирилириниң дәсләптә көрүшүшкә рухсәт берип кейин җазалиғанлиқини сориғинимизда, бу һәқтә қоманданлиқ штабидин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди. Әмма мәзкур қоманданлиқ штаби бу темида еғиз ечишни рәт қилди.

Ғопур әбәй өзиниң бүгүнгә қәдәр бир уйғур муһаҗир сүпитидә уйғур паалийәтлиригә әл қатари қатнишип кәлгәнликини, буниңдин кейин лагер зиянкәшликигә учриған кишиләрниң аилә тавабиати сүпитидә, паалийәтләргә актип қатнишиш ойи барлиқини баян қилди. Икки қериндиши лагердин чиқмай туруп өзиниң чәтәлдә раһәт яшишиниң мүмкинсизликини тәкитлигән ғопур әбәй, өзиниң бу аилә паҗиәсини авазиниң йетишичә хәлқара орган вә ахбаратларға йәткүзидиғанлиқини тәкитлиди.

Юқирида, ғулҗа байтоқайдики ака-укилардин әхтәм әбәй вә шакир әбәйләрниң хитай даирилириниң орунлаштуруши арқилиқ голландийәдики акиси ғопур әбәй билән көрүшкәнлики, арқидин “чәтәлдики бөлгүнчи акиси билән көрүшкән” дегән әйибләш билән тутқун қилинғанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.