Германийә хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиққа қарши муһим қәдәмләрни басмақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.04.02
Anjila-merkil-Angela-Merkel-virus.jpg Германийә баш министири анҗила меркил корона вируси тоғрилиқ сөзлимәктә. 2020-Йили 18-март, берлин, германийә.
AP

Германийәдә нәшрдин чиқидиған “иқтисад һәптилики гезити” 2–апрел “хитайда қандақ қилғанда базарни асас қилған һалда кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә зәрбә бәргили болиду?” намлиқ бир мақалә елан қилинди. Мақалә “хитай йүз миңлиған уйғурларни җаза лагерлириға қамиғанлиқи үчүн явропа иттипақи ахири униңға җаза йүргүзди. Базар игиликиму бу җазаниң бесимини ашурушниң бәзи амиллири билән тәминләйду” дегән җүмлә билән башланғаниди.

Мақалида баян қилинишичә, бирқанчә айлиқ талаш – тартишлардин кейин германийә баш министир анҗила мәркил, федератсийә әмгәк министирлиқиниң министири һубәртус һәил, федератсийә тәрәққият ярдәм министирлиқиниң министири герд мүлләр, федератсийә иқтисад министирлиқиниң министири петер алтмайәр қатарлиқларниң қатнишиши билән германийә парламенти алдимиздики дүшәнбидә йеңи “тәминләш зәнҗири қануни” ниң тунҗи лайиһәсини мақуллиған. Министирлар наһайити тәстә мақулланған бу қанунни “тарихий бөсүш” дәп атиған.

Мақалида изаһлинишичә, йеңи “тәминләш зәнҗири қануни” ниң германийә иқтисадиға елип келидиған зийини зор болсиму, әмма кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши туруш үчүн германийә бу бәдәлни төлиши лазим икән вә бу қанун хитайға техиму зор бесим һәм ғайәт зор зиян елип келидикән.

Мәзкур қанунниң һазирчә ашкариланған қисмидики маддиларға асасланғанда, германийәниң 3000 дин артуқ хизмәтчиси болған ширкәтлири бу қанунни 2023–йили 1–айниң 1-күнидин башлап иҗра қилидикән. 1000 Дин артуқ хизмәтчиси болған ширкәтләр 2024–йилидин башлап иҗра қилидикән. “тәминләш зәнҗири қануни” ниң асасий негизи: тәминләш зәнҗиридә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә мәҗбурий әмгәк билән алақиси болған һәрқандақ ширкәт вә аричи ширкәтләр билән болған иқтисадий алақини үзүш икән.

Нөвәттә германийәниң хитайда 5200 ширкити тиҗарәт қиливатқан болуп, буларниң ичидә сименс, в в, һуго бөс қатарлиқ хизмәтчилириниң сани нәччә онмиңдин һалқиған чоң ширкәтләрниң сани аз әмәскән. Бу ширкәтләрниң хитайдики завутлирида қанчә йүзмиңлиған хитай ишчилар ишләйдикән. Бу ширкәтләр хитайниң қанчә онмиңлиған сода ширкәтлири билән четишлиқ икән. Мубада “тәминләш зәнҗири қануни” иҗра қилинса, нурғунлиған хитайлар ишсиз қелиш билән биргә, йәнә нурғунлиған хитай ширкәтлири һалак болидикән.

Германийәдики вәзийәт анализчиси, д у қ тәтқиқат мәркизиниң мудири әнвәр әһмәт әпәндиниң билдүрүшичә, йеңи “тәминләш зәнҗири қануни” германийәниң уйғурларни қоллап, хитайға қарита җаза йүргүзүш үчүн басқан әмәлий қәдәмлириниң бири болуп һесаблинидикән.

Германийә мәтбуатлирида 31 – март елан қилинған “уйғурларни қоғдаш керәкму яки хитайға сетиветиш керәкму? мода санаити дуч кәлгән мүшкүлат” намлиқ мақалида, дуня пахта мәһсулатиниң 20 пирсәнтини тәшкил қилидиған шинҗаң пахтисини сетивелишни нурғунлиған ғәрб ширкәтлириниң арқа – арқидин рәт қиливатқанлиқи, явропа иттипақи вә америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң хитайға қарита җазаларни күчәйтиши сәвәблик нурғунлиған даңлиқ мода санаитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисигә көңүл бөлмәй илаҗи йоқ бир вәзийәткә йүзлиниватқанлиқи илгири сүрүлгәниди.

Норвегийәдики уйғур зиялийси бәхтияр өмәр әпәндиниң тәкитлишичә, ғәрбниң хитайға қарита арқа – арқидин йүргүзүватқан җазалири шәрқий түркистан мәсилисини дуня сияситиниң мәркизидики муһим тема һалиға кәлтүрүп, хитайға нисбәтән еғир бесим шәкилләндүрмәктикән.

“хитайда қандақ қилғанда базарни асас қилған һалда кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә зәрбә бәргили болиду?” намлиқ мақалида мундақ дейилиду: “явропа иттипақиниң ташқи ишлар министирлири ақивәт уйғурларға зулум салған хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән алақиси болған 4 шәхс вә бир оргиниға җаза йүргүзди. Хитай һакимийитиниң уйғурларға селиватқан ечинишлиқ зулумлири һәқиқәтәнму ишәнгүсиз дәриҗигә йәткән вә инсанийәтсиз иди. Хитай уйғур миллитигә йүргүзүватқан бу җазани һәрбир шәхскә қәдәр кеңәйткән. Мана бундақ бир арқа көрүнүш асасида, явропа иттипақиниң кишилик һоқуқни талливелиштин башқа чариси йоқ иди, әгәр у өзлиригә болған ишәнчни сақлап қалимән десә. Чүнки явропа иттипақи вә униңға әза дөләтләр өзлирини дуня миқясида кишилик һоқуқниң тәрғибатчилири дәп қарайду. Германийәму мана әмди тәминләш зәнҗири қануни қобул қилип, бу қәдәмни басти”.

31-Март германийәниң дөләтлик телевизийә қанили болған а р д да елан қилинған “хитай явропаниң портлири вә тошуш парахотлирини қандақ игиливалди?” намлиқ мақалида илгири сүрүшичә, явропа иттипақи хитайға қарита символ характерлик җазаларни йүргүзүш биләнла чәклинип қалмаслиқи, хитайниң иқтисадий гәвдисини явропа тупрақлиридин сиқип чиқириш лазим икән. Һазир хитайниң дөләт игиликидики ширкәтлири явропаниң 14 деңиз портиға пай қошқан вә өзлириниң қошумчә портлирини қурувалған болуп, хитайниң “бир бәлвағ, бир йол” пилани намида йүргүзүватқан иқтисадий таҗавузини җиддий чәкләш тәдбирлирини елиш зөрүр икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.