Хитайниң голландийәдә қурған мәхпий сақчиханилири тәкшүрүлмәктикән

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.10.28
Хитайниң голландийәдә қурған мәхпий сақчиханилири тәкшүрүлмәктикән Аммиви тәшкилатлар хитайни өктичиләрни назарәт қилиш үчүн чәтәлләрдә сақчи понкити қурған дәп әйиблигән. 2022-Йили 26-өктәбир.
rfi.fr

Голландийә һөкүмәт даирилири 10-айниң 26-күни, хитайниң амистердам вә роттердамдин ибарәт голландийәниң икки чоң шәһиридә қурған қанунсиз сақчи понкитлирини тәкшүриватқанлиқини, “муһапизәтчиләр” тәшкилати елан қилған бу хусустики доклатқа җиддий қараватқанлиқини ашкарилинған.

Франсийә авази” радийосиниң 26-өктәбирдики “дәнһаг хитай сақчи тәрәпниң голландийәдә қурған қанунсиз сақчиханилирини тәкшүрмәктә” намлиқ хәвиридә баян қилишичә, кишилик һоқуқ паалийәтчилирини қоғдашни асасий вәзипә қилған мәркизи испанийәдә болған “муһапизәтчиләр” намлиқ бир һөкүмәтсиз тәшкилат йеқинда хитайниң голландийәдә қурған икки мәхпий сақчи понкити тоғрисида бир доклат елан қилған. Доклатта бу сақчиханиларниң голландийәдики кишилик һоқуқ актиплирини тәқип қилидиғанлиқи вә уларға тәһдит салидиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Хәвәрдә көрситилишичә, “муһапизәтчиләр” ниң доклати елан қилинғандин кейин, RTL телевизийә қанили билән торда рай синаш елип баридиған “пулға әгишиш” намлиқ тор сәһиписи бирликтә голландийәдә тәкшүрүш елип берип, бу сақчиханиларниң һәқиқәтәнму сиясий өктичиләргә зәрбә беридиғанлиқини ениқлап чиққан. Голландийә ташқий ишлар министерликиниң сөзчиси максиме һовенкампниң франсийә агентлиқиға билдүришичә, голландийәниң әдлийә министерлики, дөләт хәвпсизлики министерлики вә ташқий ишлар министерлики “муһапизәтчиләр” ниң доклатидики мәзмунларға әстайидил вә җиддий муамилә қилмақта икән.

“муһапизәтчиләр” ниң доклатида ипадилинишичә, хитай сақчи тәрәп голландийәдики тунҗи сақчиханисини 2018-йили 6-айда амистердамда қурған. Униңға икки нәпәр хитай сақчиси рәһбәрлик қилидикән. Амистердамдики бу сақчихана 2021-йилиниң бешида хитайда өткүзүлгән баһалашта “хитайниң чәт әлдики 10 мунәввәр сақчи мәркәзлиридин бири” қатариға киргән.

Хитайниң голландийәдики иккинчи сақчиханиси бу йилниң бешида роттердам шәһиридә қурулған. Буниңға хитайниң әскәрликтин қайтқан бир сабиқ қомандани рәһбәрлик қилмақта икән. Әмма бу һәр икки сақчихана һечқандақ вевискиси болмиған өйдә қурулған. Голландийә һөкүмитигә яки шәһәр мәмурийитигә мәлум қилинмиған һәм ройхәткиму алдурулмиған.

Хитайниң бу қанунсиз сақчиханилириниң сиясий өктичиләргә зәрбә беридиғанлиқи тоғрисида голландийә ахбарат саһәси роттердамда яшайдиған, өзини “сиясий өктичи” дәп қарайдиған ваң җиңйү исимлик бир хитай пуқрасиниң иқрарини мисал қилип көрсәткән. Буниңда ейтишичә, роттердамдики хитай сақчихана хадимлири ваң җиңйү билән көрүшкән, уни хитайға қайтишқа дәвәт қилған, “мәсиләңни қайитқандин кейин биртәрәп қилимиз” дегән һәмдә “ата-анаңни ойлап қой” дәп тәһдит салған. Ваң җиңйү 6-айда хитай консулханиси алдида өткүзүлгән намайишқа қатнашқандин кейин, униң қол телефониға роттердамдики хитай сақчилар тәрипидин һақарәтлик сөзләр вә тәһдитләр әвәтилгән.

Әмма хитай ташқий ишлар министерликиниң сөзчиси ваң венбин бу һәқтә мухбирларниң соалиға җаваб бәргәндә, “бу доклат пүтүнләй хата, хитай һөкүмити башқа дөләтләрниң игилик һоқуқиға толуқ һөрмәт қилиду” дегән һәмдә “бу сақчиханиларниң асаслиқ мәқсиди чәт әлдики хитай пуқралириниң шопурлуқ кенишкисини тор арқилиқ йеңилап беришкә ярдәм қилиш вә башқа мулазимәтләрни қилиш” дәп қошумчә қилған.

Ваһаләнки, хитайниң голландийәдики бу қара қоллири хитай өктичилиригила әмәс, голландийәдә яшайдиған уйғурларғиму узундин буян тәһдитләр һәм зиянлар селип кәлгән. Голландийәдики хитайниң бивастә зиянкәшликигә учриғучи уйғурлардин бири “үрүмчи ресторани” ниң хоҗайини зәйнидин әпәндидур. У бу һәқтә тохталғанда, хитайниң голландийәдә һәқиқәтәнму һәддидин ешип кәткәнликини, йиллар илгири өзигә бивастә зиянкәшликләр қилғанлиқини тилға елип өтти.

“муһапизәтчиләр” ниң доклатида баян қилинишичә, хитайниң чәт әлдә 54 сақчи мәркизи бар икән. Голландийәдики сақчиханилар болса шуларниң тәркибидики икки сақчи понкити һесаблинидикән. Бундақ сақчиханиларға узун мәзгил тәрбийәләнгән хитай сақчилар ишқа қоюлидикән. Хитайлар буларни “чәт әлдики хитай муһаҗирлириға ярдәм қилидиғанлар” дәп тәсвирләйдикән. Әмәлийәттә уларниң вәзиписи тамамән башқа икән.

Чәт әлдики хитай сақчиханилирида һәтта мәхпий түрмиләрниңму болуши мумкинлики пикрини илгири сүргән норвегийәдики сиясий актиплардин бәхтияр өмәр әпәндиниң билдүришичә, бир уйғур аялниң дубәйдики хитай түрмисидә йетип чиққанлиқи өз вақтида зор ғулғулиларға сәвәбчи болған икән. У өзи рәһбәрлик қиливатқан “уйғур әдлийәси архип амбири” ниң узундин буян чәт әлдики хитай тәһдитигә даир учурларни топлап келиватқанлиқини әскәртти. У сөзидә йәнә чәт әлләрдики хитай сақчиханилириниң мәқсити һәққидә тохтилип өтти вә бу хитайларниң шу дөләттә яшаватқан бәзи зәип уйғурларни қорқутуп, өзигә ишләшкә мәҗбурлайдиған һадисиләрниңму болидиғанлиқини тилға алди.

Парламенти уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилған голандийә аран 17 милйон 500 миң нопусқа игә кичик дөләт болсиму, йеқинқи мәзгилләрдин буян хитайға қарита қаттиқ сиясәт йүргүзүш йолиға қарап илгирилимәктә. Мәзкур хәвәрдә ипадилишичә, голландийәниң ташқий ишлар министерлики хитайниң голландийәдә “қорқутуш вә тәһдит селиш” тин ибарәт бир “қизиқ линийә” тори бәрпа қилишқа урунуватқанлиқинидин хәвәр тапқан вә голландийә һөкүмитини буниңға қарита тәдбир қоллинишқа дәвәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.