Голландийәдә уйғурларниң нөвәттики вәзийитини аңлитиш ишлири җиддий қанат яймақта

Ихтиярий мухбиримиз уйғурай
2021.05.17
Голландийәдә уйғурларниң нөвәттики вәзийитини аңлитиш ишлири җиддий қанат яймақта Лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим голландийәдә зор алқишқа еришкән мустәқил таратқу - “де-бали” дәбалиә телевизийәсиниң тәклипи билән уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитини аңлатмақта. 2021-Йили 10-май.
RFA/Uyghur'ay

Йеқинда лагер шаһидлиридин қәлбинур сидиқ ханим голландийәдә зор алқишқа еришкән мустәқил таратқу- “де-бали” DeBalie телевизийәсиниң тәклипи билән 10-май күни уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийитини аңлатқан.

Бу қетимқи сөһбәтниң асасий мәзмуни хитайниң уйғур дияридики аяллар лагери тоғрисида елип берилған болуп, қәлбинур ханим аяллар лагерида йүз бәргән вәһшийликләр, дәпсәндичиликләр, басқунчилиқлар вә башқа инсан қелипидин чиққан қилмишларни өзиниң лагердики кәчүрмишлири һәмдә көргән-билгәнлиригә асасән аңлатқан.

Биз қәлбинур сидиқ ханимни зиярәт қилип, униң бу қетимлиқ телевизийә сөһбитидә немиләрни баян қилғанлиқи вә бу сөһбәтниң голландийә көрүрүмәнлиридә пәйда қилған әмәлий үнүми һәққидә әһвал игилидуқ. У өзиниң мәзкур телевизийә сөһбити җәрянида уйғурларниң нөвәттики қийин вәзийити һәққидә аңлатқанлирини қисқичә баян қилип өтти.

Голландийәдә зор алқишқа еришкән мустәқил таратқу - “де-бали” дәбалиә телевизийәси лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим билән сөһбәт тәйярлиқида.  2021-Йили 10-май.

Қәлбинур сидиқ ханим йәнә мәзкур телевизийә қанилиниң алдимиздики 27-майда уйғурлар мәсилиси һәққидә өткүзүлидиған чоң типтики сөһбәт программиси һәққидә учур бәрди. Мәзкур телевизийә сөһбитидә муһаҗирәттики уйғурларниң өзлири яшаватқан дөләтләрдә өзини бихәтәр һес қилалмайватқанләиқи, хитайниң чегра һалқип узаққа созулған қоли сәвәблик чәт әлләрдики көп қисим уйғурларниң қорқуш вә вәһимә ичидә яшаватқанлиқи, уларниң һәр заман тәһдиткә дуч келиватқанлиқи, һәтта хитай үчүн җасуслуқ қилишқа мәҗбурлиниватқанлиқидәк әһваллар баш тема қилинидикән. Мәзкур телевизийә сөһбитигә уйғурларниң вәзийити тоғрисида издиниватқан мутәхәссисләр, сиясйонлар вәкишилик һоқуқ паалийәтчилири тәклип қилинип, пикир баян қилидикән.

Бу паалийәт 27-май күни голландийә вақти саәт 19:30 дә өткүзүлидиған болуп, паалийәткә хитай ишлири мутәхәссиси, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әзаси сейтн деклерик, “әркинлик” намлиқ һүҗҗәтлик филимниң ишлигүчиси хоп фан акен, шундақла голландийәдә турушлуқ лагер шаһидлиридин өмәр бәгали әпәнди, қәлбинур сидиқ ханим, голландийә шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси әйса қарим, голландийәдики унивирситет оқуғучилиридин әхмәтҗан қасими, алерик аблимит қатарлиқларму тәклип билән қатнишидикән. Уларниң бу телевизийә сөһбитидә уйғулар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилисини аңлитидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Америка вә канададин кейин голландийәму хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан бастурушлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп рәсмий елан қилған иди. Шуниңдин кейин голландийәдә уйғурлар вәзийитигә қизиқиш, һәр қайси телевизийә қаналлирида уйғурларни тонуштуруш ишлири җиддий давам қилмақта. Йеқинда голландийәниң “нос” телевизийә қанилида милюнлиған уйғурларниң хитайниң җаза лагерлирида икәнлики тоғрисидики бир һөҗҗәтлик филим қоюлуп, зор тәсир қозғиди.

Дәрвәқә, хитайниң уйғур диярида милйонлиған бигунаһ тутқунларни системилиқ қийин-қистақлар йүргүзүливатқан җаза лагерлириға қамиши, хитай һөкүмитиниң районда “инсанийәткә қарши җинайәт” вә “ирқий қирғинчилиқ” елип бериватқанлиқиниң күчлүк испати сүпитидә арқа-арқидин паш болмақта. Дуня һазир хитайниң йоқири техникилиқ реҗими астида бастуруливатқан уйғурлар һәққидә техиму көп нәрсиләрни билмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.