Гүлбаһар җелилова һәммигә адаләт тәшкилатиниң 2021-йилдики 4 “қәһриман” ниң бири болди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.04.05
Гүлбаһар җелилова һәммигә адаләт тәшкилатиниң 2021-йилдики 4 “қәһриман” ниң бири болди Уйғур лагер шаһити гүлбаһар җелилова ханим, уйғур қәһриман паалийәтчи категорийәси бойичә америкадики “һәммигә адаләт тәшкилати” ниң 2021-йиллиқ “қәһриман” ниң бири болған. 2021-Йили 3-апрел.
justiceforall.org

Америкадики “һәммигә адаләт тәшкилати” ниң 2021-йиллиқ “қәһриман” мукапати саһиблири 3-апрел елан қилинди. Мәзкур тәшкилат бу йиллиқ мукапатни мәхсус ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн түрткилик рол ойниған 4 шәхс вә бир тәшкилатқа атиған.

Уйғур лагер шаһити гүлбаһар җелилова ханим, уйғур қәһриман паалийәтчи категорийәси бойичә 2021-йиллиқ “қәһриман” ниң бири болған.

Мәзкур тәшкилатниң тор бетидә хитайниң җаза лагерлириниң ички сирини дуня мәтбуатлирида ашкарилап келиватқан гүлбаһар җелиловаға юқири баһалар берилгән болуп, униң лагерлар әмди башланған мәзгилдә йәни сода қилиш мунасивити билән 2017-йили 5-айниң 21-күни үрүмчигә барғинида, даириләр уни пәқәт уйғур болғанлиқи үчүнла униң қазақистанда туғулуп өскән қазақистан гираждани болғиниға қаримай, қанунсиз һалда җаза лагериға қамивалғанлиқи, у 2018-йили 9-айғичә 15 айлиқ қабаһәтлик лагер һаятини баштин кәчүрүп, ахири униң қазақистандики икки пәрзәнтниң қазақистан һөкүмитидин дипломатик ярдәм тәләп қилиши нәтиҗисидә лагердин қутулуп чиқалиғанлиқи тонуштурулған.

Буниңда йәнә униң лагерда хитайниң бигунаһ уйғурларға елип бериватқан қийин-қистақ вә өлүм, меңә ююштәк һәр түрлүк вәһшийликлиригә шаһит болғанлиқи вә лагердин һаят қалғандин кейин қазақистанға кәлгәндин тартип батурлуқ билән өзиниң җапа-мушәққәтлири вә хитайниң ирқий қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ бериватқанлиқидәк пидакарлиқиға апирин оқулған.

Хитайниң җаза лагерлирида бигунаһ уйғурлар үстидин йүргүзүватқан қирғинчилиқлирини қазақистанда туруп әркин аңлитишқа күзи йәтмигән гүлбаһар дәсләп түркийәгә кәлгән вә 2020-йили өктәбирдә фирансийәдин панаһлиқ тилигәниди. У лагердин қоюп берилгәндин буян давамлиқ түрдә, лагерларға қамалған милйонлиған уйғурларниң авази болуп, лагердики қийин-қистақ, аялларниң системилиқ һалда мәҗбурий туғмас қилиниши, басқунчилиққа учраватқанлиқи қатарлиқ хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтлирини батурлуқ билән паш қилип кәлмәктә.

Өзиниң мәзкур “қәһриман” мукапатиға лайиқ күрүлгәнликидин һаяҗанланған гөлбаһар җелилова ханим кичик пеиллиқ билән өз тәсиратини баян қилди.

Гүлбаһардин башқа йәнә уйғурларниң кишилик һоқуқиға изчил көңүл бөлүп келиватқан америка дөләт мәҗлиси әзаси җәмес мәкговрен әпәнди мәҗбурий әмгәкниң алдини елиш қануни үчүн көрсәткән хизмити сәвәби “адаләт мәшили” дегән шәрәплик нам билән бу қетимқи 4 қәһриманниң бири болған.

Тонуштурулушичә, мәҗлис әзаси макговерн дөләт мәҗлисидики хитай ишлири-иҗраийә комитетиниң рәиси, шундақла у том лантос кишилик һоқуқ комитетиниң бирләшмә рәиси. У дуня миқясида кишилик һоқуқ вә адаләтни илгири сүрүшкә мунасивәтлик муһим қарарларда интайин ачқучлуқ рол ойниған. Уйғурларға ярдәм бериш үчүн, макговерн әпәнди өткән йили авам палатасида мақулланған вә бу йил қайта йолға қоюлған, хитайниң шәрқий түркистан (шинҗаң)дики мәҗбурий әмгәккә қарши туруш қанунини тонуштурғаниди.

4Нәпәр “қәһриман” ниң йәнә бири америка диний әркинлик баш әлчиси самуил бровнбәк. У роһингалиқларни вә диний әркинликни изчил қоллаштики әмили түһпилири билән “роһинганиң йиллиқ актип паалийәтчиси” шәрипигә еришкән.

Кәшмирлик инсаншунас, язғучи доктор асер зия, кәшмирдә “ғайиб қилинишқа қарши туруш” бойичә 2021-йиллиқ “қәһриман” мукапати шәрипигә наил болған.

Юқириқи төт қәһриман шәхстин башқа йәнә “һиндистанни фашизмдин қутулдуруш” хизмәт гурупписиниң көрситиши билән “DOTO сандан” намлиқ мәзлумларниң сани вә зораванлиққа учраш мәсилиси һәққидә из қоғлаш ролини ойнап кәлгән бир мәркәзму “2021-йилдики һиндистан аз санлиқ милләтләрни қоллаштики нәмунилик тәшкилат” намида мукапатланған.

Америкадики даңлиқ кишилик һоқуқ аммиви тәшкилати болған SoundVision ниң муһим кишилик һоқуқ түри болған һәммигә адаләт тәшкилатиниң 2019-йиллиқ “қәһриман” мукапатиға лагер шаһити меһригүл турсун лайиқ көрүлгәниди.

Гүлбаһар җелиловани намзатлиққа көрсәткән “уйғурларни қутқузуш һәрикити” гурупписи “һәммигә адаләт тәшкилати” ниң муһим түриниң бири сүпитидә, 2018-йилидин буян уйғурларни қоллаш вә уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн америкада изчил актип паалийәт қилип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.