Америка авам вә кеңәш палата әзалири хитайниң гүлшән аббасни дәрһал қоюп беришни тәләп қилған

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2024.09.13
Gulshen-abbas-turme Дохтур гүлшән аббас 2018-йилниң ахирлирида тутқун қилинип, хитай даирилири тәрипидин “террорлуқ һәрикити уюштурушқа қатнишиш, униңға ярдәм қилиш вә иҗтимаий тәртипни қалаймиқан қилиш” билән әйибләнгән, шундақла 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди.
Photo: RFA

10-Сентәбир күни уйғур һәрикити тәшкилати ахбарат елан қилип, хитай һөкүмитиниң үрүмчи нурбағ нефит дохтурханисиниң пенсийәгә чиққан дохтури гүлшән аббас ханим вә шуниңға охшиған милйонлиған уйғур тутқунларни дәрһал қоюп беришини тәләп қилған. Уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим бу мунасивәт билән сөз қилип, һәдиси гүлшән аббасниң һечқандақ бир җинайити йоқ туруқлуқ хитай түрмисидә наһәқ азаб чекиватқанлиқини билдүргән.

Дохтур гүлшән аббас ханимниң тутулғанлиқи вә из-дерәксиз йоқ қиливетилгинигә 6 йил болған бүгүнки күндә, америка кеңәш палатаси ташқий мунасивәтләр комитетиниң рәиси бен кардин (Ben Cardin) башчилиқидики онға йеқин палата әзаси ортақ баянат елан қилған. Улар баянатида, дохтур гүлшән аббасниң хитай түрмисидин дәрһал қоюп берилишини тәләп қилған. Америка дөләт мәҗлиси әзалириниң бу қетимлиқ чақириқи кеңәш палата әзалиридин бен кардин, марко рубийо, дик дурбин қатарлиқлар билән авам палата әзалиридин крис симит, раҗа кришнаморти, җон молинар, том сузи қатарлиқлар тәрипидин елан қилинған.

Мәзкур баянатта дейилишичә, дунядики охшимиған рәһбәрләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай компартийәсиниң түрмисидә алтә йилдин көпрәк вақиттин бери наһәқ азаб чекиватқан гүлшән аббасниң қоюп берилишини қайта-қайта тәләп қилип кәлгән. Баянатта йәнә һечқандақ бир шәхсниң чәт әл һөкүмити тәрипидин аилә әзасиниң пәқәт “тәсәввурдики җинайәт” сәвәблик түрмигә ташланмаслиқи керәклики, шу сәвәбтин дохтур гүлшән аббасни дәрһал қоюп беришкә чақириқ қилидиғанлиқи билдүрүлгән.

Уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим радийомизға қилған сөзидә, һәдиси гүлшән аббасниң наһәқ тутқун қилиниш вәқәсиниң өзиниң һаятини түптин өзгәрткәнликини, шундақла һаятиға ғайәт зор тәсир көрсәткәнликини тилға елип өтти. У йәнә, бу 6 йил җәрянида һәдиси гүлшән аббас вә шуниңға охшаш хитай һөкүмити тәрипидин түрмә-лагерларға қамалған милйонлиған уйғур тутқунларни қоюп бериш һәққидә елип барған әмәлий паалийәтлири һәққидә тохтилип өтти.

Уйғур һәрикити тәшкилатиниң 10-сентәбир елан қилған баянатида көрситилишичә, 2018-йили 5-сентәбир күни гүлшән аббасниң сиңлиси, кишилик һоқуқ паалийәтчиси рошән аббас худсон институтида өткүзүлгән сөһбәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан қәбиһ бастурушини ашкара тәнқидлигән. Һалбуки, шуниңдин 5 күн өткәндин кейин һәдиси гүлшән аббас из-дерәксиз йоқ қиливетилгән вә аилиси билән алақиси пүтүнләй үзүветилгән. 2 Йилғичә аилисидикиләр униңдин һечқандақ хәвәр алалмиған. 2020-Йил 12-айға кәлгәндә, хитай һөкүмитиниң уни аталмиш “террорлуқ” қа бағлап, қапқара төһмәт билән 20 йиллиқ қамаққа кесивәткәнлики ашкариланған.

Рошән аббас ханим, уйғур һәрикити тәшкилатиниң йеқинқи йиллардин буян тинимсиз давамлаштуруватқан тиришчанлиқлириниң әмәлий нәтиҗә бериватқанлиқини билдүрүп өтти. У йәнә, бигуна лагер вә түрмиләргә қамалған милйонлиған уйғурларниң қоюп берилиши үчүн, өзиниң б д т вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин күтидиған үмидлирини баян қилип өтти.

Дохтур гүлшән аббас ханимниң америкада яшаватқан қизи зиба мурат бу мунасивәт билән радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилди. У радийомизға бәргән язма инкасида, 2018-йилдин буян өзиниң меһрибан аписи гүлшән аббасни хитай түрмисидин қутулдуруш йолида елип барған тиришчанлиқлирини тилға алди. Шундақ болушиға қаримай һазирғичә аписи һәққидә һечқандақ учур-мәлумат алалмайватқанлиқини билдүргән зиба мурат мундақ деди:

“бу интайин мүшкүл бир сәпәр, әмма мениң апамға болған муһәббитим буниңлиқ билән һәргиз өчүп қалмайду, бу муһәббәт маңа һәр күни илһам берип туриду. Бундин башқа мән йәнә қизим вә җийәнлиримниң момиси билән һаман бир күни көрүшүшини, шундақла униң йенида чоң болушини үмид қилимән.”

У сөзидә йәнә йеқинқи йиллардин буян америка ташқий ишлар министирлиқи вә униң иҗраийә тармақлириниң аписи гүлшән аббасниң делоси үчүн нурғун хизмәтләрни ишлигәнликини, әмма бүгүнгичә аписиниң йәнила әркинликкә чиқалмиғанлиқини әскәртип өтти. Униң билдүрүшичә, бундин кейин бу давада йәнә қилишқа тегишлик нурғун хизмәт бошлуқлири мәвҗут икән. У бу һәқтә мундақ деди:

“әлвәттә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә униң қармиқидики тәшкилатлар техиму көп ишларни қилиши керәк. Болупму айрим шәхскә мунасивәтлик делоларда улар ички-ташқий җәһәтләрдин ашкара һалда техиму чоң рол ойниши, техиму көп ишларни қилиши керәк, дәп ойлаймән. Чүнки хитай һөкүмитиниң һәр күни қиливатқан қилмишлири хитайниң зиянкәшликигә учриғучиларниң азаблирини һәр күни ашуруп маңиду. Мән б д т кишилик һоқуқ кеңиши әзалириниң назарәт қилиш вә доклат қилишни күчәйтип, хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ ишханиси тәләп қилған ‛көрүнәрлик илгириләш‚ дегән доклатни көрсәткәнгә қәдәр, хитай һөкүмитини җавабкарлиққа тартишини тәләп қилимән.”

Гүлшән аббас ханимниң тутулғанлиқи вә из-дерәксиз йоқ қиливетилгинигә 6 йил болған 10-сентәбир күни йәнә, американиң хитайда турушлуқ баш әлчиси николас бурнис (Nicholas Burns) X суписида, мәхсус язма елан қилған. У мундақ дәп язған. “бу һәптә қайғулуқ бир хатирә күн: пенсийәгә чиққан уйғур дохтур гүлшән аббас сиясий сәвәб билән әйиблинип, түрмидә ятқили һазир алтә йил болди. Биз хитай һөкүмитини гүлшән аббас вә шинҗаңда наһәқ түрмигә ташланған барлиқ уйғур вә башқа мусулман тутқунларни қоюп беришкә йәнә бир қетим чақиримиз.”

Баш әлчи николас бурнис өткән йили 10-сентәбир күниму X суписида, гүлшән аббас ханимниң тутулғанлиқи һәққидә, “пенсийәгә чиққан уйғур дохтур гүлшән аббасниң мәхпий тутуп турулуватқанлиқиға бәш йил болди. Униң 20 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқи виҗдансизлиқтур. Биз җуңхуа хәлқ җумһурийитини дохтур гүлшән аббасни вә миллити яки диний етиқади сәвәбидин қолға елинғанларниң һәммисини қоюп беришкә чақиримиз” дәп язған иди.

Радийомизниң 2020-йили 5-айда, 2018-йилдин башлап 21 ай из-дерики елинмайватқан дохтур гүлшән аббасниң тутқунда икәнликини дәлилләнгән иди. Йәни хитай даирилириниң униңға “террорлуқ һәрикити тәшкилләшкә қатнишиш вә ярдәм қилиш, иҗтимаий тәртипни бузуш” җинайәтлирини артқанлиқи вә уни 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқи мәлум болған иди.

Уйғур һәрикити тәшкилатиниң бу қетим елан қилған баянатида, хитайниң дохтур гүлшән аббасни америкадики сиңлиси рошән аббасниң кишилик һоқуқ пааллийәтлири сәвәблик тутқун қилғанлиқи илгири сүрүлгән. Униңда йәнә, хитай һөкүмитиниң бу хил өч елиш характерлик җаза тәдбириниң әмәлийәттә хитайниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтлиригә қарши чиққан садаларни җимиқтуруш урунушиниң типик мисали икәнлики тәкитләнгән.

Америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң 43 нәпәр әзаси 2024-йили 8-март күни америка ташқий ишлар министири билинкен билән американиң б д т да турушлуқ баш әлчиси линда томас гренфилд ханимға имзалиқ мәктуп йезип, хитай һөкүмити тәрипидин наһәқ тутқун қилинған уйғурларниң, җүмлидин хитай түрмисидики гүлшән аббас, камилә ваһит, қурбан мамут, әхмәтҗан җүмә қатарлиқ тутқунларниң қоюп берилиши үчүн хитайға ашкара бесим ишлитишини тәләп қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.