Америка дөләт мәҗлиси: “уйғур қирғинчилиқи дуняни ойғитиши лазим!”
2023.03.24
Уйғур қирғинчилиқи һәққидә қарал елинғили хели узун болған болсиму, түрлүк сиясий вә иқтисадий сәвәбләр түпәйлидин бу һәқтики мунасивәтлик тәдбирләрниң бу йеңи қабаһәтни тохтитишқа аҗиз келиватқанлиқи, шуниңдәк бу һалниң дуняви бирлик елиштин йирақ болуватқанлиқи көпләп мәлум болушқа башлиди. Шуниң билән биргә йеңи тәрәққиятлар бу һалниң уйғурлардин һалқип һазир бир дуняви мәсилигә қарап йүзлиниватқанлиқини ашкара қилди. Әнә шу хил реаллиқниң нөвәттики әһвалиға қарап чиқиш үчүн америка дөләт мәҗлиси қармиқида йеңидин тәшкил қилинған “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” уйғур дияридики лагер шаһитлири вә мунасивәтлик мутәхәссисләрни тәклип қилиш арқилиқ үч саәтлик мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини чақирди.
Алди билән мәзкур комитетниң рәиси, америка авам палатасиниң әзаси майк галлагер (Mike Gallagher) сөз алди. У сөзидә рамизан ейи башлиниватқан вә дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар тунҗи “қуран” айәтлири назил болған хасийәтлик айни қутлуқлаватқан мушу минутларда ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларниң җаза лагиерлиридики қирғинчилиққа дуч келиватқанлиқини, хитай компартийәсиниң бу қирғинчилиққа биваситә җавабкар икәнликикни тәкитләп: “бу комитетта биз қилмақчи болған ишларниң бири шуки аз дегәндиму кәлгүси 50 йилда, йәни шинҗаңдики қирғинчилиқ 21-әсирдики бир қабаһәтлик мисал тәриқисидә әсләнгәндә, һечқандақ бир сиясийон яки мәбләғ салғучи вә яки бирәр университетниң президенти пәрзәнтлириниң көзигә тикилип туруп ‛бизниң бу ишлардин хәвиримиз болмаптикән‚ демәсликкә кепиллик қилиш” деди. Арқидин нобел тинчлиқ мукапатиниң саһиби, “йәһудий зор қирғинчилиқи” ниң шаһитлиридин ели весел (Elie Wiesel) ниң оғли елиша весел (Elisha Wiesel) ниң бу қетимқи гуваһлиқ йиғиниға әвәткән видийолоқ сөзини аңлатти.
Елиша весел сөзидә уйғур қирғинчилиқиниң нөвәттә әйни вақиттики “йәһудий зор қирғинчилиқи” ға охшишип қеливатқанлиқини алаһидә тәкитлиди. У сөзидә өз вақтида “һәргиз қайтиланмайду” дәп вәдә берилгән қирғинчилиқниң һазир уйғурларниң бешиға келиватқанлиқини, бу һални һазир мушу дуняда йүз бериватқан әң чоң көләмдики җинайәт, дәп қарашқа болидиғанлиқини, бундақ әһвалда худди мәрһум дадиси көп қетим тәкитлигәндәк “қирғинчилиққа көз юмушқа болмайдиғанлиқини, болупму бу һал биравниң ирқи, диний етиқади яки сиясий көз қариши сәвәблик шундақ болғанда буниңға техиму сүкүт қилишқа болмайдиғанлиқини тилға алди. .
Арқидин “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң һәйәт әзаси раҗа кришнаморти (Raja Krishnamoorthi) сөз алди. У сөзидә нөвәттә мәлум болған түрлүк маддий испатларни тәкитләш билән биргә уйғур қирғинчилиқиниң давам қиливатқан реаллиқ икәнликини, шуниң билән биргә бу реаллиқниң һазир көләм җәһәттә кеңийиватқанлиқини, навада “һәргиз қайтиланмайду” дегән тарихий вәдини реаллиққа айландуруш зөрүр болса бу қабаһәтлик реаллиққа һелиһәм болсиму йүзлинишниң һәргизму кечиккәнлик болмайдиғанлиқини тәкитлиди. Униң қаришичә, хитай компартийәсиниң уйғур қирғинчилиқи бир кечидила “токкидә” оттуриға чиқип қалған һадисә әмәс. Әксичә, бу нәччә он йиллиқ әстайидил тәйярлиқ көрүштин кейин иҗра қилинған зор қурулуш. Хитай компартийәси оттуриға қойған “нәсәбини үзүп ташлаш, йилтизини кесип ташлаш, алақисини боғуп ташлаш, мәнбәсини үзүп ташлаш” дегәндәк йетәкчи идийәләр буни толуқ дәлилләп бериду. Дәл шундақ болғанлиқи үчүн һазир аз дегәндиму икки милйон адәм лагерға қамалған һәмдә роһий вә җисманий қийнақниң нишаниға айлинип қалған; 500 миң сәбий аилисидин җуда қилинған, миңлиған онмиңлиған қиз-чоканлар мәҗбурий йосунда пәрзәнтлик болалмас қиливетилгән. Сансизлиған кишиләр мәҗбурий әмгәкниң қурбаниға айланған. Нәтиҗидә һазир пахта вә күнтахта буниңдики әң муһим темилардин болуп қалған. Лагер тешидики милйонлиған кишиләр болса хитай һөкүмитиниң мутләқ назарәт механизми астидики үсти очуқ түрмисидә яшашқа мәҗбур болған. Шуңа пүтүн дунядики мусулманлар рамизан өткүзүватқан мушундақ минутларда ислам етиқади сәвәблик қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар үчүн бу қилмишниң җавабкарлирини сүрүштә қилиш толиму зөрүр.
Арқидин уйғур дияридики лагер шаһитлиридин гүлбаһар хативаҗи вә қәлбинур сидиқ сөзгә чиқип өз кәчмишлиридин қисқичә гуваһлиқ бәрди. Тәрҗиманниң ярдимидә баян қилған әһваллардин лагерда көргән вәһшийликләр, җүмлидин роһий вә җисманий қийнақлар, йемәк-ичмәктин қийнаш, намәлум дорилар, җинсий хорлуқ вә таҗавуз қилмишлири, сиясий меңә ююш паалийәтлири, тил вә диний етиқадни йоқитиш һәрикәтлири, “тәрбийәләш мәркизи” дәп атилидиған бу орунларниң түрмиләрдинму қаттиқ башқурулидиған муәссәсәләр икәнлики қатарлиқлар мәҗлис әһлиниң йүрәк-бағрини әзди.
Лагер шаһидлириниң аддий, әмма тәсирлик баянлири мәҗлис әһлигә хитай компартийәси иҗра қиливатқан қирғинчилиқниң мәйли көләм мәйли дәриҗә җәһәттә әйни вақиттики натсистлар германийәсиниң қирғинчилиқидин қелишмайдиған қәбиһ қилмиш икәнликини бәкму җанлиқ тәсвирләп бәрди.
Лагер шаһитлиридин кейин мутәхәссисләр қатарида америка хәлқара диний етиқад әркинлики комитетиниң рәиси нури түркәл, “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң тәтқиқатчиси доктур адрян зенз (Adrian Zenz), вашингтон шәһридики “йәһудий зор қирғинчилиқи хатирә музейи” ниң алий тәтқиқатчиси ниявми киколер (Naomi Kikoler) қатарлиқлар сөз алди. Шу қатарда нури түркәл нөвәттики реаллиқ һәққидә тохтилип америка һөкүмити оттуриға қойған һәмдә иҗра қилишқа башлиған бу һәқтики тәдбирләрни қизғин алқишлайдиғанлиқини билдүрди. Шуниң билән биргә бу җәһәттә оттуриға чиққан “уйғур кишилик һоқуқ қануни” вә башқа қанунларни техиму әстайидил иҗра қилиш, мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириға қаритилған чәклимини толуқ ада қилишқа тиришишниң зөрүрлүкини тәкитлиди. Нури түркәлниң қаришичә, америка вә башқа ғәрб дунясидики сода саһәсиниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш бәдилигә ишлиниватқан мәһсулатладин мәнпәәтлиниш қилмиши әмәлийәттә уйғурларни қирғин қилишқа шерик болғанлиққа баравәр болуп қалған. У, бу хилдики қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр һәққидә сөз болғанда буниң қандақтур “муназирә темиси яки икки тәрәп мунасивитидики мәсилиләр” әмәсликини, инсанийәткә қарши җинайәтләр җүмлисидин орун алидиған қирғинчилиққа қарши дәст турушниң дуня үчүн таллаш әмәс, бәлки зөрүрийәт икәнликини, чүнки буниң һазир уйғурлардин һалқип дуняға йейиливатқан бир апәт болуп қеливатқанлиқини кәскинлик билән әскәртти. Шуниң билән биргә америка һөкүмитигә уйғур қирғинчилиқини чәкләш вә тохтитиш үчүн 27 түрлүк тәвсийәсини сунди.
Доктур адрян зензму шу қатарда сөз алди. У сөзидә хитай һөкүмити иҗра қиливатқан уйғурларни тәһдит, дәп қараш чүшәнчиси асасида уйғурларниң туғут нисбитини сүний васитиләр билән астилитиш қилмиши, шуниңдәк өткән үч йилда уйғурлардики туғут нисбитиниң бирақла төвәнләп, хитай һөкүмитиниң уйғур нопусини милйонлиған санда азайтиш урунушиға йол ечилғанлиқини, буниң болса типик болған қирғинчилиқ қилмиши икәнликини санлиқ мәлуматлар вә башқа маддий испатлар арқилиқ йиғин әһлигә сүрәтләп бәрди. У шу қатарда америка һөкүмитигә бу һәқтә тәклип сунуп уйғур қирғинчилиқиниң баш җавабкарлири болған һазирқи вә илгирики мәркизий һөкүмәт әмәлдарлириға җаза елан қилиш, америка һөкүмити өзлириниң зиммисидики қирғинчилиқниң алдини елиш мәҗбурийитини қандақ ада қилиш һәққидә ашкара ипадә билдүрүш, шуниңдәк америка һөкүмити америка тәвәсидики мәбләғ салғучиларниң хитайдики түрлүк мәбләғ селиш паалийәтлирини, җүмлидин пенсийә фондини пай чеки қилип ишлитиш қилмишини қәтий чәкләш лазимлиқини тәкитлиди.
Ниявми ханим уйғур қирғинчилиқи һәққидики әһвалларни тонуштуруш билән биргә, буниңда сақлиниватқан бир қисим мәсилиләрниму көрситип өтти. Униң қаришичә, уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқ әмәлийәттә йәһудийлар әйни вақитта баштин кәчүргән қирғинчилиқтин бәк чоң пәрқ қилип кәтмәйду. Әмма һазир америка һөкүмтии бу қирғинчилиқни тосуш вә чәкләшкә ялғуз келип қеливатқан болуп, бу җәһәттә америка һөкүмити һәрқайси һөкүмәтләр, уйғур тәшкилатлири вә башқа муәссәсәләр билән бирликтә уйғурларни қоғдап қелишта дуняви һәмкарлиқ орнитиши лазим. .
Гуваһлиқ йиғини җәрянида нөвәттә ялғуз лагердики уйғурларниңла әмәс, бәлки лагер тешидики һәмдә әркин дунядики уйғурларниңму охшимиған дәриҗидә буниң дәрдини тартиватқанлиқи, шу қатарда әркин асия радийосиниң мухбирлириға охшаш хитай һөкүмитиниң зулумлирини паш қилғучиларниң буниң үчүн охшимиған бәдәлләрни төләватқанлиқи мәхсус тилға елинди. Гуваһлиқ бериштин кейин комитет әзалири охшимиған нуқтилардин уйғур қирғинчилиқи һәққидә гуваһчилардин соаллар сориди. Комитет әзалириниң соаллириниң көплүки, болупму комитет әзалириниң адәттикидин ташқири һалда бу қетимқи гуваһлиқ йиғиниға толуқ қатнашқанлиқи бу қетимқи паалийәтниң қанчилик муһим дәп қаралғанлиқидин бешарәт бәрмәктә иди. Көплигән соал-җаваб вә муһакимиләрдин кейин йиғин саһибихани болған “америка-хитай истратегийәлик риқабәт пәвқуладдә комитети” ниң әзалири уйғур қирғинчилиқи һәққидә америка вә ғәрб дуняси техиму күчлүк вә әмили болған тәдбирләрни елиши керәк, дегән мәзмунда ортақ тонуш һасил қилди. .
Мәлум болушичә, шу күнниң өзидә йәнә “тик-ток” ниң иҗраийә әмәлдари җов шовзи (Shou Zi Chew) америка дөләт мәҗлисидә гуваһлиқ берип америка сиясйонлириниң “тик-ток” һәққидики көплигән соаллрииға дуч кәлгән. Шу қатарда хитай компартийәсиниң “тик-ток” қа болған контроллуқи, “тик-ток” ниң хусусий учурларни топлиши қатарлиқ әһвалларни инкар қилиш билән биргә қайта-қайта үч қетим соралған “уйғурларниң зиянкәшликкә учриши” һәққидики соалға җаваб бериштин баш тартқан.