Һашарға мунасивәтлик син көрүнүшлири бизгә немиләрни дәйду? (2)

Хитай һөкүмити һашарни узун йиллардин буян уйғурларни експилататсийә қилиш, езиш вә контрол қилишниң бир хил васитиси сүпитидә қоллинип кәлди.

Һашардики аяллар вә балилар. (Вақти вә орни әниң әмәс) Social Media

Хитай һөкүмити һашарни узун йиллардин буян уйғурларни експилататсийә қилиш, езиш вә контрол қилишниң бир хил васитиси сүпитидә қоллинип кәлди.

Радийомизниң һашарға мунасивәтлик аваз архплиридин буниңдин 16 йил илгирики, йәни 2005-йили хотәнниң мәлум кәнтидин зияритимизни қобул қилған бир деһқанниң инкаслирини мисал сүпитидә көрситишкә болиду. Бу деһқан әйни чағда өзи туруватқан наһийәгә қарашлиқ йеза вә кәнтләрдә деһқанларниң һәр йили һашар мәҗбурийитини ада қилиши шәрт икәнликини билдүргән иди. У йәнә гәрчә шу йили әслидики 75 күндин 130 күнгичә болған йиллиқ һашар мөһлитиниң 34 күнгә қисқартилғанлиқини ейтқан болсиму, әмма деһқанларниң өстәң қурулуши, йәр ечиш, парник ясашқа охшаш еғир вә җапалиқ әмгәкләргә һәқсиз ишлитилип келиватқанлиқидин шикайәт қилған иди.

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт уйғур диярида һашарниң бикар қилинғанлиқини нәччә йил аввал елан қилған болсиму, лекин һазирға қәдәр һашарниң давам қиливатқанлиқи мәлум. Йеқиндин буян уйғур дияридики яшанған аялларниң мәҗбурий һалда һашар әгикигә селиниватқанлиқи һәққидики син көрүнүшлири иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилип, күчлүк диққәт қозғимақта.

Уйғур дияриниң һәрқайсий җайлиридин һашар һәққидә мәлумат игиләшкә тиришқан болсақму, әмма чәт әл билән болған нормал телефон алақиси қаттиқ контрол қилиниватқан бүгүнки күндә урунушлиримиз нәтиҗисиз болди. Бу һәқтә йәрликтин яки һөкүмәт органлиридин учур елиш имканийитимиз болмиди.

Биз бу һәқтә әң йеңи мәлуматларни йеқинқи йилларда уйғур дияридин айрилған, болупму йеза-кәнтләрдин чәт әлләргә чиқалиған аз сандики уйғурлар арқилиқ игиләшкә тириштиуқ. Лагерлар башланғандин кейин, йәни йолдиши чәт әл пуқраси болғанлиқи үчүн чеградин чиқалиған, йеқинқи мәзгилләрдә түркийәгә келип йәрләшкән, шундақтиму бихәтәрлик сәвәбидин “айнур” дегән тәхәллус билән зияритимизни қобул қилған 30 яшлар чаммисидики ақсулуқ деһқан қизи мундақ деди: “мән әқлимни билсәм, һашар бар иди, ата-анамла әмәс, һәтта биз мәктәпкә киргәндин башлап кевәзликтә һашарға ишләйттуқ. Апам-дадам айларчә өйгә кәлмәй һаһарға ишләйтти, кейин улар һашарға ишлийәлмәс болуп қалғанда, һашаниң нәрқигә йәрлиримизни тартивалди. Мән чәт әлгә чиққанға қәдәр һашар бар иди, телефондин анамниң һазирму һашарға мәҗбурлиниватқанлиқини аңлидим.”

Дәрвәқә, радийомиз мухбирлириниң ақсу, хотән, қәшқәр қатарлиқ асаслиқ нопосини уйғурлар тәшкил қилидиған җайлардин йиллардин буян игилигән учурлиридиму, худди айнур ейтқандәк, даириләрниң йәрлик уйғур деһқанлирини “бикар қоймаслиқ”, “бош вақитлирида топлишип қалаймиқан вәқә чиқирип қоюшиниң алдини елиш” үчүн уларни һәр түрлүк һашар билән мәшғул қиливатқанғлиқи паш болуп кәлгән иди.

Һашар изчил һалда чәт әлләрдики уйғур паалийәтчиләрниң диққитини чекиватқан вә уларниң күчлүк тәнқидигә учрап келиватқан бир мәсилә. Дуня уйғур қурултийи һашар һәққидә 2016-йили 10-ноябирда елан қилған мәхсус доклатида, һашарниң бир хил експилататсийә қилишла әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң уйғурларниң күндилик һәрикитини тәқиб қилиш вә уни контрол қилиш васитисигә айландурулғанлиқини оттуриға қойған иди.

Дуня уйғур қурултейиниң рәиси долқун әйса зияритимизни қобул қилип, һашарниң уйғур деһқанлири үчүн һелиһәм давам қиливатқан бир мәҗбурий әмгәк икәнликини билдүрди. Униң билдүрүшичә, гәрчә дуня уйғур қурултийи 2016-йилидин буян мәхсус һашар һәққидә йеңи доклат елан қилип бақмиған болсиму, әмма д у қ хитайниң уйғур диярида давам қиливатқан мәҗбурий әмгәкни тохтитиш һәққидики баянатлирида, һәрқайси һөкүмәтләр вә һәрқайси тәшкилатларни хитайниң уйғурларға иҗра қилинип келиватқан һашарни өз ичигә алған барлиқ мәҗбурий әмгәкләрни үзүл-кесил тохтитишқа чақирғанлиқини, һашарни хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан инсанийәткә қарши җинайәтлириниң бир парчиси сүпитидә аңлитип келиватқанлиқини билдүрди.

Долқун әйса йәнә уйғурлар хитай һөкүмити тәрипидин йүргүзүливатқан “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” ниң қурбани болуватқан бүгүнки күндә, мәйли һашар болсун яки уйғурларни завутларда мәҗбурий ишлитиш болсун, һәммиси хитайниң 21-әсирдә уйғурларға иҗра қиливатқан қуллуқ түзүминиң бир қисми икәнликини тәкитлиди.

Хитайниң уйғурларға йүргүзүп кәлгән һашардин ибарәт бу мәҗбурий әмгәккә селиш мәсилиси илгири хәлқара кәчүрүм тәшкилати, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилат вә органларниң үзлүксиз тәнқидигә учрап кәлмәктә. Хитай һөкүмити-2017 йили һашар әмгикикини бикар қилғанлиқини рәсмий елан қилған иди. Бирақ униңдин кейинму радийомиз игилигән учурларда һашарниң уйғур елиниң җәнубида һәр хил шәкилләрдә кәң көләмдә давам қиливатқанлиқи мәлум болған иди.

Уйғур аяллириниң ериқ-үстәк қурулушидин тартип, еғир деһқанчилиқ әмгәклиригә қәдәр җисманий әмгәккә мәҗбурлиниватқанлиқиға даир йеқинда тарқалған син көрүнүшлири, һашарниң уйғур диярида һелиһәм давамлишиватқанлиқиниң бир испати болуп турмақта. Бу пакитлар йәнә уйғур диярида лагер башланғандин буян көп сандики әрләр вә яш әмгәк күчлириниң кәң көләмдә тутқун қилинғанлиқи сәвәблик, әмдиликтә һашарниң яшанған аялларниң зиммисигә йүкләнгәнликидәк бир әмәлийәтниму җанлиқ көрситип бәрмәктә.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org