Сәуди әрәбистан һөкүмитиниң һәмдулла вәлийни хитайға қайтуридиғанлиқи илгири сүрүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.01.07
Сәуди әрәбистан һөкүмитиниң һәмдулла вәлийни хитайға қайтуридиғанлиқи илгири сүрүлди 2020-Йили 11-айда сәуди әрәбистанда өмрә ибадитини ада қилиш үчүн мәккә шәһиригә барғанда сәуди сақчилири тәрипидин тутқун қилинған һәмдулла вәли.
RFA/Arslan

54 яшлиқ уйғур һәмдулла вәли 2020-йили 11-айда сәуди әрәбистанда өмрә ибадитини ада қилиш үчүн мәккә шәһиригә барғанда сәуди сақчилири тәрипидин тутқун қилинған вә һазирғичә қоюп берилмигән.

Һәмдулла вәлийниң қизи сүмәййә ханим қисқичә синалғу филими тәйярлап, дадиси һәмдулла вәлийниң сәуди әрәбистандин хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгәнликини иҗтимаий таратқуларда елан қилди вә дуня җамаитигә дадисини қутулдурушқа чақириқ қилди.

У синалғу филимида, сәуди әрәбистанда тутуп турулуватқан дадиси һәмдулла вәли вә дадиси билән биргә тутулған рози нурмуһәммәт исимлик уйғурни сәуди әрәбистан даирилириниң хитайға қайтуруп бериш тоғрисида 3-декабир уқтуруш чиқарғанлиқини илгири сүрди.

Биз һәмдулла вәлий тоғрисида толуқ мәлуматқа еришиш үчүн униң истанбулда яшаватқан чоң қизи нуримангүл ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Нуримангүл ханим, дадисиниң һеч қандақ җинайити йоқлуқини, сәуди әрәбистанниң дадисини немә үчүн тутқанлиқи тоғрисида һеч қандақ мәлумат бәрмигәнликини билдүрди.

Нуримангүл ханим, дадисини қутулдуруш үчүн түркийә һөкүмити вә түркийәдики иҗтимаий тәшкилатлардин ярдәм тәләп қилғанлиқини, уларниңму йол меңиватқанлиқини илгири сүрди.

Нуримангүл ханим дадисиниң хитайға қайтурулуши тоғрисида сәуди әрәбистан сақчилириниң уқтуруш чиқарғанлиқини, бу учурни ишәнчлик бир йеқинидин аңлиғанлиқини, бирақ у йеқининиң бихәтәрлики җәһәттин исмни ашкарилашқа болмайдиғанлиқини билдүрди.

У дуня җамаитигә дадисиниң хитайға қайтурулуп кәтмәслики үчүн күч чиқиришқа чақириқ қилди.

Мәлум болушичә, һәмдулла вәлиниң әсли юрти турпан шәһири болуп, бу йил 54 яшта. У, 2020-йили февралда умрә һәҗини ада қилиш үчүн түркийәдин сәуди әрәбистанға барған, кейин корона вирусиниң ямрап кетиши сәвәблик түркийәгә қайталмай шу йәрдә туруп қалған. Униң түркийәдә узун муддәт турушлуқ гувһнамиси, йәни иқамити бар болуп, кейин у сәуди әрәбистандиму қисқа муддәтлик турушлуқ гувһнамиси алған. Әмма йәрлик даириләр уни 2020-йили 11-айда тутқун қилғандин кейин һазирғичә қоюп бәрмигәниди.

Иҗтимаий таратқуларда синалғу тарқатқан һәмдулла вәлийниң кичик қизи сумәййә ханимниң билдүрүшичә, дадиси билән биргә тутуп турулуватқан йәнә бир кишиниң исми рози нурмуһәммәт болуп, у бу йил 46 яшта. Бирақ биз һазирчә бу киши тоғрисида толуқ мәлуматларға еришәлмидуқ. Әмма тордики учурлардин мәлум болушичә униңму түркийәдә узун муддәтлик туруш иқамити бар болуп, у сәуди әрәбистанда һәмдулла вәли билән бир вақитта тутқун қилинғаникән.

Биз, һәмдулла вәлий тоғрисида униң истанбулда яшаватқан күйоғли һәсәнҗан биләнму сөһбәт елип бардуқ. Һәсәнҗан қейнатиси һәмдулла вәлийниң һеч қандақ җинайити йоқлуқини вә наһәқ тутулғанлиқини тәкитлиди. У сәуди әрәбистанға чақириқ қилип қейнатисини қоюп беришни тәләп қилди.

У йәнә түркийә вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатларға чақириқ қилип қейин атиси һәмдулла вәлийниң хитайға қайтурулушидин тохтитилишини, сәуди әрәбистан түрмисидин қоюп берилип түркийәгә қайтип келиши үчүн ярдәм қилишни тәләп қилди.

Биз йәнә бу һәқтә пикир-қарашлирини елиш үчүн хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтулла оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ. Һидайәтулла оғузхан, һәмдулла вәлийни қутулдуруш үчүн түркийәниң ички вә ташқи ишлар министирлиқи мусапирлар ишлири идарисиниң башлиқлири билән алақә қилғанлиқини, һәтта сәуди әрәбистанниң истанбулда турушлуқ консулханисиға рәсмий хәт йезип һәмдулла вәлийни қоюп беришни тәләп қилғанлиқини, һәмдулла вәлиниң түркийәгә сақ-саламәт қайтип келиши үчүн қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрди.

Һидайәтулла оғузхан, сәуди әрәбистанниң кишилик һоқуқ җәһәттә мәсилә бар бир дөләт болған болсиму, бирақ униң ғәрбниң тәсири бар бир дөләт икәнликини, шуниң үчүн америка вә явропа дөләтлиридики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә мунасивәтлик органларниңму һәмдулла вәлийни қутулдуруш үчүн қәдәм бесиши керәкликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.