Һәптилик хәвәрләр (30-июлдин 5-авғустқичә)

Мухбиримиз қутлан
2016.08.06
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

1. Хаңҗу сақчи даирилири чиқарған уйғурларни мәлум қилиш  һәққидики уқтуруш күчлүк инкас қоғиди

Йеқинда иҗтимаий таратқуларда хаңҗу шәһәрлик сақчи даирилириниң  һәрқайсий идарә-органларға чүшүргән бир җиддий уқтуруши күчлүк инкас пәйда қилди.

Мәзкур уқтурушта уйғурлар байқалған һаман сақчиға мәлум қилиш тәләп қилинип, мәлум қилғучиға 500 сом мукапат берилидиғанлиқи әскәртилгән. Һалбуки, хаңҗу шәһәрлик сақчи даирилири билән йәрлик һөкүмәт органлири бундақ бир уқтурушни чиқарғанлиқини инкар қилди.

Мәзкур уқтуруш “20 дөләт гуруһи” башлиқлириниң учришиши хаңҗуда өткүзүлуш алдида турғанда торда тарқалған. Хитай өктичилиридин чен покуң буни “хитай дөләт террорчилиқиниң бир қисми” дегән болса, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән “хитай сақчилириниң уйғурларға қаратқан бу хил қилмиши натсистларниң әйни вақитта йәһудийларға қаратқан етник тазилаш сияситин һечқандақ пәрқи йоқ,” деди.

2. Тайландта тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларниң хотун-баллири мураҗиәтнамә елан қилди

Тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан уйғур мусапирларниң истанбулда яшаватқан хотун-балилири йеқинда мураҗиәтнамә елан қилип, дуня җамаитидин ярдәм тәләп қилған.

Мураҗиәтнамидә, тайланд түрмисидә һазирға қәдәр тутуп турулуватқан уйғур мусапирларниң түркийигә елип келингән хотун-балилириниң еғир қийинчилиқта яшаватқанлиқи баян қилинған һәмдә уларни қутулдуруш үчүн дуня җамаитиниң ярдәм бериши чақириқ қилинған.

Мураҗиәтнамида йәнә истанбулда игә-чақисиз қалған уйғур аяллириниң тайландта тутуп турулуватқан әрлириниң хитайға қайтурулушидин әндишә қиливатқанлиқи билдүрүлгән.

Мәлум болушичә, тайландта һелиһәм 70 тин артуқ уйғур мусапир тутуп турулмақтикән.

3. японийәдә “уйғурлар авази” намлиқ тор телевизийәси көрүрмәнләр билән йүз көрүшкән

30-Июлдин башлап японийәдә тарқитилишқа башлиған “уйғурлар авази” намлиқ тор телевизийәсиниң тунҗи программиси көрүрмәнләр билән йүз көрүшкән.

Японийә уйғур җәмийити тәрипидин башқурулидиған “уйғурлар авази” тор телевизийәси бундин кейин һәр айда бир қетим уйғурларға аит йеңи программиларни тәйярлап көрүрмәнләр диққитигә сунидикән.

Игилинишичә, японийә уйғур җәмийити японийәдики даңлиқ телевизийә қанили “сакура” билән һәмкарлишип, “уйғурлар авази” намлиқ тор телевизийәсини тарқитидикән. японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәһмут, мәзкур тор телевизийәсидә уйғурларниң сиясий, иҗтимаий әһвали билән тарих, мәдәнийитигә даир мәзмунларниң көрситилидиғанлиқини билдүрди.

4. Абдувәли аюп өзиниң хитай қамақханилиридики қабаһәтлик кәчүрмишлиридин әслимә тәқдим қилди

Абдувәли аюпниң 2011-йили америкидики оқушини тамамлап вәтәнгә қайтиши вә хусусий мәктәп ечип, кризис ичидә туруватқан уйғур маарипи үчүн йеңи йол ачмақчи болғанлиқи өз хәлқиниң келәчики үчүн қайғуруватқан уйғур сәрхиллириға нисбәтән зор бир синақ болған иди.

Һалбуки, бу еғир синаққа тәвәккүл қилған абдувәли аюп узун өтмәйла даириләрниң тутқун қилишиға учрайду.

Бүгүн түркийәдә һөр яшаватқан абдувәли аюп радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң үрүмчидики тәңритағ районлуқ тутуп туруш орни билән людаван вә мичүән қамақханилирида бешидин кәчүргән қабаһәтлик кәчүрмишлирини аңлармәнләр диққитигә сунди.

5. Уйғурлар  топлишип олтурақлашқан  мәһәллә‏-койларда  решатка  қуруп башқуруш  кеңәйтилмәктикән

Йеқинда хитай даирилириниң үрүмчидики уйғурлар топлишип олтурақлашқан мәһәллә-койларда решатка қуруп башқуруш түзүмини йолға қойғанлиқи мәлум болмақта.

Йәрлик даириләр буниң “муқимлиқ” үчүн елинған бир тәдбир икәнликини етирап қилди.

Шаһитларниң радийомизға билдүрүшичә, даириләрниң уйғур мәһәллилирини решатка билән қоршавға елип башқуруш түзүми уйғур елиниң җәнуб вә шималиға үзлүксиз кеңәймәктикән.

Мәлум болушичә, “5-июл вәқәси” дин кейин даириләр үрүмчи шәһириниң бәйгә мәйдани, ямалиқ теғи райони қатарлиқ җайлириға топлишип олтурақлашқан уйғур мәһәллә-койлирини чеқип-түзливәткән болуп, решаткилиқ мәһәллә қуруш чарисини тәдриҗий йолға қойған икән.

6. Уйғур елидики истудентларға уюштурулған тәтиллик сиясий тәшвиқат лексийәлири давам қилмақтикән

Уйғур елидики иҗтимаий таратқуларниң учурлириға қариғанда, бу йиллиқ язлиқ тәтил үчүн юртиға қайтқан алий мәктәп оқуғучилири йәрлик даириләрниң пиланлиши билән “сиясий тәшвиқат” лексийәси аңлашқа уюштурулмақтикән.

Йәрлик маарип хадимлириниң ашкарилишичә, 27-июл күни қумул шәһириниң қарадөвә базирида язлиқ тәтил мәзгилидә юртиға қайтқан алий мәктәп оқуғучилириға мәхсус лексийә уюштурулған.

Хотән маарип тармақлиридин игилишимизчә, лоп наһийәсиниң һаңгия йезисида бу йил язлиқ тәтил мәзгилидә оқуғучиларға қаритилған из қоғлап назарәт қилиш вәзиписи пәвқуладдә күчийип, оқуғучилар һәр җүмә күни мәктәпкә йиғивелинмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.