Һәптилик хәвәрләр (27-апрелдин 3-майғичә)

Мухбиримиз җүмә
2013.05.03
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

1. Рабийә қадир ханим “2012 - йилидики хәлқарада тәсири әң күчлүк 500 мусулман” ниң бири

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим “2012 - йилидики хәлқарада тәсири әң зор 500 мусулман” ниң бири болуп баһаланди.

Баһалашни иорданийидики хан җәмәти ислам тәтқиқат мәркизи йилда бир қетим өткүзиду.

2012 - Йиллиқ баһалаш нәтиҗиси мәзкур җәмийәт елан қилған “хәлқарада тәсири әң күчлүк 500мусулман” журнилиниң 2012 - санида берилди.

Бу журналда берилгән рабийә қадир ханим һәққидики мәхсус тонуштурушта униң уйғур миллий һәрикити рәһбири, 2006 - йилидики нобел тинчлиқ мукапати намзати вә йәнә рафто кишилик һоқуқ мукапати саһиби икәнликини баян қилинған вә уйғурларниң нөвәттики омумий вәзийити чүшәндүрүлгән.

Зияритимизни қобул қилған рабийә қадир ханим “бу мән әмәс, бәлки уйғур мәсилисиниң дунядики 500 чоң мәсилә қатарида ислам дунясида тәсир пәйда қилғанлиқини чүшәндүриду, бу давайимизниң ислам дунясидики дәсләпки нәтиҗиси, бу бир башлиниш” деди.

2. Хәлқара тәшкилатлар “сериқбуя вәқәси” ни мустәқил тәкшүрүшни тәләп қилди

Сәйшәнбә күни мәркизи брюсселдики вакаләтсиз милләтләр тәшкилати мәхсус баянат елан қилип, “23 - апрел сериқбуя вәқәси” ниң мустәқил органлар тәрипидин тәкшүрүлүши керәкликини тәләп қилди.

Улар баянатида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң вәқәни тәкшүридиған мәхсус гуруппа қуруши керәкликини ейтқан вә явропа парламентини бу һәқтә б д т ға чақириқ қилишқа үндигән.

Хитай һөкүмитиниң 23 - апрелдин буян вәқә һәққидә охшимайдиған баянатларни бериши, вәқәниң маһийити һәққидики гуманларни техиму күчәйтивәткән иди. Дуня уйғур қурултийи чаршәнбә күни бәргән баянатида хәлқара җамаәтни маралбеши вәқәсидә қолға елинғанларниң кейинки әһвалини сүрүштә қилишқа чақирған иди.

3. Әркинлик сарийи хитайни сиясий һәқләр вә пуқралар әркинликидә начар дөләтләр тизимликигә киргүзди

Әркинлик сарийи 2013 - йиллиқ доклатида хитайни сиясий һәқләр җәһәттики хатириси интайин начар, пуқралар һоқуқи җәһәттики хатириси начар дөләтләр қатариға киргүзгән.

Әркинлик сарийи дунядики йүз нәччә дөләтни дәриҗигә тизип, бу җәһәттики әһвали әң начар дөләтләргә 7 номур бәргән. Хитай сиясий һоқуқ җәһәттә шималий корийә, сәуди әрәбистан, куба қатарлиқ әлләр билән бирликтә әң начар дөләт тизимликигә киргүзүлгән.

Доклатта, 2012 - йили һоқуқ өткүзүвалған хитай йеңи рәһбәрлик гуруһиниң сиясий әркинликни кеңәйтишидин наүмид икәнлики оттуриға қоюлған.

4. Америка “сериқбуя вәқәси” дики мәйданида өзгириш болмиғанлиқини билдүрди

Америка дөләт ишлар министирлиқи“23 - апрел сериқбуя вәқәси” дики мәйданида өзгириш болмиғанлиқини билдүрди вә хитайни мәзкур вәқәгә четилип қолға елинғанларниң қануний һоқуқлириға һөрмәт қилишқа чақирди.

Бу сөзләрни америка дөләт ишлар министирлиқиниң мувәққәт баянатчиси патрик вәнтрелл сәйшәнбә күни мухбирларниң соалиға җаваб бәргәндә илгири сүрди.

У мундақ деди: бу зораванлиқтин бәкму әпсусландуқ. Биз хитай һөкүмитини мәзкур вәқә үстидин тәлтөкүс, очуқ - ашкара тәкшүрүш елип беришқа вә қолға елинғанларниң барлиқ қануний һоқуқлириға һөрмәт қилишқа чақиримиз, деди. У йәнә мундақ деди: қисқиси бизниң мәзкур вәқә һәққидики мәйданимиз өзгәрмиди.

Америка дөләт ишлар министирлиқи 24 - апирилдики баянатида хитай һөкүмити “террорлуқ вәқәси” дәп күчәп тәшвиқ қиливатқан мәзкур вәқәниң характери һәққидә тохталмиған вә уйғур елиниң нөвәттики вәзийитигә йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини билдүргән иди.

5. Хитай һөкүмити 23 - апрел маралбеши вәқәсиниң тәпсилатини елан қилди

Хитай һөкүмити2 - май америкиниң чақириқи вә хәлқара җамаәт пикриниң бесими нәтиҗисидә маралбешида йүз бәргән 23 - апрел сериқбуя вәқәси һәққидә йәнә бир қатар мәлуматларни ашкарилиди.

Мәлуматларда, вәқәни қасим мәмәт вә муса һәсән башчилиқидики 25 кишилик бир “террорлуқ гуруһи” ниң садир қилғанлиқини, аталмиш террорчиларниң өзлири байқилип қалған өйдә һуҗум қозғиғандин сирт, сериқбуя базарлиқ һөкүмити вә базарлиқ сақчиханиғиму һуҗум қилғанлиқи баян қилинди.

Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр, хәвәрдә вәқә җәряниниң йетәрлик дәриҗидә баян қилинмиғанлиқини, болупму вәқә характериниң бурмиланғанлиқини илгири сүрүшмәктә.

6. Америка хәлқара дини әркинлик комитети хитайниң уйғурлар вә тибәтләргә қаратқан диний бесим сияситини әйиблиди

Америка дөләт мәҗлиси хәлқара диний әркинлик комитети 30 - апрел қилған йиллиқ доклатида хитайниң диний гуруппиларға, болупму уйғур вә тибәтләргә қаратқан диний бесим сиясити тәнқид қилди.

Доклатниң хитайға аит қисмида уйғурлар вә тибәтләрниң диний әркинлик мәсилиси алаһидә тәкитләнгән болуп, униңда “уйғурлар вә тибәтләрниң диний әркинлик вәзийити он йил ичидики әң начар сәвийигә чүшүп қалди” дейилгән.

Доклатта мундақ дейилгән: уйғурларниң дин вә мәдәнийитини қаттиқ қоллуқ билән бастуруш сәлбий нәтиҗә берип, бу бейҗиң һөкүмити чәкләшкә урунуватқан радикализмни шәкилләндүрүши мумкин.

Комитет бу йиллиқ доклатида йәнә хитайни диний әркинлик вәзийити “алаһидә диққәт қилинидиған дөләтләр” тизимликигә киргүзди.

7. Бейҗиңда уйғур оқуғучиниң хитай оқуғучилар тәрипидин урулуш вәқәси наразилиқ қозғиди

Бейҗиң мәркизий милләтләр университети уйғур тил - әдәбият факултети оқуғучиси мәмәтҗан ели хитай ятақдашлириниң һуҗумида яриланғандин кейин, уйғур оқуғучилар намайиш қилип вәқәгә наразилиқ билдүрди.

Мәлум болушичә, мәмәтҗанни 3 нәпәр хитай ятақдиши қәстән җедәл терип, урған вә еғир яриландурған.

Вәқәдин ғәзәпләнгән 200 дин артуқ уйғур оқуғучи милләтләр университети һойлисиға йиғилип, мәктәп рәһбәрлиридин бу делони адил бир тәрәп қилишни вә мәмәтҗанниң давалиниш чиқимлирини көтүрүшни тәләп қилған.

Хитай оқуғучилар билән уйғур оқуғучилар оттурисидики өчмәнликниң кәскинлишип кәткәнликини көргән мәктәп рәһбәрлири уйғур оқуғучиларниң өч елишидин әнсирәп, дәрһал уйғур оқуғучиларниң ятақлирини айриған.

Мәлум болушичә, даириләр вәқәни һазирғичә толуқ бир тәрәп қилмиған.

8. Голландийә уйғурларни қайтурмайду!

Голландийиниң һөкүмәт вә парламент әзалиридин тәшкил тапқан мәхсус өмәк - 3 май хитай билән кишилик һоқуқ сөһбити өткүзүшкә маңидиған болуп, вәкилләр меңиштин бир күн бурун голландийидики уйғур вә тибәт вәкиллири билән учришип мәзкур районларниң нөвәттики вәзийити һәққидә мәлумат алған.

Мәзкур учришишта парламент әзалири голладийәдә панаһлиқ тиләп мәҗлиси һәл болмай туруватқан уйғурларниң мәсилисини һәл қилишқа тиришчанлиқи көрситидиғанлиқини билдүргән.

Уйғур вәкилләрдин голландийә уйғур бирлики голландийидики уйғур панаһланғучилар мәсилиси вә уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидә парламент әзалириға доклат сунған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.