Һәптилик хәвәрләр (24 - июлдин 30 - июлғичә)
Мухбиримиз җүмә
2010.07.30
2010.07.30
Хәлқарадики нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири шәнбә күни баянат елан қилип, хитайниң ғәйрәт ниязни түрмигә ташлиғанлиқини әйиблиди
Үрүмчи оттура сот мәһкимиси 23 - июл йепиқ сот ечип, уйғур журналист ғәйрәт ниязни 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди.Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 23 - июлдики баянатида, ғәйрәт ниязға берилгән җазани " қәбиһ" дәп көрсәтти.24 - Июл мәркизий париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати, баянат елип қилип мәзкур сот һөкүмидин " қаттиқ һәйран қалған" лиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийиму баянат елан қилип, хитайниң уйғур журналист ғәйрәт ниязға 15 йиллиқ қамақ җазаси бәргәнликини қаттиқ әйиблиди.
Америкидики әркинлик сарийи журналист ғәйрәт нияз һәққидә елан қилған баянатида хәлқара җамаәтни уйғур вәзийитини йеқиндин көзитишкә чақирди.
Хитай даирилири диярим тор бетиниң башлиқи дилшат пәрһат вә башқа уйғур тор башқурғучилирини мәхпий сотлиди
Үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси өткән һәптә йепиқ сот ечип, "диярим" торниң башлиқи дилшат пәрһат қатарлиқ 3 нәпәр уйғур тор бәт башқурғучисиға қамақ җазаси бәрди. Дилшат пәрһат билән бирликтә йәнә " шәбнәм", " сәлкин" ториниң башқурғучилиридин нурәли вә ниҗат қатарлиқларму сотланған.Дилшат пәрһатниң әнгилийидики акиси дилмурат пәрһатниң билдүрүшичә, дилшат пәрһат 5 йиллиқ қамақ җазасиға, ниҗат азад 10 йиллиқ қамақ җазасиға, нурәли 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
" 5 - Июл үрүмчи вәқәси"дин кейин, уйғур аптоном район даирилири уқтуруш чиқирип, 200 гә йеқин уйғур тор бетини тақиған иди.
Хитай компартийиси пәйзиваттики мәсчиттә нутуқ сөзләш мусабиқиси уюштурди
Пәйзиват наһийилик партком бирликсәп бөлүми 26 - июл диний затлар арисида вәтәнпәрвәрлик темисида вәз - нәсиһәт мусабиқиси уюштурған.Тәңритағ ториниң хәвиридики рәсимдин қариғанда, мусабиқә мәсчитниң ичидә өткүзүлгән. Бу һәқтә радиомизға баянат бәргән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, мәзкур қилмишни уйғурларниң диний етиқадиға қилинған мәсхирә дәп тәнқид қилди.
Түркийидә яшаватқан диний затлардин абдукерим әпәнди буниңға инкас қайтуруп, мәсчиттә һөкүмәтниң тәшвиқатини қилишниң хата икәнликини илгири сүрди.
Хитай даирилири уйғур елидә тойдин бурун әйдиз тәкшүрүшини мәҗбурий йолға қоймақчи
Уйғур ели әйдиз вируси җиддий тарқиливатқан җайларниң бири. Даириләр уйғур елидә әйдиз вируси тарқилишниң алдини елиш үчүн, тойдин бурун әйдизгә қарита мәҗбурий тәкшүрүш елип бериш тәдбирини йолға қойидикән. Бу тәдбир, 26 - июл чақирилған уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң - 19 қетимлиқ йиғинида оттуриға қоюлған. Мутәхәссисләр буниң йәнила һәл қилғуч чарә әмәсликини илгири сүрди.Уйғур әйдиз мәсилиси үстидә тәтқиқат елип бериватқан, америка коломбийә университетидики тәтқиқатчи мәмәт имин әпәндиниң қаришичә, уйғур елидә әйдизниң алдини елиш үчүн, алди билән мәзкур вирусниң асаслиқ тарқилиш йоллирини тизгинләш керәк икән.
Хәвәрләргә қариғанда, уйғур елиниң әйдиз юқум вәзийити йәнила җиддий болуп хитай бойичә 4 - орунда туридикән.
Әнгилийә уйғур җәмийити йеңи иҗраийә комитети әзалирини сайлап чиқти
Әнгилийә уйғур җәмийити 7 - айниң 17 - ,18 - күнлири лондонда йиғин чақирип, йеңидин иҗраийә комитети әзалирини сайлап чиқти. Йиғинға д у қ муавин рәиси әсқәр җан билән баш катипи долқун әйса қатнашти. Йиғинниң 2 - күни, д у қ рәһбәрлириниң назарити астида сайлам елип берилди. Сайламда 7 кишилик иҗраийә һәйити сайлап чиқилди. Низамидин сәмәт әпәнди әнгилийә уйғур җәмийитиниң рәисликигә сайланди.Голландийидики уйғурлар иттипақлашмақта
Голландийидә яшаватқан яшлар 25 - июл амистердам шәһиридә музакирә уюштурди. Музакиридин кейин, голландийә уйғур бирлики тәшкилати билән голландийә уйғурларни һимайә қилиш гурупписи тәшкилати бирләшти вә бундин кейинки конкретни хизмәтләр һәққидә мәслиһәтләшти.Ахирида йиғин әһли ортақ пикир баян қилип, голландийидики барлиқ уйғурларниң шәртсиз иттипақлишишни қолға кәлтүрүш керәкликини илгири сүрүшти.
Өркәш дөләт: хитай чегрисидин киришкә йәнә урунимән
Тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң йитәкчилиридин бири өркәш дөләт хитайға киришкә урунушни изчил давам қилидиғанлиқини билдүргән. У бу сөзләрни 29 - июл тәйвәндики бир йиғинда оттуриға қойған. Өркәш дөләт ата - анисини көрүш үчүн хитайға бериштин һәргиз ваз кәчмәйдиғанлиқини ейтқан. Ройтерс агентлиқида нәқил қилишичә, өркәш : "мән чегридин киришкә йәнә урунимән. Улар ата - анамни чәтәлгә чиққили қоймайду, биз көрүшмигили 21 йил болди. Мени тутуп кәтсиму мәйли, ата - анам мени түрмигә көргили кәлгәндә көрүшсәкму һесаб" дегән.Өркәш дөләт илгири икки қетим хитайға бериш үчүн һәрикәт қилған, әмма һәр иккила қетим рәт қилинған иди.
Хитай сақчилири кепәк йүзи йезисидин тутуп кәткән уйғур яшлириниң техичә из - дерики йоқ.
Мәлум бир радио аңлиғучимиз йеқинда, ғулҗа шәһири кепәк йүзи йезиси ара кепәкйүзи кәнтидин һәбибулла, төвән кепәкйүзи кәнтидин һаким қатарлиқ 30 нәпәр уйғур яшни, хитай сақчилири тутуп кәткәнликини, шундин буян уларниң из - дерикини алалмиғанлиқини баян қилған иди.Мәлум болушичә, бу яшлар 7 - айниң 1 - күни тутуп кетилгән. 27 - Июл, ғулҗа шәһири кепәкйүзи йезилиқ һөкүмәт хадимлири мәзкур уйғур яшларниң хитай бихәтәрлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилгәнликини дәлиллиди. Әмма уларниң немә җинайәт билән тутуп кетилгәнликини билмәйдиғанлиқини вә бу һәқтә артуқчә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Даңлиқ сәнәткар зунунқиз елахун 2010 йили 28 - июл кесәл сәвәби билән, 74 йешида үрүмчидә вапат болди
Уйғур хәлқи өзигә әң йеқин бир сәнәткар зунунқиз елахундин айрилди. Мәрһум зунунқиз елахун сәһнә вә екранларда " меһрибан ана " образини тәбиий вә вайиға йәткүзүп яратқан, уйғур тиятир вә кино сәнити саһәсидики пешқәдәм устазлардин иди.Гәрчә у, уни сөйгән тамашибинлири вә хәлқи билән видалашқан болсиму, меһри иллиқ бу" ана" ниң сеймаси уйғурлар арисида мәңгү ядланғуси.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.