Һәптилик хәвәрләр (24-январдин 30-январғичә)
2015.01.30
Бейҗиңға 61 қетим әрз қилип барған 71 яшлиқ әма әрздар қамаққа елинған
Бейҗиңға 61 қетим әрз қилип барған 71 яшлиқ әма әрздар ели ришитниң бир йилдин бери пичанда қамаққа елинғанлиқи мәлум.
Пичан йеңийәрлик ели ришит, 20 йилниң алдида кичик бир иҗтимаий җедәлгә четилип қелип тутқун қилинған, сорақ вә қийнаш давамида униң бир көзигә ток калтәк тегип, шу көзи кардин чиққан.
Сорақ ахирида ели ришит гунаһсиз дәп қарилип қоюп берилгән, әмма униңға һечқандақ төләм берилмигән. Шуниң билән ели ришитниң 20 йилға созулған әрз сәпири башланған.
У бейҗиңға 61 қетим барғандин кейин, бултур 2-айда тутқун қилинған. У тутулуп бир йилдин буян униң нәдилики, саламәтлик әһвали вә қануний салаһийити һәққидә аилиси һечқандақ учур алалмиған. Нөвәттә униң икки оғли тутқун дадисиниң һалидин хәвәр тепиш үчүн сақчи вә башқа һөкүмәт органлири арисида тепирлап йүрмәктә.
Мусулман дохтур аял тайландта қаза қилған 3 яшлиқ абдуллани 53 күн баққан
Мәлум болушичә, тайланд мусулманлиридин болған бир дохтур аял тайландта қаза қилған 3 яшлиқ абдуллани 53 күн баққан. Гәрчә бу аял ят тиллиқ бир мусулман болсиму, лекин мусапир бала абдуллаға аниларға хас меһир-муһәббәт йәткүзгән.
Өткән йили 12-айниң әң ахирқи һәптисидә 3 яшлиқ мусапир бала абдулланиң тайландтики бир дохтурханида 53 күн ялғуз йетип қаза қилғанлиқи хәвәр қилинған иди.
Түркийәдә яшиғучи уйғурлардин абдуқадир түмтүрк әпәнди бу җәрянларға өзи биваситә қатнашқан шаһитлардин биридур.
Униң билдүрүшичә, мәзкур аял дохтур дохтурханида абдуллани анилиқ меһри билән баққандин сирт, абдулланиң мейитини узитишқа 600 километир машина һәйдәп кәлгән вә мәрһум абдулланиң йүзигә йүзини йеқип:“кәчүр балам мән саңа анилиқ меһрини толуқ йәткүзәлмидим” дәп һаза ачқан. Бу әтраптикиләрниң қәлбини өртигән.
Һоқуқ тәшкилати 2014-йили уйғур или вәзийитиниң давамлиқ җиддийләшкәнликини билдүрди
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 2015- йиллиқ доклатида уйғур илиниң өткән йиллиқ кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә тохтилип, 2014-йили уйғур или вәзийитиниң давамлиқ җиддийләшкәнликини билдүрди.
Мәзкур орган доклатида буниң сәвәблирини хитайниң сияситигә бағлап, “кәң көләмлик миллий кәмситиш, қаттиқ диний бастуруш, давамлиқ күчийип барған мәдәнийәт җәһәттики бесим шинҗаң уйғур аптоном районида җиддийчиликни давамлиқ күчәйтти” дәп көрсәтти.
Доклатта йәнә, уйғур елидә террорлуққа алақидар делоларниң адил сотланғанлиқида җиддий гуман барлиқини әскәртип, бу делоларға алақидар мустәқил учурниң кәмлики, һөкүмәтниң уларни чақмақ тезликидә сотлиши, хитай қануниниң террорлуқ гумандарлирини узун мәзгил сорақсиз тутуп турушқа йол қоюши, бу хил әндишиләрни пәйда қилғанлиқини билдүрди.
Кәлпин җамаити түрмидики диний өлимани кепилликкә қоюп беришни тәләп қилған
Кәлпиндики уйғур җамаити кәлпин наһийәлик һөкүмәт вә үрүмчидики түрмә даирилиригә илтимас сунуп, йиллардин буян түрмидә йетиватқан 85 яшлиқ өлима аблимит қари һаҗимни кепилликкә қоюп беришини тәләп қилған. Улар язма илтимасида униң җаза муддитини өйидә өтишини, буниң үчүн өзлириниң капаләт беридиғанлиқини билдүргән. Әпсуски, һөкүмәт вә түрмә даирилири кәлпин хәлқиниң бу тәлипини кәскин рәт қилған.
Буниңдин 6 йил илгири 17 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған аблимит қари һаҗимниң нөвәттә үрүмчидики мәлум түрмидә җаза муддити өтәватқанлиқи мәлум.
Игилигән учурлардин мәлум болушичә, аблимит қари һаҗимниң саламәтлики пәвқуладдә начарлашқан, роһий һалитидиму бинормаллиқ көрүлгән.
Диний өлима аблимит қари һаҗимниң оғли мәмәт қариниңму муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинғанлиқи мәлум.
Рабийә қадир ханим нөвәттики уйғур вәзийитини аңлитиш үчүн японийәгә барди
28-январ чүштин кейин японийәгә йетип кәлгән дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан сиясий вәзийәтни японийә һөкүмити, японийә ахбарати вә хәлқигә аңлитиш үчүн японийәгә кәлгәнликини билдүрди.
У йәнә бу қетимқи сәпири җәрянда японийә әмәлдарлири билән көрүшүп, бир йилдин буян тайландта қапсилип қалған уйғур мусапирлар мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқи вә уларниң қоллишини қолға кәлтүрүш үчүн тиришидиғанлиқини билдүрди.
Рабийә қадир ханимниң ейтишичә, японийә асиядики әң қудрәтлик демократик дөләт болғанлиқи үчүн, бу дөләттә уйғур дәвасини қанат яйдуруш интайин муһим икән.
Рабийә қадир ханим токйо нарита айродромиға чүшкәндә бир қисим японийә мәтбуатлириниң зияритини қобул қилди.
У нөвәттә японийәдики сиясий паалийитини давам қилмақта.
Йопурғида 65 аилә хәтәрлик өйләргә мәҗбурий көчүрүлгән
Ашкарилинишичә, йопурға байаватта 65 аилә сүпәт өлчимидин өтмигән хәтәрлик өйләргә мәҗбури көчүрүлгән.
Йопурға наһийисиниң байават йеза 3-кәнтидә 2011-йили вә 2012 йиллири 100 гә йеқин аилигә йәр тәврәшкә чидамлиқ өй селип бериш үчүн қурулуш башланған.
Қурулуш, дейилгән вақитта пүтмигәнниң үстигә өлчәмлик материяллар ишлитилмигәчкә өй пүтмәй турупла бихәтәрлик мәсилиси көрүлүшкә башлиған, бу әһвални аһалиләр топлишип берип алақидар орунларға мәлум қилған.
Тәкшүрүштә өй сүпәт өлчимидин өтмигән болсиму, йәрлик даириләр аһалиләрни бу өйләргә дәрһал көчүшкә мәҗбурлиған. Һәтта бу өйләргә көчмисә сиясий җәһәттин хаталишидиғанлиқини әскәртип тәһдит салған. Нәтиҗидә 65 аилә сүпәт өлчимидин өтмигән аталмиш йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләргә мәҗбури көчүрүлгән.