Һәптилик хәвәрләр (29-февралдин 6-мартқичә)
2020.03.06
ASPI Ниң доклатида уйғурларниң “заманиви қул” сүпитидә сетиливатқанлиқи ашкариланди
Австралийә истратегийә вә сиясәт институти йеқинда хитай һөкүмитиниң уйғур елидә “заманиви қуллуқ” системиси шәкилләндүргәнликини ашкарилап зор инкас қозғиди.
Бу орган елан қилған “уйғурлар сетилиду: қайта тәрбийә-шинҗаңдин һалқиған мәҗбурий әмгәк вә назарәт” намлиқ доклаттин қариғанда, 2017-2019-йиллири арисида хитай даирилири уйғур елидин аз дегәндә 80 миң кишини хитай өлкилиридики завутларға йөткәп мәҗбурий әмгәккә салған. Бу ишчиларниң бир қисми биваситә лагерлардин елип кетилгән.
Уйғур ишчиларниң көпи хәлқаралиқ даңлиқ тавар маркилирини мал билән тәминләйдиған завутларда әмгәккә селинмақтикән. Нөвәттә, хәлқарада 80 дин артуқ даңлиқ тавар марка уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш мәсилисигә четилип қалди.
Сайрагүл савутбай “җәсур аяллар хәлқара мукапати” ға еришти
Уйғур дияридики лагерлар һәққидә ғәрб дунясиға дәсләп гуваһлиқ бәргән шаһитлардин сайрагүл савутбай америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2020-йиллиқ “җәсур аяллар хәлқара мукапати” ға еришти.
4-Март күни өткүзүлгән мукапат тарқитиш мурасимида америка ташқи ишлар министири майк помпейо сайрагүлниң уйғур дияридики лагерда баштин кәчүргән кәчмишлирини әсләп өткәч, униң батурлуқ билән көкрәк керип алдиға чиққанлиқи һәмдә хитай һөкүмитиниң лагерлардики вәһшийликлирини дуняға паш қилғанлиқиға юқири баһа бәрди.
У “сайрагүл хитай һөкүмитиниң мусулманларға немиләрни қиливатқанлиқи һәққидә тунҗи болуп гуваһлиқ бәргүчиләрниң биридур,” дәп көрсәтти. Сайрагүлгә берилгән бу мукапат хитай һөкүмитигә лагер мәсилисидә берилгән күчлүк сигнал, дәп баһаланди.
Америка дөләт мәҗлис әзалири “уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селишни чәкләш қануни” ни елан қилмақчи
Уйғур дияридики лагер тутқунлириниң мәҗбурий әмгәккә селиниши һәмдә хәлқарадики көплигән даңлиқ ширкәтләрниң буниңға четилип қелиши америкида күчлүк бәс-муназиригә сәвәб болғаниди.
Америка авам палатасиниң әзаси җим мәкговерн вә кеңәш палатасиниң әзаси марко рубийо “қайта тәрбийәләш”, “мәҗбурий әмгәк” вә омумий назарәт дегәнләрниң һазир уйғур дияридики асаслиқ мәсилә болуп қалғанлиқини, шу сәвәбтин өзлириниң “уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селишни чәкләш қануни” ни елан қилишқа тәйярлиқ қиливатқанлиқини җакарлиди.
Марко рубийо бу һәқтә қилған сөзидә “машинилардин тартип компютер вә кийим-кечәкләргичә 80 дин артуқ ширкәт уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиватқан болуши еһтималға бәкму йеқин,” дәйду.
Қәшқәр йеңишәһәрдики деһқанлар: “дөләт хизмәтчилири техи талаға чиқмиди, биз етизлиққа һәйдәлдуқ”
Мухбиримизниң қәшқәр йеңишәһәргә қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида бир қисим аһалиләр йеңишәһәрдә кесәл хәвпи техи пәсәймәй туруп өзлириниң етизлиққа һәйдәлгәнликини, әмма дөләт ишчи-хизмәтчилириниң техи иш орниға қайтмиғанлиқи вә уларниң өйлириниң босуғисиға қәдәр йемәк-ичмәк тошулуватқанлиқини баян қилди.
Қәшқәрдики кәнт кадирлиридин бири кесәл хәвпидә төвәнләш болғанлиқи һәққидә һечқандақ учур алмиған болсиму, териқчилиқ мәзгили йетип кәлгәнлики үчүн амалсиз деһқанларни етизға чиқишқа буйруғанлиқини ашкарилиди.
Әҗәблинәрлики шуки, йеңишәһәрдә көп санлиқи хитайлардин тәшкилләнгән дөләт ишчи-хизмәтчилири техичә хизмәт орниға қайтмиған. Мәхсус тәйинлигән хизмәт гуруппилири уларниң босуғисиға қәдәр йемәк-ичмәклирини тошушни давамлаштурған.
Америка дөләт мәҗлисидә “явропа билән америкиниң уйғурлар вәзийитидики ортақ әндишиси” темисида йиғин өткүзүлди
4-Март күни америка дөләт мәҗлисидә “явропа билән америкиниң уйғурлар вәзийитидики ортақ әндишиси” темисида йиғин өткүзүлди.
Америка кеңәш палатасиниң қармиқидики ташқи ишлар комитети билән явропа иттипақиниң вашингтондики иш беҗириш орни бирликтә уюштурған мәзкур йиғин, хитай түрмисидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиға беғишланған.
Йиғинда илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһам “хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини тохтитиш барлиқ һөкүмәтләрниң ортақ инсаний мәсулийити”, дәп көрсәтти.
Бу йиғинға америка кеңәш палата әзалиридин марко рубийо, боб менәндәз вә билән явропа иттипақиниң вашингтондики иш беҗириш орни директори җосеф дан қатарлиқлар қатнишип, илһам тохтиниң уйғурларниң кишилик һоқуқ давасидики ролиға йүксәк баһа бәрди.
Уйғур сәнитидики атақлиқ сәнәткар айтурған һәсәнова вапат болди
Чәтәлләрдә яшаватқан уйғур сәнәткарлири арисида пешқәдәм, атақлиқ сәнәткар вә нахшичи сүпитидә уйғур елиниң ичи-сиртиға тонулған айтурған һәсәнова 2-март күни 87 йешида бишкәктә вапат болди.
“сеғиндиңму?” қатарлиқ нәччә онлиған нахшилири билән уйғур хәлқигә тонулған айтурған һәсәнованиң вапати уйғурларни матәмгә чөмдүрди.
Һаятиниң 70 йилидин көпрәкини сәһнидә өткүзгән айтурған һәсәнова 1970-йилларниң алди-кәйнидә совет иттипақи ичидики тонулған сәнәткарлар билән бирликтә он икки муқамни ейтиш вә пластинкиға елиш һәм рәтләш хизмәтлиригә қатнашқан.
Ташкәнттики өзбекистан радио телевизийә комитети қармиқида қурулған уйғур нахша музика ансамбилда ғоллуқ нахшичи болуп хизмәт көрсәткән.
Айтурғанниң тунҗи хас нахша пластинкиси 1976-йили рәсмий тарқитилған болуп, шуниңдин кейин униң нами кәң тонулушқа башлиған.
Айтурған һәсәнованиң қошқан төһписи үчүн сабиқ совет өзбекистан иттипақдаш җумһурийити униңға хизмәт көрсәткән артис унванини бәргәникән.