Һәптилик хәвәрләр (23-апрелдин 29-апрелғичә)

Мухбиримиз җүмә
2011.04.29

Шәрқий түркистан уйғур алий кеңиши 2-майдин 8-майғичә америка пайтәхти вашингтонда бир һәптә давам қилиду

Йиғинниң күн тәртипини бекитилип, йиғин қатнашқучилири дуняниң һәрқайси җайлиридин вашингтонға келишкә башлиди.

Мәзкур йиғин чәтәлләрдики уйғурлар уюштурған муһим йиғинларниң бири дәп қаралмақта. 

Йиғин әркин асия радиоси вә  тор телевизийиси арқилиқ нәқ мәйдандин хәвәр қилинмақчи.

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим бу нөвәтлик кеңәштин күтидиған үмидлири һәққидә тохталди.

Пакистанлиқ уйғур аялниң, юрти корлиға қайтқандин кейинки әһвали

Бир пакистанлиққа той қилиш билән бир қатар аваричиликләргә  йолуққан уйғур аял асийә қурбан, юртиға қайтқандин кейинму оңушсизлиқларға дуч кәлгән.

Асийә қурбан өткән йилниң ахири юрти корлиға қайтип барғанда, пакистанлиқ йолдишиниң хероин әткәсчилики билән әйиблинип 14 йил кесилгәнликини уққан. Өзи чоң болған уйғур мәһәллисини хитай көчмәнлириниң қаплап кәткәнликини көргән.

Аилисидики 6 қериндиши тирикчилик үчүн корлини ташлап башқа шәһәрләргә кәткән болуп, униң ачиси қутқузуш пули билән һаят кәчүридикән. Асийә нөвәттә 4 балиси билән әнә ашу қутқузуш пули билән яшаватқан ачисиниң һимайисидә яшимақта.

Әнқәрәдә “шәрқий түркистандин хәвириң барму?” мавзулуқ йиғин өткүзүлди

4-Айниң 21-күни әнқәрә яқаҗиқ толуқ оттура мәктипи оқуғучилири “шәрқий түркистандин хәвириң барму?” намлиқ паалийәт өткүзди.

Паалийәтни толуқ оттура мәктәп 2-йиллиқидики бир қисим  оқуғучилар тәшкиллигән. Паалийәткә оқутқучи -оқуғучилардин болуп 500 әтрапида киши қатнашти.

Йиғинда “5-июл үрүмчи вәқәси” ниң келип чиқиш сәвәблири, “5-июл үрүмчи вәқәси” вә вәқәдин кейинки вәзийәт баян қилинған һөҗҗәтлик филим көрситилди. Һөҗҗәтлик филимни көргән оқуғучилар өзини туталмай көз йеши қилишти.

Хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилати: “үч хил күч” кә зәрбә бериш уйғурларни нишан қилған

Хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилати шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорлуққа қарши туруш тәдбирлири вә униң кишилик һоқуққа көрсәткән тәсири һәққидә елан қилған ақ ташлиқ китабта хитай тәшәббус қилип келиватқан “үч хил күч” кә зәрбә бериш һәрикитиниң уйғур вә тибәтләрни асасий нишан қилғанлиқи көрситилгән.

Китабта, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш үчүн күрәш қиливатқан гуруппиларни террорлуққа бағлап, хәлқара җәмийәткә бәргән кишилик һоқуқ вәдилиригә хилаплиқ қиливатқанлиқи илгири сүрүлгән.

Йәкәндә сақчиханида уруп өлтүрүлгән мәмәттурсун ташниң қейин атиси тохти һошур давасини давамлаштурмақта

Биз игилигән учурларға қариғанда, мәмәттурсун таш 2006-йили 2-айниң 6-күни, йәкән наһийиси гүлбағ йезилиқ сақчиханиниң тутуп туруш орнида уруп өлтүрүлгән.

Һалбуки, һөкүмәт даирилири мәмәттурсунниң өлүмигә сәвәб болған хитай сақчиларни қануний җаза тартмиғанниң үстигә, мәмәттурсунниң аилисигә беришкә вәдә қилинған төләм пулиниму толуқ бәрмигән.

Мәмәттурсун ташниң қейини атиси тохти һошур радиомиз зияритини қобул қилип, хун давасини нәтиҗигә еришкичә давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

Америка хәлқара диний әркинлик комитети йиллиқ доклатида хитайни уйғурларниң диний етиқад әркинликини еғир дәпсәндә қилиш билән әйиблиди

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң йилда бир қетим елан қилинидиған бу йиллиқ доклати пәйшәнбә күни елан қилинди. Доклатта дунядики бир қисим дөләтләрниң 2010-йилдики диний әркинлик вәзийитигә баһа берилгән.

Хәлқара диний әркинлик комитети доклатида уйғур аптоном райониниң 2010-йилидики диний әркинлик вәзийити давамлиқ начарлашқанлиқини, аталмиш “үч хил күч” кә қарши туруш һәрикити уйғурлардики наразилиқниң муһим мәнбәси болуп қалғанлиқини илгири сүргән.

Қәшқәрдә хәтмә қуран паалийити аманлиқ хадимлириниң назарити астида өткүзүлмәктә

Қәшқәрдә аһалиләр хәтмә қуран өткүзүштә, алақидар орунлардин рухсәт елиштин башқа йәнә, хәтмә қуран қилиш үчүн бир аманлиқ хадиминиң сорунда һазир болуши шәрт қилинмақта.

Қәшқәрдики аһалиләр хитайниң уйғур елидә диний сорунларни башқурушта бәзи диний қаидә вә әһкамларни еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқини инкас қилған иди.

Биз буни дәлилләш үчүн қәшқәрдики һейтгаһ мәсчитигә телефон қилдуқ. Мәсчит һәйәтлиридин бири юқириқи инкасниң тоғрилиқини испатлиди.

Хитай уйғурларниң диний һоқуқтин әркин бәһримән болуватқанлиқини тәкитләп келиватқан иди.

Америка уйғур бирләшмиси америка кишилик һоқуқ сөһбәт өмикидин уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан мәсилиләрни оттуриға қоюшни тәләп қилди

Америка уйғур бирләшмиси америка-хитай кишилик һоқуқ диалогиға қатнишидиған америка сөһбәт өмикидин, уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан мәсилиләрни оттуриға қоюшни тәләп қилди.

Америка уйғур бирләшмиси бу һәқтә елан қилған ахбаратқа қариғанда, америка сөһбәт өмикидин 2009-йилидики “5-июл вәқәси” дин кейин түрмигә ташланғанлар мәсилисини хитайниң сәмигә селиш вә рабийә қадир ханимниң хитай түрмисидики пәрзәнтлири билән көрүшүшини қолға кәлтүрүш тәләп қилинған.

Америка-хитай кишилик һоқуқ сөһбити чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири хитайниң бейҗиң шәһиридә елип берилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.