Һәптилик хәвәрләр (15-июлдин 21 июлғичә)

Мухбиримиз әркин
2017.07.21
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Америка, хитайда йүз бәргән вәқәләрниң террорлуқ икәнликигә һөкүм қилиш мүшкүл

Америка дөләт ишлар министирлиқи йиллиқ террорлуққа қарши туруш доклати елан қилип, хитайниң террорлуққа қарши һәрикити нуқтилиқ “уйғурларниң мустәқиллиқини тәрғиб қилидиған тәшкилат‏- шәрқий түркистан ислам һәрикитигә қаритилғанлиқи” ни билдүрди.

Доклатта йәнә, хитай даирилириниң 2016‏-йили шинҗаң уйғур аптоном районида бихәтәрлик вә тәкшүрүшни җиддийләштүргәнликини қәйт қилди.

Хитайниң тунҗи йүрүш террорлуққа қарши туруш қануни 2016‏-йили 1‏-январдин башлап йолға қоюлған.

Америка дөләт ишлар министирлиқиниң доклатида көрситишичә, хитайниң террорлуққа қарши мәзкур қанунида униң узундин буян террорлуққа қарши қоллинип кәлгән һәрикәтлиригә ашкара дәстәк берилгән болуп, бәзидә униң нуқтилиқ уйғурларға қаритилған бу һәрикитиниң террорлуқни нишан қилғанлиқи яки шәхс вә гуруһларни бастурушқа қаритилғанлиқини пәрқләндүрмәк мүшкүл болуп кәлгән.

Д у қ баш катипи долқун әйсаниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити бу қануни арқилиқ уйғурларға йүргүзүватқан икки хил өлчәмни қанунлаштурған.

Мисирда тутқун қилинған уйғурларниң мисир истихбарат идарисидә икәнлики илгири сүрүлди

Мисирниң қаһирә шәһиридә тутқун қилинған уйғурларниң өткән дүшәнбә күни мисир истихбарат идариси тәрипидин елип кетилгәнлики, уларниң истихбарат баш идарисигә қарашлиқ қамақханида тутуп турулуватқанлиқи илгири сүрүлди.

Мисирлиқ адвокатларниң ашкарилишичә, тутқун қилинған барлиқ уйғурлар мисир баш истихбарат идариси-әл мухарабатниң қамақханисиға йиғивелинған.

Мисирдики уйғур оқуғучиларниң өткән чаршәнбә күни, тутқунларниң адвокатлириниң учуридин нәқил кәлтүрүп ашкарилишичә, улар қаһирәдики сақчи понкитлирида тутуп турулуватқан уйғурлардин аз дегәндә 73 кишиниң мисир баш истихбарат даирилири елип кетилгәнликидин хәвәр тапқан.

Мисирдики оқуғучиларниң билдүрүшичә, мисирлиқ сақчилар уйғур оқуғучиларни тутуш буйруқини мисир истихбарат идариси чиқарғанлиқини билдүргән. Сақчилар, уйғур оқуғучиларни тутқун қилиш сәвәбини мисир-хитай икки дөләт оттурилиқидики келишимгә бағлиған.

Уйғур районида интизамға хилаплиқ қилиш намида йәнә 10 уйғур җазаланди

Уйғур районлуқ партком интизам тәкшүрүш комитети йеқинда йәнә интизамға хилаплиқ қилған 12 нәпәр асаси қатлам әмәлдариниң партийидин қоғлап чиқирилип, делосиниң әдлийәгә тапшурулғанлиқини елан қилди.

Тәңритағ ториниң хәвиридин мәлум болушичә, буларниң һәммиси йеза вә кәнт дәриҗилик әмәлдарлар болуп, булардин 10 нәпири уйғур икән. Уйғур районида һакимийәт бешида туруватқанлар, болупму мәнпәәтлик орунларда һоқуқ тутуватқанлар асасән хитай әмәлдарлар болсиму, әмма йеқиндин буян җазаланғанлар ичидә мутләқ көпинчисиниң уйғур болуши муһаҗирәттики уйғур көзәткүчилириниң диққитини тартмақта.

Тәңритағниң хәвиридә дейилишичә, бу қетим җазаланғанлар асаслиқи намратларни йөләш вә әмин өйи қурулуши қатарлиқ саһәләргә аҗритилған пулни өзиниң қиливалған яки буни васитә қилип туруп пара алған. Хәлқарадики көзәткүчиләр хитайда парихорлуқниң йилтизи сиясий түзүлмидә икәнликини, әмәлдарларни җазалаш билән чирикликини түгәткини болмайдиғанлиқини тәкитләп кәлмәктә.

Америка диний әркинлик комитети: “гүлмирәниң қисмити уйғурларниң нөвәттики әһвалиниң инкаси!”

Уйғур виҗдан мәһбуси гүлмирә иминниң мәңгүлүк қамаққа һөкүм қилинғанлиқиниң сәккиз йиллиқи мунасивити билән, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин мудири сандра җоллей ханим очуқ хәт елан қилип, түрмидики гүлмирәгә мәдәт тилиди.

Сандра җоллей гүлмирә имин тоғрисидики зияритимизни қобул қилғанда, “гүлмирә имин дуч кәлгән қисмәт айрим бир шәхсниң әһвали әмәс, бәлки пүткүл уйғурларниң бешиға келиватқан символлуқ һаләт” деди.

Уйғур һазирқи заман тарихидики зор вәқәләрдин болған үрүмчи “5-июл вәқәси” гә сәккиз йил болған болсиму, лекин хитай һөкүмити униңға четишлиқ нурғун мәсилиләрни һазирға қәдәр йошуруп кәлгән.

Гүлмирә имин шу вақитта қолға елинған мәһбусларниң бири. У “5-июл вәқәси” дин кейин шу қетимлиқ намайишни тәшкиллигүчиләрниң бири, дегән гуман билән қолға елинип, муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған. Америка диний әркинлик комитети гүлмирә иминни қутқузулидиған виҗдан мәһбуслириниң бири, дәп елан қилған иди.

Янфон ишләткүчиләрниң телефониға “тор тазилиғуч” ни орнитиш тәләп қилинған

Йеқинда үрүмчи шәһиридики янфон ишләткүчиләрниң өз телефонлириға “тор тазилиғуч” намидики юмтални орнитиши тәләп қилинғанлиқи мәлум болди.

Мәзкур юмшақ детал янфонға орнитилғандин кейин, шу телефондин өткән “террорлуқ” билән алақидар болуши мумкин болған һәрқандақ учурни байқиялайдикән һәмдә аптоматик өчүрәләйдикән. Мәзкур тәдбир йеңидин иҗра қилиниватқан болуп, буниң йеқин кәлгүсидә пүткүл уйғурлар дияриға омумлишиши мөлчәрләнмәктә.

Хитай һөкүмити өткән йилниң ахирлиридин башлап, уйғур районида қаттиқ аманлиқ тәдбирлирини йолға қоюп, уйғурларниң һәрикитини техиму қаттиқ қамал қилишқа башлиған иди. Кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қаришичә, пуқраларниң телефониға бу хил “тор тазилиғуч” юмталини орунлаштуруши уларниң учур вә пикир әркинликини техиму қаттиқ боғуп,уларниң шәхси бихәтәрликигә техиму еғир тәһдит пәйда қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.