Һәптилик хәвәрләр (3-авғусттин 9-авғустқичә)

Мухбиримиз әркин
2019.08.09
Enwer-Tursun-Taksim-SodaSariyi.jpg Тутқун қилинған таксим сода сарийиниң директори әнвәр турсунғоҗа (солда) вә униң оғли әзимәт әнвәр (оңда).
Photo: RFA

Америка ташқи ишлар министирлиқида уйғурлар мәсилиси алаһидә муһакимә қилинди

7-Авғуст күни америка ташқи ишлар министирлиқида “хитайниң шинҗаңдики мусулманларға қаратқан бастурушлири” намлиқ муһакимә йиғини ечилған.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң уюштурушидики бу йиғинға мәзкур министирлиқниң демократийә, кишилик һоқуқ бөлүминиң әмәлдари корий андрив вә ярдәмчи министир скот басби риясәтчилик қилған.

Йиғинға кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай бөлүми директори софий ричардсон, америкадики уйғур адвокат нурий түркәл, әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң директори алим сейтоф қатарлиқлар тәклип қилинип сөз қилған.

Йиғинда нурий түркәл хитайниң уйғур миллий кимлики вә диний етиқадини өзлиригә тәһдит дәп қарап, “ашқунлуққа қарши туруш” намида үч милйонға йеқин уйғурни йиғивелиш лагерлириға қамиғанлиқини билдүргән.

Софий ричардсон ханим уйғур диярида қоллиниливатқан юқири иқтидарлиқ тәқибләш техникиси һәққидә тохталған.

Алим сейтоф әпәнди әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң қандақ қилип хитай һөкүмити “техника тәрбийиләш мәктәплири” дегән орунларниң мәктәп әмәс, “тутуп туруш лагери” икәнликини ениқлап чиққанлиқи һәққидә тохталған. Йиғинға қатнашқанлар йәнә нәқ мәйданда соалларға җаваб бәргән.

Абликим йүсүп америкиға йетип кәлди

Қатарниң доһа хәлқара айродромида хитайға қайтурулуш хәвпидә қалған хотәнлик уйғур мусапири абликим йүсүп, 6‏-авғуст күни америкаға саламәтлик йетип келип, хитайға қайтурулуш хәвпидин пүтүнләй қутулған.

Шу күни америка пайтәхти вашингтондики даллас хәлқара айродромиға йетип кәлгән абликим йүсүпни бир гуруппа уйғур алдиға чиқип күтүвалған.

Илгири пакистанда турушлуқ абликим йүсүп боснийәгә берип сиясий панаһлиқ тилигән болсиму, лекин у доһаға қайтуруветилгән.

Абликим 2‏-авғуст күни доһа айродромидин, өзиниң хитайға қайтурулуш хәвпидә қалғанлиқини, дуня җамаәтчиликиниң өзигә ярдәм қилишини тәләп қилип иҗтимаий таратқуларға учур тарқатқан. Буниң билән хәлқарада абликим йүсүпни қутқузуш һәрикити қозғалған.

Буниң билән у америка ташқи ишлар министирлиқиниң ярдимигә еришип, америкаға елип келингәниди. У айродромида мухбиримизниң зияритини қобул қилип: “бундақ қисқа бир вақитта қутулуп қелишимни ойлимиған идим, бәк тәсирләндим, америка һөкүмитигә, уйғур қериндашларға рәһмәт, мән йеңидин туғулғандәк болдум” дегән.

Нөвәттә абликимниң сиясий панаһлиқ ишлириға америкалиқ адвокат кимберлей мотлей ханим мәсул болидикән.

Тилшунас һәбибулла абдурахман тутқун қилинған

Илгири уйғур аптоном районлуқ тил-йезиқ комитетида хизмәт қилидиған бирқанчә кәспий хадимниң тутқунда икәнлики һәққидә учурлар тарқалған болсиму, әмма уларниң һәқиқий әһвали һәққидә һазирға қәдәр ениқ мәлумат игиләш тәс болуп кәлгән иди.

Буларниң ичидә тил-йезиқ комитети луғәт бөлүминиң мәсули болуп ишлигән, 2016-йили пенсийәгә чиққан һәмдулла абдурахманниң тутқун қилинғанлиқи униң норвегийәдики пәрзәнтлири арқилиқ дәлилләнди.

Униң норвегийәдики пәрзәнтлири радийомиз зияритини қобул қилип, дадисиниң 2019-йили 1-айда тутқун қилинғанлиқи һәққидә мәлумат алғанлиқини билдүрди. Һәмдулла абдурахман йәттә томлуқ “уйғур тилиниң изаһлиқ луғити”, “уйғурчә-хәнзучә луғәт” вә башқа көплигән луғәтләрни түзүш хизмитигә қатнашқан кәспий асаси пухта тилчиларниң бири иди.

У илгири қәдимки уйғур тил сөзлүклирини топлиған, өз алдиға япон тили вә әрәб тилидин дәрс берип оқуғучи тәрбийәлигән, шундақла “уйғур киши исимлири һәққидә”, “уйғурлардики қол һүнәрвәнчилик аталғулири”, “хәнзу тилидин уйғур тилиға киргән сөзләр” қатарлиқ бир йүрүш илмий мақалиләрниң апторидур.

Майк пәнс паалийәтчиләр билән көрүшүп, хитайдики диний әркинлик мәсилисини сөзләшти

5-Авғуст дүшәнбә күни, америка муавин президенти майк пәнс америкадики уйғурлар вә шундақла демократлириниң хитай вәкиллирини, христиан вә фалунгоң муритлирини вәкиллирини қобул қилип, улар билән хитайдики диний әркинлик мәсилиси һәққидә сөһбәт өткүзгән.

Мәлум болушичә, майк пәнс өзиниң уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитиватқанлиқи, америка трамп һөкүмитиниң дини әркинлик мәсилисигә җиддий көңүл бөлгән бир һөкүмәт болуш сүпити билән хитайдики уйғур қатарлиқ милләтләр учраватқан бу муамилигә нисбәтән қандақ тәдбир елиш һәққидә давамлиқ издинидиғанлиқини билдүргән.

Йиғинда америка һөкүмитиниң уйғур мәсилисини сода сөһбәтлириниң кәм болса болмайдиған темиси қилиши керәклики әң көп тәкитләнгән. У бу қетим сөһбәткә “хитай пуқралар күчи” тәшкилатиниң рәһбири яң җйәнли, “хитайға ярдәм бериш җәмийити” ниң рәиси баб фу, “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң директори өмәр қанат қатарлиқ 10 дәк диний вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси тәклип қилинған.

Муавин президент майк пәнс хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан лагер түзүми вә башқа тәқибләш сиясәтлирини әң күчлүк тәнқид қилған әрбабларниң бири. У тунҗи қетим өткән йили вашингтондики “худсон институти” да нутуқ сөзлигәндә уйғурлар һәққидә тохталғаниди.

Ғулҗидики таксим сода сарийиниң директори қамақ җазаға һөкүм қилиниш хәвпидә икән

Нөвәттә, хитайни йиғивелиш лагериға елип кетилгән ғулҗидики таксим сода сарийиниң директори әнвәр турсунғоҗа билән униң оғли әзимәт әнвәр қамақ җазасиға һөкүм қилиниш хәвпигә дуч кәлгән.

Әнвәр турсунғоҗа вә оғли әзимәт әнвәрниң чәтәлләрдә яшаватқан уруқ-туғқанлири уларниң нөвәттә хәвплик әһвалда қалғанлиқини хәвәр қилди.

Уларниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити әнвәр тунсунғоҗаға “9 йиллиқ мәҗбурийәт маарипини қоллимай оғли әзимәтни түркийәдә оқутқан, өзи түркийәдә тиҗарәт билән шуғулланған” дегәндәк тутуруқсиз җинайәтләрни артқан.

Нөвәттә даириләр уларни адвокатсиз вә әдлийә тәртипсиз сотлашқа тәйярлиниватқан болуп, һазир әнвәр турсунғоҗиниң делоси һөкүм елан қилиниш басқучида турмақтикән.

Қамақтики әнвәр турсунғоҗиниң норвегийәдә яшаватқан сиңлиси мәрһаба турсунғоҗа радийомиз зияритини қобул қилип, акиси һәққидә мәлумат бәрди. Униң билдүрүшичә, хитай даирилири әнвәр турсунғоҗини “түркийәдә бала оқутти” дәп 2018-йили 4-айда тутқун қилғаникән. Униң бу йил 26 яшлиқ оғли әзимәт әнвәр “түркийәдә оқуди” дегән баһанә билән 2018-йили 1-айда тутқун қилинған.

Журналист абликим бақи илтәбир вапат болди

Тонулған журналист вә әдиб абликим бақи илтәбир 2019-йил 8-авғуст күни америкиниң вирҗинийә штатида давалаш үнүм бәрмәй аләмдин өтти. Мәрһум 2000-йилдин башлап әркин асия радийосида тәһрир болуп ишләп, 2017-йили пенсийәгә чиққаниди.

Абликим бақи илтәбирниң вапати чәтәлләрдә яшаватқан уйғур җамаитини чәксиз қайғуға чөмдүрди. Шу күни америкиниң вирҗинийә штати вә вашингтон алаһидә районида яшайдиған уйғур җамаити мәрһум абликим бақи илтәбирниң аилисигә берип, униң алә тавабиатлиридин һал сориған вә мәрһумниң вапатиға тәзийә билдүргән.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, абликим бақи әпәндиниң вапатиниң америка уйғур җамаити үчүн бир чоң йоқитиш болғанлиқини билдүргән.

Абликим бақи илтәбир 1951 ‏-йили 2‏-өктәбир күни үрүмчидә туғулған. У “мәдәнийәт зор инқилаби” ниң апәтлик йиллирида, или вилайитиниң тоққузтара наһийәси гөрҗилға йезисиға төвәнгә чүшүрүлгән. У 1970‏-йиллириниң ахирлиридин 1990-йиллириниң башлириғичә үрүмчи тәҗрибә оттура мәктипиниң әдәбият оқутқучиси, “үрүмчи кәчлик гезити” ниң муавин баш муһәррири, “тәңритағ” журнилиниң баш муһәррири қатарлиқ хизмәтләрни атқурғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.