Һәптилик хәвәрләр (20-авғусттин 26-авғустқичә)

Мухбиримиз җүмә
2011.08.26

Рабийә қадир ханим “һаффиңтон почта гезити” дә хитай хәлқигә қарита чақириқнамә елан қилди

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим хитай хәлқигә қарита чақириқнамә елан қилип, хитай хәлқини шәрқи түркистан мәсилисидә һәқиқәтни яқлашқа вә зулумға янтаяқ болмаслиққа чақирди.

Рабийә қадир ханимниң мәзкур чақириқнамиси америка вә әнглийә қатарлиқ дөләтләрдә чиқидиған хәлқаралиқ ахбарат васитилиридин “һаффиңтон почта гезити” дә 20-авғуст елан қилинди.

Чақириқнамидә, бир қисим хитай пуқралириниң “5‏-июл вәқәси” дин кейин һөкүмәт билән бир сәптә туруп, уйғурларға қарши ашкара зораванлиқ йүргүзгәнлики, йәнә бир қисим хитай пуқралириниң уйғур мәсилисидә һөкүмәтниң тәшвиқатиға әгишип кетиватқанлиқи, буниң һәр икки милләт кәлгүси әвладлириниң мәнпәити үчүн тәһдит икәнлики оттуриға қоюлған.

Гумидики зәһәрлиниш вәқәси техичә сир пети турмақта

Хотәнниң гума наһийисидә зәһәрлиниш вәқәси йүз берип, 13 әтрапида уйғурниң өлгәнлики илгири сүрүлүп аридин бир һәптә өтти, һалбуки йәрлик даириләр вәқәниң тәпсилати һәққидики учурларни ашкарилимиди.

Хитай даирилири зәһәрлинишниң аптомобилларға ишлитилидиған тоңлашниң алдини елиш суюқлуқи қачиланған бакларда тошулған аччиқсуни истемал қилғанлиқтин келип чиққанлиқини илгири сүргән иди.

Әмма аччиқсуни қайси ширкәтниң сатқанлиқи, уйғур ләңпуңчиниң аччиқсуни қәйәрдин алғанлиқи вә қалған аччиқсуни қандақ бир тәрәп қилғанлиқиға даир тәпсилатлар һазирғичә мәхпий тутулмақта.

Явро-асия йәрмәнкиси” һарписида үрүмчи вәзийитиниң җиддийлишиши шәһәр аһалисини биарам қилди

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, 1-сентәбирдин 5-сентәбиргичә үрүмчидә өткүзүлидиған “явро-асия йәрмәнкиси” һарписида үрүмчидә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинған, бу хил тәдбирләр йәрлик аммини биарам қилған.

Үрүмчи шәһиридин зияритимизни қобул қилған бир ханимниң билдүрүшичә, үрүмчи кочилирида қораллиқ сақчилар вә уйғурлар топлашқан җайларда пуқрачә кийингән сақчилар көпәйтилгән, бу шәһәр пуқралирида вәһимә пәйда қилған.

Бу ханим йәнә, 25-авғусттин башлап мәсчитләрдики коллектип иптар паалийитигә чәклимә қоюлидиғанлиқи һәққидики хәвәрләрниң наразилиқ қозғиғанлиқини билдүрди.

Голланд тили грамматикиси нәшрдин чиқиш алдида

Голландийидә яшаватқан уйғур қизи ризвангүл мәхсум йеқинда йәнә “голланд тили грамматикиси” намлиқ иккинчи китабини нәшргә сунған.

У, голландийигә 2008-йили 10-айда кәлгән болуп, шу йилдин башлап голланд тилини өзлүкидин өгинип һазир алий техником дәриҗилик бир мәктәпкә оқушқа киргән.

Ризвангүл мәхсум 2011-йили 1-айда “голландчә-уйғурчә луғәт” ни түзүп, нәшр қилдурған иди. У йеқинда нәшргә сунған “голланд тили грамматикиси” голландийидики уйғур тили тәтқиқатиға төһпә қошқуси.

Уйғур боксчи мәмәттурсун 69 килограмлиқлар бойичә асия чемпийони болди

Бу йил 8-айда қәшқәрлик уйғур боксчи мәмәт турсун чоң корийидә, қирғизистанлиқ уйғур еғирлиқ көтүрүш маһири сабирҗан гретсийидә чемпийон болди.

Уйғур боксчи мәмәт турсун чоң 8-айниң 23-күни корийидә өткүзүлгән хәлқаралиқ мусабиқидә 69 килограмлиқлар бойичә асия чемпийони болған.

Мәмәт турсун чоң дәсләптә, корийилик, филиппинлиқ вә моңғулийилик рәқиблирини йәңгәндин кейин, ахирида қазақистанлиқ рәқиби билән һәл қилғуч мусабиқигә чүшкән. У бу мусабиқидә, 19 гә қарши 24 номур билән рәқибини йеңип чемпийон болған.

Униңдин башқа гретсийә пайтәхти афинада өткүзүлгән тәнһәрикәт мусабиқисидә қирғизистандин барған уйғур еғирлиқ көтүрүш маһири сабирҗан алтун медалға еришип, қирғизистанға вә уйғурларға шан-шәрәп кәлтүргән. Уйғурлар бу чемпийон оғланлардин пәхирлиниш туйғулирини ипадиләшмәктә.

2003-Йилдики қирғизистан аптобус вәқәсидә ери вә балилиридин айрилған 11 аял наһәқчилик үстидин әрз қилмақта

2003-Йили қирғизистанда йүз бәргән аптобус булаш вәқәсидә ери вә балилиридин айрилған 11 уйғур аял 8 йилдин бери әрз қилмақта.

2003-Йили 26-март қәшқәр вә атушлуқ уйғур содигәрләрни асас қилған бир аптобус, қирғизистандин қәшқәргә қайтиш сәпиридә булаңчилиққа учриғандин кейин, көйдүрүветилгән иди.

Бу аптобуста көйүп өлгәнләр арисида уйғурлардин башқа 4 хитайму бар болуп, хитай даирилири бу хитайларниң аилә тавабиатлириға төләм пули бәргән болсиму, уйғурларға һечнемә бәрмигән.

Вәқәсидин кейин, һечқандақ төләмгә еришәлмигән турсунгүл қатарлиқ 11 нәпәр уйғур аял өткән 8 йилдин бери бу һәқтә әрз қиливатқан болсиму, әрзини аңлайдиған адәм тапалмиған. Булар һазир бейҗиңда болуп, йәрлик даириләр буларни қайтуруп кетишкә адәм әвәткән.

Бейҗиңдики уйғур әрздарлар “лос анҗилис вақти” гезитигә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан зораванлиқлирини паш қилди

Бейҗиңдики тонулған әрздарлардин турсун ғопур, айгүл тохти вә нурдун тунияз қатарлиқлар, 21-авғуст бейҗиңда, “лос анҗилис вақти” гезитиниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң йиллардин бери уйғурларға қиливатқан һәқсизлири вә нөвәттә рамзан мәзгилидә йолға қоюватқан чәклимилири һәққидә мәлумат бәргән.

Хәвәрдә билдүрүлүшичә, әрздар айгүл тохти уйғур районидики хитай көчмәнлириниң дөләт яритип бәргән әвзәлликләрдин пайдилинип, уйғурларниң иликидики қору-җай вә терилғу йәрлирини тартивеливатқанлиқини, әрздар нурдун тунияз хитайда уйғурларниң авазиға қулақ салидиған һечбир бир органниң йоқлуқини, әрздар турсун ғопур болса, хитайниң рамзан мәзгилидики чәклимилирини нуқтилиқ һалда паш қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.