Һәптилик хәвәрләр (17-сентәбирдин 23-сентәбиргичә)
2011.09.23
Рабийә қадир ханим: уйғур аяллири уйғур миллий давасида муһим рол ойнайду
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим уйғур аяллириниң һоқуқини капаләткә игә қилиш, чәтәлләрдики уйғур миллий һәрикитиниң муһим вәзиписи, дәп көрсәтти.
Уйғур аяллириниң һоқуқини капаләткә игә қилиш үчүн алди билән уларни тәрбийиләшниң интайин муһимлиқини илгири сүргән рабийә қадир ханим: уйғур аяллирини тәрбийиләш дуня уйғур қурултийиниң муһим хизмәтлириниң бири, деди.
Рабийә қадир ханим сөзиниң ахирида йәнә, чәтәлләрдә яшаватқан уйғур аяллирини, уйғур аяллириниң сиясий һоқуқини қолға кәлтүрүш хизмәтлиридә актип рол ойнашқа чақирди.
Японийидики уйғур зиялийси турмәмәт һашим: өзимизниң тарихини өзимиз йезишимиз керәк
Японийә оттура асия тәтқиқат мәркизидики уйғур зиялий турмәмәт һашим уйғур тарихини японийиликләргә тоғра йәткүзүш үчүн 17-сентәбирдин башлап токйода уйғур тарихи һәққидә лексийә сөзләшни башлиди.
Турмәмәт әпәндиниң билдүрүшичә, у, уйғур тарихиға қизиқидиған японийиликләрниң хитай һөкүмити уйғур тарихи һәққидики бурмилап елан қилған материялларға мураҗиәт қилидиғанлиқини байқиған. Нәтиҗидә у, уйғур тарихини японийиликләргә тоғра йәткүзүшниң муһимлиқини чүшинип йетип, бу җәһәттә әмәлий паалийитини башлиған.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған турмәмәт һашим: өзимизниң тарихини өзимиз йезишимиз керәк, деди.
Һиҗаплиқ қиз: бу мениң хитай һөкүмитиниң диний вә миллий кимликимни йоқитишиға болған қаршилиқим...
Һиҗаплиқ яшаш җәрянида хитай даирилириниң еғир бесимиға учриған уйғур қизи, һиҗаб артиш хитай һөкүмитиниң диний вә миллий кимликимни йоқитишиға болған қаршилиқимдур, деди.
У бу йил әмдила 21 яшқа киргән болуп, йеқинда чәтәлгә чиқип, өз һекайисини әркин сөзләшкә муйәссәр болған. Униң билдүрүшичә, даириләр уни яғлиқ чәккәнлики үчүн алий мәктәпкә қобул қилмиған, әмма бу уйғур қизи яғлиқ артиш вә диний йосунда кийиниш ирадисидин қәтий янмиған.
Гөһәр мәмәт ата-балиниң ечинишлиқ рәсимини көтүрүп маңғанда тосқунлуққа учриди
Уйғур әрздар гөһәр мәмәт уйғур ата-балиниң ечинишлиқ рәсимини көтүрүп маңғанлиқи үчүн җазаға тартилған.
Өткән җүмә күни үрүмчи полат завутиниң 60 йиллиқи өткүзүлгән. Йиғинға уйғур райониниң тәйинләнгән рәиси нур бәкриму қатнашқан. Гөһәр мәмәт интернетта тарқалған ата-балиниң ечинишлиқ рәсимини көтүрүп, йиғин залиға киришкә вә мәзкур рәсимни нур бәкригә беришкә урунған. Бирақ хитай сақчилири униң йолини тосуп, йиғин залиға киришигә йол қоймиған.
Завут рәһбәрлири зияритимизни қобул қилип, гөһәр мәмәтниң, йиғин залиға кирмәкчи болғини үчүн әмәс, бәлки ечинишлиқ рәсимни көтүрүп җамаәт тәртипини бузушқа урунғанлиқи үчүн җазаға тартилғанлиқини билдүрди.
Қош тиллиқ йәслиләр уйғур оқутқучилирини ишсиз қалдурди
“қош тиллиқ йәслиләр”, педагогика мәктәпләрдики уйғур оқутқучиларни ишсиз қалдурмақта. Бу һәқтики учурларни, мәлум педагогика мәктипиниң бир уйғур оқутқучиси йәткүзди.
Зияритимизни қобул қилған бу оқутқучиниң ашкарилишичә, қош тиллиқ мәктәпләрниң омумлаштурулушиға әгишип, педагогика мәктәплириниң уйғур оқуғучи мәнбәси азайған, бу сәвәблик, уйғур оқутқучиларниң дәрс саәтлириму қисқартилип, дәрси болмиған оқутқучилар мәктәптики йүгүр-йетим ишлириға қоюлған, һәтта бәзилири муддәттин бурун иштин тохташқа мәҗбур болған.
Камбриҗ университетидики хәлқаралиқ йиғинда шәрқий түркистан һәққидә юмилақ үстәл йиғини өткүзүлди
9-Айниң 20-күнидин 22-күнигичә әнглийә камбриҗ университетида чақирилған “12-нөвәтлик оттура асия тәтқиқати илмий муһакимә йиғини” да уйғурлар һәққидә юмилақ үстәл йиғини һәмдә “уйғур миллий кимлики” темисида мәхсус йиғин чақирилди.
Әнглийә невкастл университети профессори доктор йоаннә финләй ханим риясәтчилик қилған юмилақ үстәл йиғинида хитайниң демократийилишиши мәсилиси билән шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә музакирә елип берилди.
Униңдин башқа, уйғурлар вә шәрқий түркистан һәққидә тәтқиқат елип бериватқан мутәхәссисләр шәрқий түркистандики уйғурларниң миллий кимлики һәққидә мәхсус йиғин чақирип, уйғурларниң миллий кимлики һәққидики тәтқиқат мақалилирини оқуп өтти.