Һәптилик хәвәрләр (21-сентәбирдин 27-сентәбиргичә)

Мухбиримиз җүмә
2013.09.27
erkin-asiya-radiosi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим б д т дә нутуқ сөзлиди

Уйғур миллий һәрикити рабийә қадир ханим бирләшкән дөләтләр тәшкилати 24-нөвәтлик инсаний һоқуқ омумий йиғини давамида уюштурулған “инсаний һоқуқни реаллиққа айландуруш” мавзулуқ йиғинда уйғурларниң омумий әһвали тоғрисида мәлумат бәрди.

Рабийә қадир ханимға 20 минут сөзләш һәққи берилди. Хитай дипломатлар “шәрқий түркистан дәйдиған йәр йоқ, шинҗаң әзәлдин хитайниң земини” дегәндәк сөзләр билән рабийә қадир ханимға қаршилиқ көрсәтти. Бу соалларға рабийә қадир ханим җаваб бәргүчә, бәзи явропа әллири вәкиллири хитайға рәддийә бәрди.

Рабийә қадир ханимниң ейтишичә, хитай һөкүмити д у қ һәйитини б д т дин қоғлап чиқириш үчүн көп тиришқан болсиму, нәтиҗә қазиналмиған. Әксичә, уйғур вәкилләр пүтүн паалийәтлирини мувәппәқийәтлик давам қилди.

Сақчиларниң сөзлири әмәлгә ашмиғачқа патигүл ғулам сүкүтни бузди

Сақчилар вәдисидә турмиғачқа, 5-июл ғайиблиридин имаммәмәт елиниң аниси патигүл ғулам сүкүтни бузуп, радиомизға нөвәттики әһвали һәққидә учур бәрди.

Үрүмчидики дөләт аманлиқ сақчи әтритиниң муавин башлиқи патигүл ғуламға идийиви хизмәт ишләп, һөкүмәтниң униң оғли һәққидә пат йеқинда чоқум учур беридиғанлиқи, өз әһвалини ахбаратқа мәлум қилмай турушини тапилиған.

Патигүл ғулам мана бу сөзләргә ишинип, 6 айға йеқин җим туруп баққан болсиму, йәнила һечқандақ бир җавабқа еришәлмигән. Нәтиҗидә у, бу сүкүтини бузуп, радиомиз зияритини қобул қилди вә өзиниң йеқинқи әһвали һәққидә мәлумат бәрди.

Униң ейтишичә, мәхпий сақчилар у нәгә барса кәйнигә чүшивалған. Һәтта қәшқәргә тойға барсиму уни өз юрти қәшқәрдиму арамида қоймиған.

Америка уйғур җәмийити: хитай һөкүмити уйғур районида охшаш хаталиқларни садир қиливатиду

Америка уйғур җәмийити аталмиш “4-нөвәтлик шинҗаң йиғини” һәққидә баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң районда охшаш хаталиқ садир қиливатқанлиқи, мәзкур йиғиндиму уйғур елидики мәвҗут мәсилиләрни һәл қилидиған һәқиқий чариләр оттуриға қоюлмиғанлиқини әйиблиди.

Баянатта көрситишичә, хитай һөкүмити бу қетимқи йиғинда оттуриға қойған хизмәт вә маарип сиясәтлири уйғур мәдәнийитини аҗизлаштурушни мәқсәт қилған ассимилятсийә тактикисиниң бир қисми икән.

Баянатта мундақ дейилди: бу қетимқи йиғиндиму, район бихәтәрликини ишқа ашуруш үчүн йүргүзүлүватқан вәһшийликләр тилға елинмиди.

Хитайниң аталмиш “4-нөвәтлик шинҗаң хизмәт йиғини” 25-сентәбиргичә бейҗиңда ечилған.

Йиғинда йәнә, район муқимлиқини мәҗбурий ишқа ашуруш, идеологийә тәрбийисини күчәйтиш қатарлиқлар алаһидә тәкитләнгән.

Хитай һөкүмити 2009-йилдики “5-июл қирғинчилиқи” дин кейин җиддий йиғин чақирип, уйғур ели сияситигә қарап чиққан.

Әмма, 2010-йили ачқан шинҗаң хизмәт йиғинда уйғур елигә көчмән көчүрүш вә уйғур елиниң йәр асти байлиқини җиддий рәвиштә ечиш истратегийәсини техиму кәң көләмлик иҗра қилиш қарарини алған иди.

Илһам тохтиға қаритилған назарәт йәнә күчәйтилгән

Бейҗиң сақчи даирилири мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиға қаритилған назарәтни йәнә күчәйткән.

“уйғурбиз” торида көрситишичә, нөвәттә даириләр илһам тохтиниң барлиқ иш-һәрикәтлирини 24 саәт назарәт қилидиған болуп, у кочиға чиқсиму бихәтәрлик хадимлири арқисиға чүшидикән.

Хәвәргә қариғанда, илһам тохти олтуридиған қору дәрвазиси алдиға хитай дөләт аманлиқ әтритигә тәвә аптомобиллар давамлиқ тохтитиғлиқ икән.

Илһам тохти бу йил 5-июл хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиға мәктуп йоллап, уларни “5-июл қирғинчилиқи” дин кейин ғайиб болған уйғурлар мәсилигә көңүл бөлүшкә чақирған.

Шундин кейин, илһам тохтиға қаритилған назарәт йәнә бир қетим күчәйтилгән иди.

Ата мирас уйғур тебабәтчилики йоқилиш кризисиға дуч кәлмәктә

Хитай һөкүмитиниң ата мирас уйғур тевипларни лаяқәт гуваһнамиси имтиһанини хитайчә беришкә зорлиши билән уйғур тили арқилиқ әвладму әвлад давам қилип кәлгән уйғур миллий тебабәтчилики йоқилиш кризисиға дуч кәлди.

Имтиһан мушу айниң 14-, 15-күнлири, хотән педагогика алий техникомида бир туташ елинған. Имтиһанға хотәндики ата мирас тевиплардин абдумиҗит аблиз, обул һәсән дамолла қатарлиқ 8 тевип қатнашқан. Имтиһан соали җәмий 600 номурлуқ болуп, буниң ичидә 120 номурлуқ соал хитайчә чиқирилған.

Уйғур тебабәтчиликини әҗдадлиридин уйғур тилида өгәнгән вә тәрәққий қилдурған бу сәккиз тевип, уйғур тебабәтчилики билән алақиси болмиған хитайчә имтиһан соаллириға җаваб беришкә амалсиз қалған вә 120 номурлуқ соални ақ қалдурушқа мәҗбур болған.

Ғайиб алим һелаҗиниң дадиси: “биз шинҗаңға патмидуқ, 6 җан талада қалдуқ”

Үрүмчи даирилири 5-июлдин кейин ғайиб болғанлардин 17 яшлиқ алим һелаҗиниң аилисигә иҗаригә өй бәрмәслик һәққидә мәхпий уқтуруш тарқатқан. Бу уқтурушқа хилап һалда мәзкур аилигә өй иҗарә бәргән селим һаҗи дегән киши аял, балилири билән қетип 24 саәт қамап қоюлған.

Мәзкур мәхпий уқтуруштин бир нусха қолға чүшүргән һелаҗи аилиси зияритимизни қобул қилип, өзлириниң өз земиниға-ана вәтинигә сиғмиғанлиқини билдүрди вә мундақ деди: бала издигәнликимиз үчүн, өз земинимизға патмидуқ, 6 җан талада қалдуқ.

17 яшлиқ алим һелаҗи 2009-йили “5-июл қирғинчилиқи” дин кейин тутуп кетилгәндин бери из-дерәксиз ғайиб болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.