Һәптилик хәвәрләр (24-сентәбирдин 30-сентәбиргичә)
2011.09.30
Рабийә қадир ханим: уйғур аяллири көңүл бөлүшүңларға, ярдимиңларға моһтаҗ!!!
24-Сентәбир башлинип үч күн давам қилған 4-нөвәтлик хәлқаралиқ уйғур аяллирини тәрбийиләш курсиниң йепилиш мурасими 26-сентәбир естонийә парламент бинасида ғәлибилик өткүзүлди.
Курсниң ахирқи күнигә үлгүрүп естонийигә кәлгән уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим йепилиш нутқи сөзлиди, естонийә вә явропа ахбарат васитилириниң зияритини қобул қилди. Рабийә қадир ханим бу җәрянда дуняға “уйғур аяллири көңүл бөлүшүңларға вә ярдимиңларға моһтаҗ!!!” дәп чақириқ қилди.
Курсқа оттура асия түркий җумһурийәтлири, түркийә, явропа әллири вә америка қатарлиқ 11 дөләттин 70 уйғур аял қатнашти.
Уйғур кишилик һоқуқ программиси оргини явропадики уйғур мусапирларни хитайға қайтурмаслиққа агаһландурди
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ программиси доклат елан қилип, явропа әллирини явропадики уйғур мусапирларни хитайға қайтурмаслиққа агаһландурди.
Доклатқа “улар мени қайтурса болмайду: явропадики уйғур сиясий панаһлиқ тилигүчиләр” дәп мавзу қоюлған болуп, доклат шветсийә, норвегийә, голландийә қатарлиқ явропа әллиридики 50 дәк уйғур мусапир билән елип берилған сөһбәткә асасән тәйярланған.
Доклатни америка уйғур кишилик һоқуқ программисиниң юқири дәриҗилик тәтқиқатчиси һенрий шаҗәфиски вә тәтқиқатчи әймий регер қатарлиқлар тәйярлиған.
Доклатта, явропа әллиридики уйғур сиясий панаһлиқ тиклигүчилириниң әһвали, улар дуч келиватқан қийинчилиқ, уларниң явропаға қечип чиқиш сәвәби, немә үчүн хитайға қайтурулса болмайдиғанлиқи қатарлиқ мәсилиләр тәпсилий мисаллар билән чүшәндүрүлгән.
Явропадики тунҗи уйғур қиз путболчи нигарә турсун
Техи йеңи франсийигә чиққан уйғур қизи нигарә турсун ханим 2011-йили, 8-айниң 16-күнидин 21-күнигичә франсийидә өткүзүлгән қизлар путбол мусабиқисигә қатнишип, медалға еришкән.
Мусабиқә җәрянида бразилийә, аргентина, германийә вә франсийә қатарлиқ 30 дөләттин кәлгән қизлар командиси өз-ара мусабиқиләшкән.
Нигарә турсунниң ейтишичә, у кичикидин тартип путболға қизиқидиған болуп, ата-анисиниң қарши турушиға қаримастин җапаға чидап мәшиқ қилип, уйғур аптоном районлуқ қизлар путбол командисиға талланған, кейин шаңхәйгә таллинип бир йил у йәрдә путбол ойниған. Йеқинда франсийигә кәлгән икән.
Җуңхуа минго хәритисидики “өз юрт” вә “ятлар юрти” һәққидә
Мәлум болушичә, шәрқий түркистан вә тибәт қатарлиқ әлләр әйни вақитта қурулған “җуңхуа минго” дегән хитай дөлитиниң дөләт территорийиси дәп қаралмиған икән.
“шинхәй инқилаби” ни хитай милләтчиси сун җуңсән қозғиған. Әйни замандики бу чоң вәқәни әслитидиған “вучаң қозғилиңи” хатирә сарийиға, җуңхуа мингониң тәвәликидә 18 өлкә барлиқини билдүридиған 18 юлтузлуқ дөләт байриқи есип қоюлған.
Ашкарилинишичә, хитай милләтчиси сун җуңсәнниң “җуңхуа минго” дегән дөлити тәвәликидики 18 өлкә сәддичинниң ичидики хитайлар яшайдиған өлкиләр болуп, бу өлкиләрни җуңхуа минго дөлити “өз юрт” дәп атиған, өзиниң дөләт байриқида ипадилигән вә территорийә хәритисигә киргүзгән. Буниңдин башқа, сабиқ чиң сулалиси таҗавуз қилған йеңи чегра (шинҗаң), моңғулийә, тибәт, чиңхәй дегән ят милләт әллирини “ятлар юрти” дәп атиған.
Чәклик мәнбәдин мол һосул бериватқан тәклимакан нәшрияти
Истанбулдики “тәклимакан” уйғур нәшрияти уйғур тарихини һәқиқий түрдә дуняға аңлитиш үчүн хитайға җәң елан қилмақта.
Мәлум болушичә, иҗтимаий пәнләр академийиси түзгән “шинҗаңниң үч тарихи” ға охшаш хитай һөкүмитиниң сиясий мәнпәити үчүн уйғур тарихи пүтүнләй бурмилинип йезилған бир қисим материяллар уйғур елидин башқа, һәтта чәтәлләргичә тарқалмақта икән.
“тәклимакан” уйғур нәшрияти буниңға қарши чәтәлләрдә чәклик шараит вә чәклик мәнбәгә қаримай, уйғурларниң тарихи вә мәдәний мираслирини һәқиқий түрдә дуняға аңлитиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә.
Мәзкур нәшриятниң башлиқи абдуҗелил туран әпәндиниң билдүрүшичә, улар һазирға кәлгүчә, турғун алмасниң “уйғурлар” намлиқ китаби, мәмтимин буғраниң “шәрқий түркистан тарихи” қатарлиқ зор һәҗимлик тарихий әсәрләрни қайта нәшр қилип һәқсиз тарқатқан.