Һәптилик хәвәрләр (24-сентәбирдин 30-сентәбиргичә)
2016.09.30
Гумадики партлаш вәқәсиниң гумандарлири һәққидә бир қисим мәлуматлар ашкариланди
10-Сентәбир гума наһийәсидә бомба партлаш йүз берип, наһийәлик сақчи идарисиниң муавин башлиқи өлгән болсиму, лекин бүгүнгә қәдәр хитай һөкүмәт таратқулири һечқандақ хәвәр бәрмиди.
Радийомизниң игилишичә, нөвәттә сақчи даирилириниң вәқәгә четишлиқ гумандарлардин 10 кишигә тутуш буйруқи чиқарғанлиқи мәлум. Буларниң ичидә көктерәк йезисидин мәхмут, мәмтимин вә абләт қатарлиқ 4 нәпәр гумандар бар икән.
Мәлум болушичә хитай һөкүмити гумандарларни тутушқа ярдәмләшкәнләрниң алдиға 300-400 миң йүән, арқисиға 20-30 миң йүән сөйүнчә беридиғанлиқини елан қилған.
Қамалғиниға 2 йил толған бүгүнки күндә илһам тохтиниң тәқиб астидики һаяти қайтидин диққәт қозғимақта
Виҗдан мәһбуси илһам тохти 2014-йили 15-январ күни бейҗиңдики өйидин тутулуп кетилип, шу йили 23-сентәбирдә “миллий қутратқулуқ вә бөлгүнчилик” җинайити билән үрүмчидә өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинған иди.
Илһам тохти қамалғиниға икки йил толған бүгүнки күндә у қолға елинишниң алди кәйнидики вәқәләр вә униң нөвәттики тәқиб астидики һаяти қайтидин хәлқара җамаәтчиликниң диққитини қозғимақта.
Радийомиз бу мунасивәт билән униң әйни вақитта радийомизға қалдурған авазлиқ баянлирини аңлиғучилар диққитигә сунди.
Хитай даирилири рабийхан аниниң дуняға ашкара қилған шикайәт вә мураҗиәтлиридин биарам болушқа башлиған
Борталада олтурушлуқ рабийхан ана икки һәптидин буян радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң норвегийәдики оғлини көрүш арзусиниң тосқунлуққа учриғанлиқини, паспортиниң сақчилар тәрипидин тартивелинғанлиқини билдүргән иди.
Мәлум болушичә, хитай сақчи тәрәп рабийхан аниниң шикайәтлиригә дәсләп қулақ йопурған болсиму, лекин йеқиндин буян биарам болушқа башлиған.
Алдинқи күни бортала сақчи тәрәп рабийхан аниға чәтәл ахбаратиниң зияритини қобул қилмаслиқни, әгәрдә у паспорт тоғрилиқ әрз-шикайәттин ваз кәчсә, уни һәл қилишқа ярдәм қилидиғанлиқини билдүргән.
Уйғур академийәси тәсис қилған “тәвпиқ мукапати” бу йил үчинчи йилиға қәдәм қойди
“тәвпиқ мукапати” түркийәдики алий мәктәпләрдә бакалаврлиқ, магистирлиқ вә докторлуқ илмий унвани үчүн оқуватқан уйғур оқуғучиларға тәсис қилинған оқуш мукапати болуп, уни тарқитиш иши бу йил үчинчи йилиға қәдәм қойди.
Муһәммәтәли тәвпиқ 1930-йиллардики миллий қутулуш инқилаби вә униң нәтиҗисидә мәйданға кәлгән миллий ақартиш һәрикитидә муһим рол ойниған уйғур сәрхиллириниң бири. Униң намиға тәсис қилинған бу оқуш мукапати истанбулдики уйғур академийиси тәрипидин 2014-йилидин башлап тарқитилишқа башлиған.
Уйғур академийәсиниң мәсуллиридин доктор абдулһәмит қарахан билән профессор алимҗан инайәт бу һәқтә учур берип, бу йиллиқ “тәвпиқ мукапати” ниң түркийәдә оқуватқан 10 нәпәр мунәввәр уйғур оқуғучиға берилидиғанлиқини билдүрди.
Ғәрб дунясидики уйғур җамаити кейинки әвладларниң ана тил мәсилиси үстидә җиддий ойланмақта
Уйғурларниң ғәрб дунясидики муһаҗирәт һаяти 70 йилға йеқинлашқан бүгүнки күндә кейинки әвладларниң ана тил мәсилиси пүткүл җамаәтчиликни җиддий ойландурмақтикән.
Явропа әллири билән түркийәдә яшаватқан уйғур җамаитиниң көп қисми муһаҗирәттики һаятта уйғур ана тилини сақлап қелиш-уйғур миллий кимликини сақлап қелиштики әң муһим ачқуч дәп қарайдикән.
Ғәрб әллиридики уйғур сәрхиллири, җүмлидин уйғур җамаәтчилики арисида актип рол ойнаватқан һәр саһәдики зиялийлар муһаҗирәттики уйғурларниң ана тил мәсилиси һәққидә пикир баян қилип, униң бир тәхирсиз мәсилә икәнликини билдүрди.
Русийәниң уйғур елидин сүний һәмраһ ракетасиниң парчилири чүшидиған йәр иҗарә елиш пилани уйғурларниң қаршилиқиға учриди
Русийә аләм бошлуқи идарисиниң йеқинда ашкарилишичә, русийә уйғур аптоном районидин русийә сүний һәмраһ ракиталириниң парчилири чүшидиған йәр иҗарә елишни пиланлимақтикән.
Игилинишичә, русийәниң бу пилани бу йил 6-айда путинниң хитай зиярити җәрянида икки тәрәпниң аләм бошлуқини ечиш җәһәттики һәмкарлиқ келишими асасида оттуриға қоюлған икән.
Әмма русийәниң бу пилани муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири вә мутәхәссислириниң қаршилиқиға учриди. Қазақистандики уйғур сиясий паалийәтчи қәһриман ғоҗамбәрди бу һәқтә җиддий инкас қайтуруп, бу пилан уйғур елидики хәлқниң һаяти вә бихәтәрликигә җиддий тәһдит пәйда қилиду, дәп көрсәтти.