Һәптилик хәвәрләр (23-декабирдин 29-декабирғичә)


2017.12.30
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Уйғур диярида уйғурчә вә қазақчә вивискилар мәни қилинмақта

Бу йилниң күз пәслидин башлап уйғур тилиниң маарип саһәсидә омумйүзлүк мәни қилинишиға әгишип нөвәттә уйғурчә вә қазақчә вивискиларниңму сода-тиҗарәт саһәсидә чәклиниватқанлиқи диққәт қозғимақта.

Йеқинда уйғур дияриниң бир қисим җайлиридики йәрлик тиҗарәтчиләрниң дуканлириға хитайчидин башқа йезиқта йезилған вивиска есишқа болмайдиғанлиқи мәлум болди. Базар башқуруш даирилири күнәс наһийисидики уйғурчә вә қазақчә вивискиларни мусадирә қилип кәткән болсиму, буниңдики сәвәб һәққидә һечқандақ чүшәнчә бәрмиди. 

Уйғур тәшкилатлири бу һадисини тәнқидләп, буниң хитай һөкүмити иҗра қиливатқан ассимилятсийә сияситиниң бир қисми, дәп көрсәтти.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум вапатиниң бир йиллиқи хатириләнди

22-Декабир күни истанбул шәһиридә мәрһум диний алим абдулһәкимхан мәхсум вапатиниң бир йиллиқини хатириләш паалийити өткүзүлди.

Муһаҗирәттики уйғур давасида сәркилик ролини ойнаватқан шәхсләрниң бири болған абдулһәкимхан мәхсум “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” қатарлиқ бир қатар уйғур җәмийәтлириниң қурулушида муһим рол ойниған шуниңдәк муһаҗирәттики уйғур давасиниң кеңийишигә муһим төһпиләрни қошқан.

Мурасимда мәрһумниң достлири, мәсләкдашлири вә шагиртлири униң һаяти вә иш-излири тоғрисида тохтилип, униң уйғурларниң һөрлүки үчүн қилған халис хизмәтлиригә йүксәк баһа бәрди.

Хитайниң уйғур қораллиқлири һәққидики сәпсәтисигә күчлүк рәддийә берилди

Сүрийәдики уйғур қораллиқлири мәсилиси изчил түрдә хитай һөкүмитиниң мәтбуатлирида “уйғурларниң террорчи икәнлики” ниң бир испати сүпитидә йәр елип кәлгән иди. Америка бирләшмә агентлиқиниң мухбирлири йеқинда өзлириниң нәқ мәйдан тәкшүрүши асасида йезип чиққан зор һәҗимлик мақалиси хитайниң бу сәпсәтисигә қаттиқ рәддийә бәрди.

Мақалида аптор бу уйғурларниң бирдәк хитай һөкүмитигә болған өчмәнлик сәвәбидин сүрийәдә уруш сепигә қетилип қалғанлиқини, уларниң “ислами җиһад” үчүн әмәс, бәлки мустәқил уйғур дөлити қуруш арзусида йүрүватқанлиқини язиду.

Америкидики хитай зиялийси ху пиң бу һәқтә пикир қилип, “уйғурлар илгири мустәқил дөләт қуруп баққан болғачқа, улар һечқачан өзлирини хитай дөлитиниң бир әзаси дәп һесаблимайду,” деди. 

Наман бавудунниң хитайға болған “садақәтмән” лик тарихи әсқатмиған

Корла шәһиридики сабиқ кәнт секретари наман бавудун өзиниң хитай һөкүмитигә болған садақәтмәнлики һәмдә бир хитай балини беқивелиш арқилиқ “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” дегән намни алған болушиға қаримай, йеқинда “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” ниң биригә апирилған.

Мәлум болушичә, униң “қизил тәшвиқат нәмуничиси” болған аяли бу йил 10-айниң бешида қамаққа елинған. Сақчилиққа орунлашқан қизи болса узун өтмәйла хизмәттин һәйдәлгән.

Мухбиримизниң әһвал игилиши җәрянида у өзиниң аилә бойичә компартийә әзаси икәнликини, әмма шундақ турупму өзлириниң бу сиясий боран-чапқундин аман қалмиғанлиқини ашкарилиди. 

Д у қ ниң йеңи нөвәтлик рәһбәрлири түркийәдә аммиви паалийәтләрдә болди

Дуня уйғур қурултийи 23-декабир күни истанбулда дуня уйғур қурултийиниң нөвәттики хизмәтлири вә йеқин кәлгүсидики пиланлири тоғрилиқ һәрқайси аммиви тәшкилатларға вә уйғур җамаитигә мәлумат бәрди.

Д у қ ниң муавин рәиси әркин әкрәм өз мәлуматида қурултайниң бундин кейин түркийә һөкүмәт органлири вә аммиви тәшкилатлар билән болған алақини күчәйтидиғанлиқини билдүрди. 

Д у қ рәһбәрлири йәнә шу қатарда түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлардин “түрк оҗақлири” ни зиярәт қилди. Шуниңдәк икки тәрәп оттурисидики хизмәт һәмкарлиқи һәққидә сөһбәтләшти. 

Муһаҗирәттики уйғурларниң миллий кимликни сақлап қелиши муһакимә темиси болмақта

Муһаҗирәттики уйғурларниң миллий кимликини қандақ сақлиши шуниңдәк буниңға йошурунған түрлүк сәвәбләр вә нәтиҗиләр һәққидә йеқинда бир түркүм уйғур зиялийлири пикир қилип өз қарашлирини оттуриға қойди.

Сөһбәт җәрянида муһаҗирәттики уйғурларниң әмәлийәттә өз миллий кимликини сақлаш имканийитигә игә икәнлики, чәтәлләрдә туғулған уйғур пәрзәнтләрниңму шәхс сүпитидә уйғур болуп яшаш һәмдә уйғурларға хизмәт қилишниң мумкинлики һәққидә җанлиқ пакитлар көрситилди.

Бу һәқтә муһаҗирәттики зиялийлар бирдәк “аилә, җәмийәт вә уйғур җамаити зич һәмкарлашса уйғурларниң миллий кимликини сақлап қелиш пүтүнләй мумкин икәнлики” ни илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.