Һәптилик хәвәрләр ( 25 - июлдин 31 - июлғичә)

Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.07.31
Һөрмәтлик оқурмәнләр, хитай һөкүмити бу бир һәптидә 5 - июл үрүмчи вәқәсидин буян үрүмчини мәркәз қилип уйғур елидә елип бериватқан тутқун қилиш һәрикити салмиқини һәрбий һәм сақчи күчини ашуруш арқилиқ йәниму күчәйтти.

Буниң билән йәнә чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириниң паалийәтлирини чәкләш үчүн рәсмий депломатик тосалғу яритиш һәрикәтлирини қолланған болсиму, әмма мувәппәқийәт қазиналмиди, әксичә уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим башлиқ уйғур паалийәтчилириниң, дуняниң һәр қайси җайлирида үрүмчи вәқәсиниң һәқиқитини аңлитиш һәмдә хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан қарилаш, тутқун қилиш һәрикәтлиригә қарши паалийәтлири йәниму актиплашти, нөвәттә һәптилик муһим хәвәрләр сәһипимиз бойичә аңлитишимизда мухбиримиз гүлчеһрә бу бир һәптидә болуп өткән мәзкур муһим қәвә һәм һадисиләрни әслитип өтиду.

Хитайниң тазилаш һәрикити әвҗигә чиқти

28 - Июл күни үрүмчи җәнубий көл хәлқ мәйданида 1100 һәрбий қатнашқан чоң көләмлик хәлқ әскәрлири маневири өткүзүлди, 29 - июл күни хитай даирилири йәнәйешидин қурулған 4 муһим райондики сақчиханиларға үрүмчи вәқәсидин кейин үрүмчи шәһириниң аманлиқини қоғдаш нами астида 500 нәпәр сақчини толуқлап қобул қилған. Шинхуа агентлиқи бүгүн үрүмчи вәқәсидин кейин из қоғлап тутулған адәм сани 253 кә йәткәнликини елан қилди.

Үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси чаршәнбә күни үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик дәп қаралған 15 киши үстидин җинайәт гумандарлирини тутуш елани чиқарди. Хитай даирилири бу 15 нәпәр кишини " үрүмчидә 5 - июл мәйданға кәлгән уруп - чеқиш вәқәси" гә четишлиқ гумандарлар дегән вә уларниң исим- фамилисини, рәсимлирини елан қилди.

Бу хитай һөкүмитиниң -5 июлдин башлап давамлаштуруп келиватқан тутқун қилиш һәрикитидики тунҗи қетимлиқ җинайәт гумандарлирини тутуш һәққидә очуқ елан қилған буйруқи һесаблиниду.

Һалбуки, мәзкүр тутқун қилиш буйруқида сахтилиқ ишлитиватқанлиқи ашкариланди,йәни хитай тутулуп болған кишиләр үстидин қайта тутуш буйруқи елан қилған болуп, игә болған ишәнчлик мәлуматимизға асасланғанда, тутуш буйруқи чиқирилған бу 15 киши ичидә, рошәнгүл тәләт тутуш буйруқи чиқириштин илгирила хитай сақчилириниң тутқун һәрикитидә елип кетилгән болуп, хитайниң рошәнгүл үстидин қайта тутуш буйруқи елан қилиши чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләрниң наразилиқини қозғиди, шундақла рошәнгүлгә охшаш қалаймиқан қанунсиз тутқун қилинғанларниң һаяти бихәтәрлики кишиләрни тәшвишләндүрмәктә.

Хитай сақчи даирилири бу 15 кишни җинайәт гумандарлири сүпитидә тутқун қилишни елан қилиш билән тәң, вәқә җәрянида қолға елинған 40 нәпәр кишиниңму исми вә рәсимини ашкарилиған болуп, бу үрүмчи вәқәсидә қолға елинғанлардин тунҗи түркүм ашкариланғанлири болуп һесаблиниду.

Үрүмчи вәқәсидин кейин хитай даирилири 2000 гә йеқин кишиниң қолға елинғанлиқини елан қилған болсиму, әмма вәқәни көргүчиләрниң инкас қилишичә, өлгәнләр вә қолға елинғанларниң сани хитай даирилири елан қилған рәқәмдин нәччә һәссә җиқ болуши мумкин.

Хитай даирилири бу сәйшәнбә күни 5 - июлдин башлап үрүмчидә қамал қилинған бир қисим тор алақә һәм телефон линийилири мулазимитигә қаратқан контроллуқиниң бир қисмини 28 - июл күни ечивәткәнликини хәвәр қилди.

Әмма үрүмчидин игилигән учурлардин ашкарилинишичә, нөвәттә бәзи аммиви мулазимәт тор бекәтлири наһайити тар даиридә мәшғулат қилишиға ечилған болсиму,уйғур тилидики һәр қандақ тор бәтләр, хәлқара тор бәтләр хәлқара телефон алақиси уйғур елидә һазирға қәдәр әслигә кәлтүрүлмиди.

Уйғур елиниң бир қисим районлиридин игиләнгән мәлуматларға қариғанда, нөвәттә хитай йәрлик һөкүмити 5 - июл намайишида өлгән кишиләргә ианә топлаш сияситини йолға қойған болуп, бу хил ианә адәттики кадирлардин 100 йүән, бөлүм дәриҗиликләрдин 200 йүән, униңдин юқири әмәлдикиләрдин көпрәк шәкилдә 7 - айлиқ мааштин тутуп қилинған.

Хитай уйғур паалийәтчилириниң һәрикитигә тосалғу яриталмиди

Хитай һөкүмити хәлқарада һәр хил шәкил қоллинип, рабийә ханимниң паалийәтлирини чәкләшкә тиришип кәлди. Дүшәнбә күни хитайниң муавин ташқи ишлар министири ву давеи, японийиниң хитайда турушлуқ баш әлчисини чақиртип келип, шинҗаңни мустәқил қилишни мәқсәт қиливатқан рабийә қадирниң японийигә киргүзүлгәнликигә қаттиқ наразилиқ билдүрди вә японийидин рабийә қадирниң японийә земинида җуңгони парчилаш һәрикити билән шуғуллинишиға қарита дәрһал җиддий тәдбир қоллинишни тәләп қилди.

Һалбуки хитайниң бесими үнүм бәрмиди,японийә зиярити үчүн 27 - июл вашингитондин айрилған уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим һәмрийи билән, 28 - июл күни японийә пайтәхти токйодики нарита хәлқаралиқ айродромға оңушлуқ йетип берип, японийидә елип барған бу иккинчи қетимлиқ зияритиниму интайин мувәппәқийәтлик ахирлаштуруп бу һәптиниң ахири вашингитонға қайтип кәлди.

Үч күнлүк паалийити җәрянида рабийә қадир ханим 250 мухбир қатнашқан мухбирларни күтивелиш йиғинида уйғурларниң һазирқи вәзийити хитай даирилириниң уйғурлар үстидин 5 - июлдин буян һәм униңдин илгирики қирғин қилиш бастуруш һәрикәтлири һәққидә доклат бәрди.

Хитай һөкүмити "үрүмчи вәқәси" гә рабийә қадир ханимни "җавабкар" дәп әйибләп, униң чәтәлләрдики паалийитини тосуш үчүн дипломатик урунушларда болуватқан болсиму қайта- қайта мәғлуп болди.

Рабийә қадир ханим болса, үрүмчидики вәқәниң уйғурларға қарши елип берилған "ирқий тазилаш" җинайити икәнликини тәкитләп, б д т ниң тәкшүрүш өмики әвәтип, вәқәдә өлгән вә из ‏- дирәксиз йоқап кәткән 10 миң уйғурниң ақивитини сүрүштүрүшни тәләп қилмақта.

Хәлқара мәтбуатларда уйғурлар давамлиқ мәркизи тема

Нөвәттә хәлқаралиқ мәтбуатларда мулаһизичиләр, мустәқил тәтқиқатчилар һәтта хитайларму 5 - июл үрүмчи вәқәси мунасивити билән уйғурлар мәсилиси үстидә түрлүк мулаһизиләрни тохтимай елан қилмақта.

Мушу бир һәптә ичидила нурғун тәшкилат һәм тәтқиқат орунлириму бу һәқтә мәхсус баянат һәм мулаһизә елан қилип уйғурларни қоллаш мәйданини ипадә қилди.

Хәлқаралиқ антропологийә вә етнологийә тәтқиқати җәмийити хитайниң уйғурлар үстидин елип барған қирғинчилиқини әйиблиди

Җәмийәтниң муавин рәиси петир сикалник нәччә йүз уйғурниң өлүми билән аяқлашқан үрүмчи қирғинчилиқидин кейин өзиниң бу йиғинға қатнишиштин ваз кәчкәнликини елан қилди. У хитай хәлқ җумһурийити милләтләр ишлири комититиға хәт йезип: "мән һәргизму бу тирагидийигә сәвәбчи болған кишиләр билән тонушмаймән вә улар билән қол елишип көрүшмәймән" дегән вә бу хетини йәнә нурғунлиған антропологларғиму йоллиған.

2006‏ - Йили хитай мәдәнийәт тарихи тәтқиқатчилиридин нобил мукапати вә клуг мукапатиға еришкән, америкида яшаватқан хитайниң мәдәнийити вә тарихи тәтқиқатчиси 76 яшлиқ йү йиңши әпәнди 'көзитиш журнили'да 'уйғур тарихидин үрүмчи вәқәсигә нәзәр' сәрләвһилик обзор елан қилди.

Униң тарихий пакитлар билән баян қилишичә, 9 - әсрдин чиң сулалиси дәвригичә, уйғурлар һечқачан хитайниң бир өлкиси болуп баққан әмәс.

13‏ - Әсрдә уйғурлар чиңгиз хан билән һәмкарлашқан

Уйғурлар, өзиниң уруш қилиш вә тиҗарәт қилиштики йоқири маһарити билән, бу дәврдиму парсийлар вә оттура асиялиқлар арисида ислам мәдәнийитиниң әвҗ елишиға, ислам дининиң моңғулларға кеңийишигиму зор тәсир көрсәткән.

1949‏ - Йилиғичә уйғурларни башқа бир дөләт идарә қилалмиған.

Апторниң қаришичә, хитай коммунист партийиси уйғурларни пиланлиқ һалда зораванлиқ билән бастуруп, маарип җәһәттә, уйғурларниң өз тилини қоллинишини чәкләп, диний җәһәттә, һәтта мусулманларниң рози тутушиғиму һәр хил чәклимә қоюп, әркинлик бәрмәй, ахирқи һесабта уйғурларниң пүтүн миллий кимликини йоқ қилип, уларни хитайға айландурмақчи болди, хитайниң мушу мәқсәттә йолға қойған сиясәтлири үрүмчи вәқәсини кәлтүрүп чиқарди. Шундақла хитайниң үрүмчи вәқәсини рабийә ханимдин көргәнликиму пакитсиз.

Йеңи зелландийидә кишилик һоқуқ вә демократийә паалийәтлири билән шуғуллиниватқан хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси ваңниң йеқинда үрүмчидә йүз бәргән 5 ‏- июл вәқәсиниң мәйданға келишидики һәқиқий сәвәбләр тоғрисида мақалә елан қилип 60 йил илгири мәҗбурий бесивилинған шәрқий түркистан земинниң барлиқ һоқуқи " баш секритар " қалпиқи кийгән хитайнң чаңгилида, у армийә, сақчи вә түрмини бивастә башқуриду, униң сөзини иҗра қиливатқан ялланма итлар болса, уйғурларниң барлиқ һәрикитини көзитидиған бихәтәрлик идариси һәмдә уйғурларға төһмәт чаплайдиған тәшвиқат органлирини башқуриду. Шинҗаңға мәсул " баш секритар" ни һимайә қилидиған әң чоң секритар ху җинтав, у милләтләр инақ ‏- иттипақ дәп шуар товлиған кичик секритарни қоллап ‏- қувәтләп, йүз бериватқан һәқсизлиқләргә писәнт қилмай кәлмәктә. Нәтиҗидә бүгүн биһудә қан ақмақта. Буниңдин шундақ бир йәкүн чиқириш керәкки, өчмәнлик өлүмни мәйданға кәлтүриду дәп агаһландуруш бәргән.
 
Аптор константй геберт, полшалиқ бир тәтқиқатчи болуп, у явропа тарихи вә полша тарихи һәққидә 10 дин артуқ китаб язған. Сабиқ полша министири Tadeusz Mazowiecki гә баш мәслиһәтчи болған.

Униң хитайниң йеңи чегриисидики кона маҗира намлиқ мақалиси, 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси һәққидә йезилған надир мақалиләрдин биридур. Мақалә корийә вақти гезитидә елан қилинғандин кейин, б д т инсан һәқлири комитети, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати қатарлиқ дунядики нопузлуқ тәшкилатларниң тор бәтлиригә көчүрүп бесилған. Мақалидә 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсиниң тарихий йилтизи вә келчәктә көрүлидиған тәсири үстидә нуқтилиқ тохталған.

Аптор мақалисидә, әслидә 5 - июл вәқәсиниң мустәқиллиқ тәлипидики миллий һәрикәт әмәсликини, пәқәт зулумға қарши наразилиқ икәнликини, һөкүмәт қанлиқ шәкилдә бастуруватқини үчүн, бундин кейин бу җайда радикал шәкилдә қаршилиқларниң йүз бериш еһтималиқи юқирилиқини көрситип, хитайниң бүгүн үрүмчидә вә ласада өткүзгән хаталиқи үчүн, бу җайдики хитай хәлқиниң кәлгүсидә аччиқ бәдәл төләйдиғанлиқини билдүрүп өтиду вә хитай һөкүмитини русларниң 1863 ‏- йилидики полша исянини қанлиқ бастуруп нәтиҗә қазанмиғанлиқидин дәрс елишқа чақириду.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.