Һәрәм күнлүкләр билән йепилиш алдида
2013.05.01
Мәсчит һәрәмниң кәбиниң әтрапидики тавап мәйданиниң үстини күнлүкләр билән йепиш пилани җиддий музакирә қилинмақта.
Падишаһ абдулланиң мәсчит һәрәмни кеңәйтиш пилани бойичә бир йилдин көпрәк вақиттин бири, мәсчит һәрәмниң йеңи қурулушиға ишләш давам қилип кәлмәктә.
Мәсчит һәрәмниң йеңидин селиниватқан қисми пүтүп чиқса, униңда бир йерим милйон адәм бирла вақитта намаз оқуялайдиған болидикән. Бу пилан 6 йиллиқ болуп, қурулуш ишлири кечә - күндүз турмастин давам қилмақта. Йәнә бир тәрәптин һәрәмниң үстини худди мәдинә муввәрә шәһиридики пәйғәмбәр мәсчитиниң мәйдани күнлүкләр билән йепиилғандәк йепиш пилани музакирә қилиниватмақта икән.
Сәуди әрәбистанида чиқидиған “оказ”гезитиниң 2013 - йили 28 - април күнидики санида, “һәрәмни тавап қилғучиларниң раһити үчүн бесилған қәдәмләр”дегән темида елан қилинған бир мақалидә йезилишичә, һазир һәрәмни кеңәйтиш қурулуши билән бир вақитта, кәбәниң әтрапини кеңәйтиш ишлириму наһайити тезликтә давамлишиватидикән. Бу ишниң бир қисми бу йил рамизан ейиғичә пүтүп мусулманларниң хизмитигә сунулидикән. Мана мушу паалийәтләрниң ичидә тавап мәйданиниң үстини ечилип йепилидиған күнлүкәр билә йепиш иши җиддий музакирә қилиниватидикән. Һәрәмниң үсти йепилғанда, күндүздики һава иссиқ вақитлирида күнлүк ечилип,кәч болғанда йепилидиған болидикән.
Йәнә мәзкур гезиттә хәвәр қилишичә, мәккә мукәррәмәдики мәсҗиди һәрәм вә мәдинә мунәввәрәдики пәйғәмбәр мәсчитиниң мәсули вә сәуди әрәбистанидики муқәддәс җайларни башқуруш ишханисиниң муавин мудири доктор муһәммәд ибни насир хузәйм билән иҗраийә ишлири мудири әһмәд муһәммәд мәнсури кәбиниң әтрапини кеңәйтиш ишлириниң барлиқ пилан вә басқучлири һәққидә мәлумат берип мундақ дегән:“кәбиниң әтрапидики кеңәйтиш қурулуши дунядики әң йеңи техникилар билән елип берилмақта. Бу йил рамизанғичә кәбиниң ишикиниң удулидики йиқилған қисимниң биринчи қәвити пүтиду. Рамизанда өмригә кәлгән мусулманлар йеңи пүткән йәрдә раһәт бир шәкилдә ибадәт вә таваплирини қилалайду.”
Йәнә мәзкур гезиттә хәвәр қилишичә, мәдинә мунәввәрә шәһиридики пәйғәмбәр мәсчитиниң мәйданидики күнлүкләрни ясиған германийә ширкитиниң башлиқи мусулман болған болуп, мәсчит һәрәмниң үсти вә кәбәниң әтрапидики тавап мәйданиниң үстигә күнлүк ясаш ишини йәнә шу адәм үстигә алидикән. Күндүз һава исисиғанда күнлүк ечилип сайә ташлайдикән, шуниң билән күндүзи һәрәмдә кәбини тавап қилғучилар раһәтлинидикән. Бу күнлүкләр йеңи техникилиқ усуллар билән ясилидикән.
Йәнә сәуди әрәбистанида чиқидиған“әл мәдинә”гезитиниң 2013 - йили29 - април күнидики санида, йәнә бу мавзу үстидә тохталған болуп, униңда мундақ дәп йезилған:
“узун йиллардин һәҗ вә өмригә дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән өлималар, мутәпәккурлар вә һәр саһә кишилиридин болған алимлар һәрәмниң үстини йепиш һәққидә көплигән пикирләрни бәргән. Кейинки вақитларда сәуди әрәбистан һәҗ ишлири министирлиқидики мәсуллар бу пикир вә тәклипләр үстидә баш қатуруп, ахири һәрәмниң үстини худди мәдинә мунәввәрә шәһиридики пәйғәмбәр мәсчитиниң мәйданидики күнлүкләргә охшаш күнлүкләр билән йепиш қарариға келип, уни қайси шәкилдә вә қандақ әмәлгә ашуруш мәсилиси үстидә музакирә қиливатиду. Чүнки сәуди әрәбистан һәҗ ишлири министирлики һәр йили һаҗилардин пикир вә тәклипләрни алиду вә һәммини хатириливелип, бу тәклип, пикирләр һәққидә изчил издиниду вә һаҗиларға һәр йили йеңичә хизмәтләрни қилип, уларни рази қилиш мәқситидә көп тиришиду. Һәрәмниң үстини күнлүкләр билән йепиштин ибарәт бу ишниң әң тиз пурсәттә пүтүп чиқип һәрәмни тавап қилидиғанлар үчүн хизмәткә сунулиши күтүлмәктә. Йәнә кәбиниң әтрапидики тавап мәйдани арқа тәрәпкә 51 метир кеңәйтилиду. Мәсчит һәрәмниң биринчи қәвитиниң земини тавап мәйдани билән тәң болиду. Шуниң билән мусулманлар пәқәт тавап мәйданидила әмәс бәлки һәрәмниң һәммила йеридә тавап қилалайду. Бу йилдин йилға һәрәмгә келидиған һаҗиларниң саниниң ешип кетиватқанлиқи сәвәблик һәҗ мәзгиллиридә вә рамизан ейида һәрәмдики қистилишни азрақ болсиму азайтиш вә һаҗиларға раһәт беғишлаш үчүн пиланлиниватқан ишлар болуп, сәуди әрәбистан һөкүмити үчүн һаҗиларниң җапа тартмастин һәҗ вә өмрә паалийәтлирини қиливелиши асаслиқ нишандур. Шуңа һәрәмни кеңәйтиш вә һаҗиларға раһәтлик қилиш ишлири давам қилип кәлмәктә. Нөвәттики һәрәмниң тавап мәйданиниң үстини йепиш ишиниң тавап қилиш җәрянида һазирғичә күнниң қаттиқ иссиқида қийнилип келиватқан һаҗилар үчүн алаһидә бир раһәт беғишлайдиғанлиқида шәк йоқ.”