Америка уйғурлири қурбан һейт намизини бирликтә оқуди
Американиң вашингтон шәһири вә униңға қошна болған бир қисим штатлардики уйғур җамаити бу йиллиқ һейт намизини бирликтә оқуди.
-
Мухбиримиз әзиз
2019-08-12 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Уйғур дияридики сиясий тәқиб сәвәбидин вәтәнгә қайтиш имкани болмиған шундақла уруқ-туғқанлириниң қандақ һалда икәнликидинму хәвәр елиш шараити болмиған муһаҗирәттики уйғурларниң хәстә диллириға азрақ болсиму арамбәхшлик ата қилғучи күнләрниң бири бу йиллиқ қурбан һейт байрими болди. Йәнә келип бу йиллиқ һейтниң һәптә ахириға тоғра келиши көп қисим кишиләргә қулайлиқ елип кәлгән иди.
Американиң вашингтон шәһири вә униңға қошна болған бир қисим штатлардики уйғур җамаити бу йиллиқ һейт намизини бирликтә оқуш үчүн 11-авғуст күни сәһәрдила вашингтонға анчә йирақ болмиған файирфакс шәһиридики “уйғур игилик тиклигүчиләр тори” ниң паалийәт залиға топлинишқа башлиди. Әрләр вә аяллар үчүн айрим-айрим расланған залда көзгә ташлинип туридиған уйғурчә доппилар вә әтләс көңләкләр бу йәргә топлиниватқан җамаәтниң америкадики мусулманлардин өзгичә мәдәнийәткә игә бир ислам җамаити икәнликидин бешарәт берәтти. Дәсләп кәлгәнләр намаз вақтини сақлиғач әнәнә бойичә һейт тәкбири ейтип, бүгүнки хасийәтлик байрамниң тәнтәнисини башливәткән иди.
Җамаәт асасән йиғилип болғандин кейин бүгүнки һейт намизиниң имами, вирҗинийә штатиға йеңидин көчүп кәлгән уйғур яшлиридин әнқәр һаҗим һейт намизиниң оқулуш қаидиси һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди һәмдә җамаәткә баш болуп намазни башлиди.
Намаздин кейин әнқәр һаҗим диний сүннәткә асасән хутбигә чиқип алди билән “қурбан һейт” аталғуси һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди. Шундақла һейт күни шараити яр бәргәндә йеңи кийим яки әң чирайлиқ вә пакиз кийимләрни кийип һейт намизиға җәм болуш, бу күндә муһтаҗларға хәйри-еһсан қилишниң пәзилити һәққидә диний нуқтидин мәлумат бәрди. Шуниң билән биргә бир аилидә туғулуп чоң болған кишиләрниңла қериндаш болуп қалмастин, мәйли диний яки иҗтимаий нуқтидин алғандиму ушбу хасийәтлик һейт намизини оқуш үчүн һәр җайдин келип мушу җайға топланған барлиқ уйғурларниңму бир-биригә қериндаш икәнликини, бу хил қериндашлиқниң худди бир пүтүн тәнниң һәрқайси қисимлиридәк бир-биригә зич бағланғанлиқини сөзләп келип, бу хил қериндашлиқниң инсанийәт дунясидики әң қәдимий һадисиләрдин болған меһрибанлиқ үстигә бәрпа қилиниши лазимлиқини, бу хил меһрибанлиқниң болса өзара уюлташтәк бирлишишкә сәвәб болидиғанлиқини тәкитләп өтти.
Әнқәр һаҗиниң ислам динидики һәдисләрдин вә “қуран” айәтлиридин мисал кәлтүргән һалда ихтилапниң қайси шәкилдә мәғлубийәт, мәһкумлуқ вә харлиққа елип баридиғанлиқи һәққидики тәблиғи намаз әһлини чоңқур ойға салған иди.
У сөзиниң ахирида бүгүнки һейт намизини оңушлуқ оқуш үчүн күч чиқарған барлиқ пидакарларға тәшәккүр ейтқач, уйғурлар әң еғир паҗиәләргә дуч келиватқан бүгүнки күндә уйғурларниң алланиң рәһмитидин үмидсиз болмаслиқи лазимлиқини, чүнки алланиң һәрқачан һәқ вә адаләтни һимайә қилидиғанлиқини, һәрқанчә еғир зулмәтниңму һаман ахирлишип, һәққанийәтниң қабаһәт үстидин ғалип келидиғанлиқини тәкитләп өтти.
Намазниң ахирида җамаәт әнқәр һаҗиға әгишип дуаға қол көтүрди. Болупму униң “ана юртимиз шәрқий түркистан, меһрибан уруқ-туғқанлиримиз аман болсун” дәп башлиған толиму тәсирлик дуаси җәрянда һәммила көзләрдин тарамлап яшлар ақти, димағлар һәсрәтлик пиғанлардин өртәнди.
Намаздин кейин намазға кәлгән нәччә йүз җамаәт бир йәргә җәм болуп, бир қисим уйғур җамаити халис тәйярлиған түрлүк мевә-чевиләр вә уйғурчә йемәкликләр билән бирликтә нашта қилди. Наштилиқ җәрянида бир қисим яшларниң самаға чүшүши җамаәткә қисмән болсиму һейт шадлиқи ата қилди.
Арилиқта биз бу қетимқи һейт намизини орунлаштурушқа мәсул болған америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсәнни айрим зиярәт қилдуқ. У аз сандики бир қисим лагер мәһбуслириниң “азадлиққа чиққанлиқи” һәққидики хәвәрләрни бир қисим уйғур җамаитиниң “һейт хошаллиқиниң башлиниши” дәп хата чүшинип қалмаслиқи һәққидә тохтилип өткәч “уйғурларниң өз әрки өз қолиға өтмигүчә биздә һәқиқий мәнидики хушаллиқ болмайду” дәп көрсәтти.
Намаздин кейин биз әнқәр һаҗи билән айрим сөһбәтләштуқ. Сөһбәт җәрянида нөвәттә бир қисим ислам әллириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) вә башқа сорунларда хитай һөкүмитини қоллап сөз қиливатқанлиқи, буни ислам дини билән қандақ бағлаш һәққидә тохталған әнқәр һаҗи ислам дини вә ислам һакимийитини чүшиништә “ислам” намини суйиистемал қиливатқан әрәб яки башқа мусулман әллириниң қилмишлириниң һәргизму ислам диниға вәкиллик қилалмайдиғанлиқини, уларниң қиливатқанлириниң ислам динидики “мусулман қериндашлириңларға ярдәм бериңлар” дегән илаһий һөкүмгә пүтүнләй зит қилмишлар икәнликини тәкитлиди.
Бу йилқи қурбан һейт күни америка ташқи ишлар министири майк помпейо алаһидә тәбрик сөзи елан қилип пүтүн дунядики мусулманлар аммисиниң қурбан һейтни қизғин тәбриклиди. Шундақла бу күнниң яхшилиқ йолида сәдиқә беридиған вә достлуқни күчәйтидиған бир күн икәнликини билдүргәч пүтүн дуня мусулманлириға “һейт мубарәк” дегән аддий, әмма сәмимий тиликини йоллиди.