Һиндонезийәдә хитай тәшвиқати күчәймәктә
2024.10.01
Йеқинқи йиллардин буян, хитайниң һиндонезийә мусулманлириға тәсир көрситишкә урунушлири системилиқ һәрикәткә айланған болуп, улар һиндонезийәдики ислам тәшкилатлири вә мәсчит-мәдрисәләр арқилиқ һиндонезийәдә хитай тәшвиқатини қанат яйдурған, болупму хитайниң уйғур мусулманлириға елип барған қәбиһ җинайәтлирини йошуруп, һиндонезийә мусулманлирини уйғурларни қоллаштин ваз кәчтүрүшкә урунған.
27-Сентәбир, “хитай архипи” (China File) торида елан қилинған бир мақалидә, хитайниң һиндонезийәдики мәдәнийәт сиңдүрүмичилики, һиндонезийәдики даңлиқ ислам институтлирида куңзи институтлири қурғандин башқа, һиндонезийәдики даңлиқ истиқлал мәсчитидә хитайчә өгиниш курслири ачқанлиқи, хитай әлчиханисиниң һиндонезийәдики ислам тәшкилатлири билән бирликтә көплигән паалийәтләрни елип барғанлиқи, һиндонезийәдин өмәк тәшкилләп уйғур елигә әвәтип, хитайниң тәрәққиятини махтап, һөкүмәтниң ирқий қирғинчилиқ җинайитини йоққа чиқириш тәшвиқати йүргүзгәнлики әтраплиқ баян қилинған.
Мәлум болушичә, 280 милйон нопуси болған һиндонезийәниң 87 пирсәнт аһалиси мусулман болуп, мусулманлар әң көп санлиқ дөләт һесаблиниду. 1965-Йилдики сиясий өзгириштә һакимийәт бешиға чиққан генерал сохарту һиндонезийәгә коммунизм вабасиниң киришини тосуш үчүн хитай билән мунасивәтни үзүвәткән, хитайчә мәктәпләрни тақиған, хитайчә гезит-журналларни чәклигән. 2000-Йиллардин кейин һиндонезийә билән хитайниң мунасивити бара-бара яхшиланған; буниң үчүн хитай алди билән мусулманлар җамаитини қолға кәлтүрүшкә алаһидә әһмийәт берип кәлгән. Һиндонезийәдә тунҗи қурулған куңзи институти бир ислам университетида қурулған. Һазир бу дөләттә 9 куңзи институти бар болуп, униңдин башқа һиндонезийәдики 120 миң адәм сиғидиған истиқлал мәсчитидә хитайчә өгитидиған курслар ечилған, бу курсниң малийә мәнбәсини һәл қилиш үчүн һиндонезийәдики хитай әлчиханиси актип һәрикәткә өткән.
Америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң башлиқи абдулһаким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериши билән тәңла башлатқан тәшвиқатиниң муһим нишанлиридин бири һиндонезийә икән.
Мақалидә баян қилинишичә, 2023-йил һиндонезийәдики хитай әлчиси луң каң һиндонезийәдики истиқлал мәсчитиниң имами нәсриддин өмәр билән көрүшкән болуп, бу имам йеқинда хитайни зиярәт қилған. Униңдин башқа, һиндонезийәдики әң чоң ислам тәшкилатлиридин болған “муһәммәдийә” ниң өмәк вәкиллири 2024-йил 6-айда уйғур елини зиярәт қилған. Хитайниң бу өмәкләрни хитайға тәклип қилишидики сәвәб, һиндонезийәдики аммиви тәшкилатлар хитайниң уйғур мусулманлириға салған зулумиға қарши намайиш тәшкиллигән. 2023-Йил 7-айда, җакартадики һәр қайси университетларниң мусулман оқуғучилири уйғурларни қоллап намайиш қилған; 2023-йил 8-айда җакартадики хитай әлчиханиси алдида нәччә йүзлигән һиндонезийә мусулманлири намайиш қилған. Бу намайишлар 2018-вә 2019-йил елип берилған хитайға қарши намайишларниң давами болған.
Абдулһаким идрис әпәнди хитайниң һазир һиндонезийәдики истиқлал мәсчити вә ислам тәшкилатлири билән һәмкарлиқ орнитивалғанлиқини қәйт қилди. Австралийә ақиллар амбириниң истатистикилиқ мәлуматиға асасланғанда, 2021-йилдики рай синашта 44 пирсәнт киши уйғурлар мәсилисиниң һиндонезийәдики муһим мәсилә икәнликини, 22 пирсәнт киши һиндонезийәниң әң муһим мәсилиси икәнликини билдүргән.
Америкадики туңган анализчи ма җү әпәнди хитайниң һиндонезийәдики тәшвиқати һәққидә мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң җакартадики әң чоң дөләтлик мәсчиттә тәшвиқат елип беришидики әң муһим нуқта, мениңчә улар мусулман дөләтләрдики нурғун кишиләрниң хитайниң уйғур вә башқа мусулман милләтләргә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини асасән билип болғанлиқини һес қилди. Шуңа хитай бундақ паалийәтләр арқилиқ өзиниң мусулман дөләтләр билән болған достлуқи вә нопузини тәшвиқ қилишниң адәттики пуқраларға бәкрәк тәсир көрситидиғанлиқини байқиди. Йәнә келип, хәлқ арисида хитайға болған нәпрәт күчәймәктә”.
Һалбуки һиндонезийә һөкүмити йәнила хитайни қоллиған болуп, 2022-йил б д т кишилик һоқуқ кеңишидә өткүзүлгән “шинҗаң мәсилиси” музакирисидә, һиндонезийә вәкиллири хитайниң “шинҗаң сиясити” ни қоллап аваз бәргән. Йәнә бир җәһәттин, һиндонезийә хитайниң “шинҗаң сиясити” ни махтайдиған хәлқара ислами һәмкарлиқ тәшкилати, әрәб дөләтлири иттипақиға пүтүнләй әгишипму кәтмигән. Буниңға қарита, хитай тәрәп һиндонезийәдә давамлиқ хитай тәшвиқати елип барған. “һиндонезийә хитай мунбири” ниң башлиқи юһанис мундақ дегән: “хитай дипломатик йоллар билән һиндонезийәдики мусулман җамаәт вә башқа хәлқни қолға кәлтүрүш арқилиқ уларниң уйғурларға мунасивәтлик ‛начар кәйпият‚ ни бесиқтурушқа урунмақта. Хитайниң буниңда ишләткән тактикилиридин бири һиндонезийәликләрни хитайға тәклип қилип, уйғурларниң әһвалини көрситиш, андин өзлирини ақлап, ‛уйғурларға зулум қилиниватиду дегән гәпләр ғәрб таратқулириниң ялғанчилиқи‚ дегәнни қулаққа сиңдүрүш”.
Абдулһаким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, хитайға барған һиндонезийәлик өлималар уйғур диний затларниң еғизида хитайни махтисиму, көзлиридә хитайдин шикайәт қиливатқанлиқини һес қилған. Хитай өз җинайитини йошурупму йошуруп болалмиған, әмма тәшвиқатини йәнә давамлаштурған.
Һиндонезийә мусулманлири ичидә хитайниң тәшвиқатиға ишәнмәйдиғанларму хели көп салмақни игиләйдикән. Һиндонезийә ақиллар амбири мутәхәссиси муһәммәд зулпиқар рәһмәт: “хитайниң мусулманлар дипломатийәси җәмийәтниң мәлум саһәсидә мувәппәқийәт қазанған болсиму, авам арисида толуқ мувәппәқийәт қазанди дегили болмайду” дегән.