Хоңкоңдики милйон кишилик намайиш вә хоңкоң мустәқилчилириниң баянлири
2019.06.10
9-Июн хоңкоңда йүз бәргән йәрлик һөкүмәтниң “қачқунлар низамиға түзитиш киргүзүши” гә қарши намайиш дуня ахбарат вастилирида көпләп тәшвиқ қилинмақта. Намайишни хоңкоңдики “йәрликләр демократийә фронти” қатарлиқ көплигән тәшкилатлар бирликтә тәшкиллигән болуп, намайишчиларниң сани хоңкоң сақчи даирилириниң баянида “240 миң киши” дейилгән болсиму, бәзи ахбарат қаналлири “милйон кишилик намайиш” дәп хәвәр тарқатмақта.
Хәвәрләргә көрә, бу қетимқи намайиш 2017-йили хоңкоңда йүз бәргән 100 миң кишилик “мәркәзни ишғал қилиш” намайишидин кейинки көлими әң зор намайиш болуп һесаблинидикән. 2017-Йилидики намайиш 1997-йили хоңкоң әнглийәниң қолидин хитайға қайтурулғанлиқиниң 20 йиллиқи мунасивити билән хитайниң хоңкоңни қолиға алғандин кейин хоңкоң демократийисигә селиватқан зиянлириға қарши өткүзүлгән иди.
Бу қетимқи намайишниң асасий мәқсити мундақ изаһланмақта: “әгәр хоңкоң һөкүмити бейҗиңниң тәлипигә асасән ‛қачқунлар низами‚ ға түзитиш киргүзсә хоңкоң пуқралири вә чәтәлликләрниң хоңкоңдики әркинлики, бихәтәрлики тәһликигә учрайду. Хоңкоңлуқларниң демократийә муһити техиму тарийиду. Хитай вәдә қилған ‛бир дөләттә икки хил түзүм‚ сиясити үзүл-кесил ахирлишиду. Түзитиш киргүзүлгән ‛қачқунлар низами‚ ға бинаән хоңкоңдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири, өктичиләр халиғанчә тутқун қилинип хитайға өткүзүп берилиду. Хитайға өткүзүп берилгән бу тутқунлар сотта адаләтсиз муамилигә учрайду. Ақивәттә хоңкоңниң мустәбит коммунистик һакимийәтниң реҗими астидики өлкиләрдин пәрқи қалмайду. Буниң үчүн хоңкоң һөкүмитиниң ‘қачқунлар низамиға түзитиш киргүзүшигә қарши туруш лазим.”
Җәнубий моңғулийә мустәқиллиқ һәрикитиниң германийәдики вәкили тәмсилто әпәнди бу намайиш һәққидә мундақ дәйду: “демократик гуруһлар, хитай өктичилири хитай коммунистик партийәси яхши партийә болмиғач һәммимиз азаб чекиватимиз, уни ислаһ қилсақ, демократийәләштүрәлисәк күнлиримиз яхши өтиду, дәп қарайду. Хоңкоңда елип берилған бу зор намайишму компартийәниң чәклимилирини азайтип раһәт һаят көчүрүшни мәқсәт қилиду. Әмма хитай коммунистик партийиси түптин йоқалмиса, хитай хәлқиниң бу мәқсәтлири һасил болмайду. Һалбуки, уйғур, тибәт җәнубий моңғулийәликләрниң мәқсити ялғуз коммунистик һакимийәтни ағдуруп ташлаш әмәс, бәлки мустәмликә һаятқа хатимә бериш, хитай истеласидин үзүл-кесил қутулуштин ибарәт. Бу оттурида пәрқ бар.”
9-Июн күни германийәдики мәшһур ахбарат васитилиридин “җәнубий германийә гезити” мәзкур намайиш тоғрисида “хитай һөкүмити хоңкоңни бәрбат қилмақчи” сәрләвһилик бир зиярәт мақалиси елан қилди. Мақалида германийәгә келип сиясий панаһлиқ тилигән хоңкоң мустәқилчилиридин рай воң зиярәт қилинған.
Рай воң мухбирниң “сиз немә үчүн германийәгә келип сиясий панаһлиқ тиләш қарариға кәлдиңиз?” дегән тунҗи соалиға: “германийә кишилик һоқуқ мәҗбурийәтлирини ада қилиш билән мәшһур болған бир дөләт шундақла уйғурларниң хитай зулумиға учраватқанлиқини етирап қилған бир дөләт,” дәп җаваб бәргән.
Мақалида хитайниң хоңкоңдики сиясәтлириниң барғансери әшәддийлишиватқанлиқи, әнглийәниң қолидики алдинқи бир әвлад хоңкоңлуқлар баштин көчүргән демократийә, әркинликкә толған һаятниң кәлмәскә кәткәнлики, йеңи әвладни коммунистик һакимийәтниң мустәбит сиясити күтүватқанлиқи, хитайниң хоңкоңни пүтүнләй бәрбат қилиш йолиға қәдәм басқанлиқи баян қилинған.
Мәзкур мақалиниң зиярәт обекти болған хоңкоң зиялийси рай воңниң бизгә мәлумлуқ бир һекайиси бар.
Рай воң хоңкоңдики “йәрликләр демократийә фронти” намлиқ хоңкоң мустәқилчилири тәшкилатиниң өз вақтидики баянатчилиридин бири. 2017-Йили 10-айниң 3-күни у 2 нәпәр һәмраһи билән д у қ ниң мюнхендики баш штабиға “мустәқиллиқ күриши тоғрисида тәҗрибә алмаштуруш” үчүн кәлгәндә биз уларни зиярәт қилған идуқ.
Рай воңниң әйни чағда бизгә билдүрүшичә, хоңкоңдики “йәрликләр демократийә фронти” тәшкилати 2015-йили 1-айда рәсмий қурулған болуп, әслидә бу тәшкилатниң 60 нәпәр әзаси 2014-йили 28-сентәбир күни хоңкоңда йүз бәргән “күнлүк инқилаби” һәрикитигә қатнашқан икән.
Әйни замандики “күнлүк инқилаби” дәп аталған бу һәрикәткә хоңкоң яшлири, университет оқуғучилири болуп 100 миңдин артуқ киши иштирак қилған. Бу һәрикәт һәптиләргә созулуп, ахири сақчилар билән намайишчилар арисида тоқунушлар келип чиққан. Көплигән яшлар қолға елинған. Мәзкур тәшкилат хоңкоң даирилири тәрипидин “радикал, айримичи, юртваз” дегәндәк намлар билән қариланған. Бир қисим яшлар 6 айдин 8 айғичә қамақ җазалириға мәһкум қилинған. Рай воң намайишта ойниған роли вә нутуқлири билән хоңкоң мәтбуатлириниң чолпиниға айланған.
Рай воң илгири 5 қетим хоңкоң сақчилири тәрипидин тутқун қилинған. Ахирқи қетимда 2016-йили 2-айниң 21-күни қолға елинған. Әмма сотниң һөкүми чиққучә қоюп берилгән. У 2017-йили өктәбирдә д у қ ишханисини зиярәт қилип хоңкоңға қайтип барғандин кейин “террорлуқ тәшкилатниң рәһбәрлири билән учришипсән” дәп хоңкоң сақчилириниң қаттиқ соал-сорақлириға дуч кәлгән. Улар шу йилиниң ахири сотниң һөкүми чиқмайла хоңкоңни тәрк етип, германийәгә келип сиясий панаһлиқ тиләшкә мәҗбур болған вә панаһлиқ илтимаси қобул көрүлгән. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди шу қетимқи сөһбәткә иҗабий баһа бәргән иди.
Рай воң зияритимизни қобул қилғанда шуларни тилға алған: “2017-йили хоңкоңниң игилик һоқуқиниң хитайға қайтуруп берилгинигә 20 йил болди. Хоңкоңда дәсләптә ‛бир дөләттә икки хил түзүм‚ сиясити йүргүзүлүп, хоңкоңни хоңкоңлуқлар идарә қилатти, хоңкоңда алий аптономийә түзүми бар иди. Бизниң кишилик һоқуқимиз, әркинликимиз, қанун-түзүмлиримиз, демократийимиз капаләткә игә иди. Әмма хоңкоң хитайниң қолиға қайтқан 20 йилға нәзәр салсақ, хитай һөкүмитиниң вәдисигә вапа қилмиғанлиқини көрәләймиз. Хитай һакимийити мәҗбурийәтлирини ада қилмайла қалмастин, хоңкоңниң қанун-түзүмлиригә, хоңкоңлуқларниң әркинликигә зиянкәшлик қилди. 2014-Йилидин башлап сүкүт ичидики хоңкоңлуқлар қәддини көтүрүп, хитай һакимийитиниң демократийә, әркинликкә болған бастурушлириға қарши күрәш долқунини әвҗ алдурди. 2014-Йилидики ‛күнлүк инқилаби‚ дин кейин хоңкоң яшлириниң мустәқиллиқ истәклири күчийип барди. 2015-Вә 2016-йиллири мустәқиллиқ истикидики яшларниң қошуни зор дәриҗидә кеңәйди. Хоңкоң хәлқи җуңголуқларға керәк болуватқининиң хоңкоң икәнликини, әмма хоңкоңлуқлар әмәсликини барғансери чуңқур чүшинип йәтти. Һазир хоңкоң яшлириниң һәммисила дегүдәк мустәқиллиқ тәрәпдари.”
Униң билдүрүшичә, “хитай һакимийити тәдриҗий һалда һәр хил сиясий бесимлар вә мәдәний бастурушлар арқилиқ хоңкоңлуқларниң айрим тилини йоқитиш, мәдәнийитини ассимилятсийә қилип, ахирқи һесабта хоңкоңлуқларни ютувәтмәкчи болған. 2016-Йилиғичә 6. 5 Милйон нопуслуқ хоңкоңға киргән хитай көчмәнлириниң сани 800 миң кишидин ешип, хоңкоң нопусиниң 10 пирсәнтини тәшкил қилған, бу көчмән хитайлар хоңкоң мәдәнийитигә бузғунчилиқ қилипла қалмастин, хоңкоңниң параванлиқ ишлири вә бихәтәрликигиму зиянлар елип кәлгән.”
“җәнубий германийә гезити” 9-июндики намайиш тоғрисида елан қилған “хитай һөкүмити хоңкоңни бәрбат қилмақчи” сәрләвһилик мақалисидә бу қетимқи намайишни “милйон кишилик намайиш” дәп атиған.