Америка кеңәш палата әзаси һоллй мишел: “хоңкоңниң ‛сақчи дөлити‚ гә айлинип кетиш хәвпи мәвҗут”

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.10.17
hongkong-namayish-20191014.jpg 14-Өктәбир 100 миңдин артуқ хоңкоңлуқлар “хоңкоңниң кишилик һоқуқ вә демократийиси қанун лайиһәси” ни қоллап намайиш елип барди.
RFA/Ekrem

Ғәрб мәтбуатлириниң 15-өктәбирдики хәвиридә илгири сүрилишичә, 16-өктәбир америка кеңәш палатасида авазға қоюлмақчи болған “хоңкоңниң кишилик һоқуқ вә демократийиси қанун лайиһәси” ни қоллаш йүзсидин 100 миңдин артуқ хоңкоңлуқлар дүшәнбә күни америка байриқини егиз көтүрүп йәнә бир қетим чоң намайиш елип барған. Сақчилар билән намайишчилар арисида тоқунуш йүз бәргән. 11 Киши қолға елинған вә 20 дин артуқ киши яриланған.

Икки күнлик зиярәт үчүн хоңкоңға йетип кәлгән америка кеңәш палатасиниң әзаси һоллй мишел дүшәнбә күни хоңкоң намайишчилири билән болған учришиштин кейин мухбирларниң соаллириға дуч кәлгән.
“хоңкоңниң вәзийити интайин хәтәрликкән” дегән кәлимини ашкара тилға алған һоллй бәзиләрниң “сиз хоңкоңдин америкаға қандақ бир сигнални елип кәтмәкчи?” дегән соалиға җавап бәргәндә: “хоңкоңниң ‛сақчи дөлити‚ гә айлинип кетиш хәтири мәвҗут, ‛бир дөләттә икки хил түзүм‚ хәвпкә йолуқмақта” дегән. 

Һоллй мишелниң 14-өктәбир хоңкоң қанун турғузуш комитетиниң алдида сөзлигән син көрүнүшидики сөзлири кишиләрниң техиму күчлүк диққитини җәлп қилған. Хитайни биарам қилған бу сөзидә у мундақ дегән: “мениң силәргә демәкчи болғиним, пүтүн дуняниң диққити хоңкоңда болмақта, барлиқ һөр хәлқләрниң һәммиси силәр билән бир сәптә турмақта. Мән бәзидә бир юртниң тәқдириниң бир әвлад кишиләрниң җәң елан қилиши билән бәлгилинидиғанлиқини чүшинип йәткәндәк болимән. 50 Йил илгири берлинда, бүгүн хоңкоңда шундақ болмақта. Мана бу пүтүн дунядики һөр хәлқләрниң немә үчүн силәрниң күришиңларға, силәрниң әң әқәллий әркинликни қолға кәлтүрүш йолидики күришиңларға көңүл бөлүшидики сәвәбтур.”

Хитайниң техиму чишиға тәгкән йери шуки, америка кеңәш палатасиниң әзаси һоллй мишелдин башқа йәнә кеңәш палата әзаси крузму йәкшәнбә күни хоңкоңда намайишчиларға охшаш қара кийим кийип, улар билән бир мәйданда икәнликини билдүрүп, намайишчилар билән бир сәптә турған. У мухбирларға қилған сөзидә “хоңкоңлуқларниң өз демократийә вә әркинликини қоғдаш күришини қоллаш, американиң мәнпәәтигә пайдилиқ,” дегән. 

Хәвәрдә баян қилинишичә, хоңкоң алаһидә мәмурий райониниң башлиқи лин җеңйө йәкшәнбә күни америка кеңәш палата әзаси круз билән көрүшмәкчи болған. Әмма у хоңкоң һөкүмитиниң “мәхпийәтликни сақлаш” шәртигә көнмигәнлики үчүн хоңкоң һөкүмити бейҗиңниң буйруқи билән бу учришишни әмәлдин қалдурған. 

Американиң 2 нәпәр кеңәш палата әзасиниң хоңкоңда намайишчилар билән биргә туруши вә хоңкоң хәлқиниң күришини қоллаш мәйданини ашкарә ипадә қилиши бейҗиңниң қаттиқ җениға тәгкән. Хитайниң зувани болған “йәр шари вақти гезити” дүшәнбә күни мақалә елан қилип, америка кеңәш палата әзалириниң хоңкоң зияритини әйиплигәндә, крузниң хоңкоңдики зораванлиқ һәрикәтлирини ашкара қоллишиниң йәкшәнбә күнидики хоңкоң намайишиниң адәттин ташқири бузғунчилиқ характерлик түс елишиға сәвәб болған асасий амил икәнликини, тәлвилики зәипләшкән намайишчиларни йеңидин хам хиялларға башлиғанлиқини баян қилған.

Хитайниң мақалисидә йәнә әгәр америка дөләт мәҗлиси “хоңкоңниң кишилик һоқуқ вә демократийиси қанун лайиһәси” ни тәстиқлиса, крузни өз ичигә алған бу қанун лайиһәсини қоллиған барлиқ америка палата әзалири вә уларниң аилә тавабиатлириниң хоңкоң чигриасидин киришини чәкләйдиғанлиқи билдүрүлгән. Бу хитай һөкүмитиниң америка һөкүмити алдинқи һәптә уйғур дияридики 28 хитай ширкити вә қанун органлирини қара тизимликкә алғандин кейинки өч елиш характирлик җаваби болуп қалған.

Әгәр дуня хоңкоңни ташливәтсә, хоңкоңниң һәқиқәтәнму шәрқий түркистанға охшаш ‛үсти очуқ түрмә‚ гә, ‛сақчи дөлити‚ гә айлинип қалидиғанлиқини тилға алған д у қ баянатчиси дилшат решит нөвәттә хитай һөкүмитиниң хоңкоңдин айрилип қелиштин интайин әндишидә икәнликини, хитайниң әзәлдин “хоңкоң қолдин кәтсә, шәрқий түркистанму қолдин кетиду” дәп қарайдиғанлиқини илгири сүрди. У сөзидә хитай һакимийитиниң хоңкоңдики намайиш хәвириниң хитайниң ичкий өлкилиригә вә шәрқий түркистанға еқип киришидин қаттиқ әнсирәп һазир дөләт ичидә учур-алақә васитилирини күчлүк қамал қиливатқанлиқини тәкитлиди.

Хоңкоң вә тәйвән мәсилилирини йеқиндин көзитип келиватқан японийәдики д у қ ниң шәрқий-җәнубий асия вә тинч окян районлириға мәсул хадими илһам маһмут әпәнди бу һәқтә тохталғанда хитайниң хоңкоңда йүргүзиватқан зораван сияситиниң тәйвәнгә күчлүк тәсир көрситиватқанлиқини әскәртти. 

Өктәбирдики хәвәрләрдин мәлум болушичә, хоңкоңниң демократийә вә әркинликигә түрткә болидиғанлиқи илгири сүриливатқан “хоңкоңниң кишилик һоқуқ вә демократийиси қанун лайиһәси” 16-өктәбир америка авам палатасида мақуллуқтин өтүп, хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиған. Бу лайиһә 120 күнлүк мөһләт ичидә навада америка призденти трампниң қол қоюши билән рәсмий күчкә игә болса, хоңкоңдики намайишчиларниң кишилик һоқуқ вә әркинликини дәпсәндә қилған һөкүмәт әмәлдарлириға қарита америкаға киришини чәкләш, мал-мүлкини тоңлитиш қатарлиқ җаза тәдбирлирини йүргүзгили болидикән
Уйғур сиясий актиплириниң теришчанлиқи билән бу йил 11-синтәбир “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қанун лайиһәси” америка киңәш палатасида мақуллуқтин өткән болуп, у авам палатасида қобул қилинишни күтмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.