Америка худсон институтида өткүзүлгән сөһбәттә уйғурларға аит йеңи қанун тәклипи тилға елинди

Мухбиримиз җәвлан
2021.07.26
Америка худсон институтида өткүзүлгән сөһбәттә уйғурларға аит йеңи қанун тәклипи тилға елинди Америка худсон институти алий тәтқиқатчилиридин нури түркәл, ерик бровн(Eric Brown) қатарлиқлар америка авам палата әзаси йоң ким(Young Kim) билән тор сөһбити өткүзди. 2021-Йили 26-июл.
hudson.org

Америка һөкүмити хитайниң уйғурларға давамлаштуруп келиватқан ирқий қирғинчилиқи вә қул әмгикини тохтитиш үчүн бир қатар тәдбирләрни йолға қойған болсиму, хитай йәнила өзиниң бу җинайи һәрикитини давамлаштуруп кәлмәктә. Америка дөләт мәҗлиси бу вәзийәтни тонуп йәткән болуп, америка һөкүмитиниң хитайға қаратқан нөвәттики сияситини қоллаш билән биргә, йеңи қанун лайиһәси түзүш арқилиқ хитай һөкүмитигә техиму күчлүк бесим қилип, бу зораванлиқни тохтитиш үчүн һәрикәт қилмақтикән.

26-Июл күни америка худсон институти алий тәтқиқатчилиридин нури түркәл, ерик бровн қатарлиқлар америка авам палата әзаси йоң ким билән тор сөһбити өткүзгән. Сөһбәттә авам палата әзаси йоң ким хитайниң һинди-тинч окян районидики кеңәймичилики вә америкиниң буниңға қарши ойнайдиған роли, шундақла америкиниң уйғурлар мәсилисини һәл қилиш үчүн кәлгүсидә йәнә қандақ йеңи тәдбирләрни алидиғанлиқи һәққидики соалларға җаваб бәрди.

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси, худсон институтиниң алий тәтқиқатчиси нури түркәл әпәнди уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюп: “өткән бир нәччә айда байдин һөкүмити хитай һөкүмитини кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, болупму уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайити үчүн бесим қилишқа тиришиватиду. Сизниңчә дөләт мәҗлиси буниң үчүн йәнә қандақ тиришчанлиқларни көрситәләйду? сизниңчә америка һөкүмити кейинки қәдәмдә хитай компартийәсини қануний җавабкарлиққа тартиш үчүн қандақ тәдбирләрни қоллиниши керәк?” дәп сориғанда парламент әзаси йоң ким уйғурларға аит йеңи қанун лайиһәси түзүшниң тәхирсиз вәзипә икәнликини билдүрүп мундақ деди:

“сиз ейтқандәк, байден һөкүмити шинҗаңда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн бүгүнгичә бир қатар һәрикәтләрни қолланди. Хитай компартийәсиму актип тәдбирләрни қоллинип, дөләт ичи вә сиртидики уйғурларни җимиқтурушқа урунуп кәлди. Һалбуки, биз хитай әмәлдарлирини җазалап қоюш биләнла мәсилини һәл қилғили яки уларниң қилмишини өзгәрткили болмайдиғанлиқини тонушимиз керәк. Биз йәнә һөкүмәт арқилиқ бир йүрүш тәдбирләрни қоллинип, шинҗаңдики ирқий қирғинчилиқ мәсилисини һәл қилишимиз лазим. Бу һәр қайси органлар оттурисидики һәмкарлиқ, америкидин експорт қилидиған мәһсулатларни қаратмилиқ башқурушни күчәйтиш, өзимиз вә иттипақдашлиримизниң һәрикәтләндүргүч күчи вә юмшақ күчини техиму үнүмлүк һалға кәлтүрүш қатарлиқларни өз ичигә алиду. Шуниң үчүн мән пат йеқинда “уйғур сиясити қанун лайиһәси” ни тонуштуримән, буни мән дөләт мәҗлисидики сәпдашлирим вә асия комитети рәиси ами бера билән бирликтә қилимән. Бу қанун лайиһәси алдимиздики узақ муддәттә уйғурлар мәсилисидики сияситимизни техиму күчләндүриду. Буниң үчүн, мән бу қанун лайиһәсидики бир нәччә маддини оттуриға қойимән. Бу маддиларға асасән, америка ташқи ишлар миниситирлиқида уйғур мәсилилири алаһидә маслаштурғучиси тәйинлиниду, у мусулманлар көп санлиқ дөләтләрниң аммиви дипломатийә мунбиридә тәсир қозғап, уларниң қанун мәсилилиригә болған тонушини өстүриду. Андин бизниң бәзи дипломатийә хадимлиримизни уйғур тили бойичә тәрбийәләш тәләп қилинди, биз йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики әлчимизни бу тәшкилатниң уйғурларни қоллиши вә уйғур районида тәкшүрүш елип беришини қоллиши һәққидә йолйоруқ беримиз. Наһайити рошәнки, ирқий қирғинчилиқ давам қилмақта, әмма бизниң қолланған һәрикәтлиримиз шинҗаңдики зораванлиқни техи тохтиталиғини йоқ. Шуңа дөләт мәҗлиси вә һөкүмәт буниң үчүн дәрһал техиму көп һәрикәт қоллиниши керәк”.

Нури түркәл әпәнди йәнә: “сизму билсиңиз керәк, қуяш енергийәси тахтиси ишләпчиқиришта мәҗбурий әмгәк күчи ишлитиливатиду. Һазир америка истемалчилири, болупму муһитқа көңүл бөлидиған америкалиқлар уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған қуяш енергийәси тахтисиниң америкиға келишидин әнсирәватиду. Сизниңчә, америка һөкүмити килимат өзгириши үчүн тиришчанлиқ көрситиш билән бир вақитта, кишилик һоқуқ мәсилисигә техиму көңүл бөлүши, президент байдин ейтқандәк, бир йешил инқилаб башлиши керәкму?” дәп сориғанда, авам палата әзаси йоң килимат мәсилисини дәп кишилик һоқуқ җинайитигә көз юмушқа болмайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “килимат өзгириши хитайниму өз ичигә алған барлиқ дөләтләрниң өзара һәмкарлишишини тәләп қилидиған наһайити муһим мәсилә. Әмма қандақ болушидин қәтийнәзәр, буни дәп заманиви қуллуқ вә ирқий қирғинчилиқ мәсилисигә сәл қариғили болмайду. Сабиқ америка ташқи ишлар министири җон керри бизниң килимат әлчимиз, униң ейтишичә, бизниң қуяш енергийәси тахтимиз вә башқа енергийә йеңилаш техникимиздин пайдилинип ишләпчиқирилған нурғун хитай мәһсулатлири қул әмгики билән четишлиқ икән. Шуңа мениңчә, биз инсанларни езиш, қул қилиш, мәҗбурий әмгәккә селиш арқилиқ пайда тапидиған кәсипләрни қанунлаштурмаслиқимиз керәк. Шуңа мән байдин һөкүмитиниң америка карханилирини шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк мәсилисигә четилип қалмаслиққа агаһландурғинидин толиму мәмнунмән. Мән америка авам палатасини “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһиси” ни дәрһал мақуллашқа чақиримән. Мән бу қанун лайиһисини түзүшкә қатнашқучиларниң бири, бу қанун лайиһиси бизниң истемалчилиримиз, карханилиримиз вә тәминләш линийәмизни уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдилиниш имканийитидин мәһрум қилиду”.

Җумһурийәтчиләрдин болған америка авам палата әзаси йоң ким ханим җәнубий корейәдә туғулған америкалиқ сиясәтчи болуп, калифорнийә шитатидин сайланған йеңи дөләт мәҗлиси әзаси икән. У америка авам палатаси асия комитетиниң әзаси болуп, шәрқий шималий асия дөләтлири, болупму җәнубий корейә, хоңкоң, тәйвәнгә мунасивәтлик муһим сиясәт, қанун түзүш ишлириға қатнишидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.